Архип
2015-07-22
Тайланд дөләтлик кишилик һоқуқ комитети тайландниң мусапирлар мәсилилирини кишилик һоқуқ принсиплириға асасән бир тәрәп қилиши керәкликини тәкитләп, тайланд һөкүмитини нөвәттә банкок тутуп туруш мәркизидики қелип қалған 58 нәпәр уйғур мусапирини түркийәгә өткүзүп беришкә чақирған.
2015-07-22
Рамизан ейи җәрянида хитайниң мусулман уйғурларниң роза тутушини чәклигәнлики тоғрисидики хәвәрләр тарқалғандин кейин, түркийәдә уйғурларни қоллап нурғун наразилиқ паалийәтлири өткүзүлди. Уйғурларниң қериндашлиридин бири болған түркийәдин башқа әзәрбәйҗандиму хитайға қарши наразилиқ паалийәтлири өткүзүлди.
2015-07-22
Игилишимизчә, 18 - июл мисирниң пайтәхти қаһирәдики хитай әлчиханиси әл әзһәр универиситетида оқуватқан уйғур, хуйзу қатарлиқ оқуғучиларға рози һейтни тәбрикләш зияпити бәргән.
2015-07-22
Алдинқи һәптиләр кәшмир вә һиндистанда зиярәттә болған әркин алптекин әпәнди кәшмиргә йәрлишип қалған уйғурлар билән иптар сорунида муңдашқан һәмдә һиндистанға берип, далай лама вә тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң рәһбәрлири билән сөһбәт елип барған.
2015-07-22
Хитайлар даирилириниң уйғур елидики роза тутушни чәкләш бәлгилимилири пүтүн дунядики һәр саһәниң әйибләшлири вә зәрбилиригә дуч кәлди. Әнә шуларниң ичидики өзгичә зәрбилири билән уйғурларға мәдәт бәргән бир гуруппа дәл “ай - юлтуз тим хаккирлар гурупписи” дур.
2015-07-21
Игилишимизчә, 19 - июл пакистандики хитай әлчиханиси хитай ташқи ишлар министирлиқиниң бир туташ орунлаштуруши билән, равалпиндидики җуңго муһаҗирлар җәмийитиниң рәиси насирханниң өйидә шу йәрдики уйғур муһаҗирларға зияпәт өткүзүп берип бир қисим уйғурларға нәқ мәйданда пул тарқитип бәргән.
2015-07-21
Түркийәниң әң чоң, әң узун тарихқа игә аммивий тәшкилатлиридин бири болған түрк оҗақлири тәшкилати 7 - айниң 11 - күни “шәрқий түркистан үчүн, рабийә қадир үчүн әркинликкә виза бәр..” намида имза йиғиш паалийитини башлатқан иди.
2015-07-21
Тайландтики муһаҗир уйғурларни қутқузуш сәпәрвәрликигә аваз қошқан сансиз пидакарлар ичидә японийәдики кишилик һоқуқ паалийәтчиси илһам мәхмут әпәндиму бар. У өткән йилдин һазирға қәдәр тайландқа көп қетим барған вә у йәрдә тутуп турулуватқан уйғурлар билән биваситә учрашқан.
2015-07-20
Америка дөләт мәҗлисиниң мәт салмон, стеф чабот, дана рорабакер, кристофир симис, алән ловентал, җосеф питс қатарлиқ 6 нәпәр авам палата әзаси хитайниң вашингтонда турушлуқ баш әлчиси суй тйәнкәйгә мәктуп йезип, хитайниң йеқинда тайланд һөкүмитигә бесим ишлитип, 109 нәпәр уйғур мусапирни қайтуруп кәткәнликини қаттиқ тәнқид қилди.
2015-07-20
Радийомизға кәлгән учурлардин мәлум болушичә, пакистанниң равалпинди шәһиридики хитай консулханиси роза һейтлиқ зияпәт берип, хитай әлчиханисини шу йәрдики “өмәр уйғур вәхпи” вә уйғурларниң учурлири билән тәминлигән паша қатарлиқ кишиләрни мукапатлиған.
2015-07-20
1818 - Июл күни германийиниң нүрнберг шәһәр мәркизидә өткүзүлгән һәр милләт хәлқиниң сәнәт вә мәдәнийәтлирини көрәк қилиш паалийитини нүрнберг шәһәрлик мәдәнийәт идариси һәмдә чәтәлликләр мәҗлиси орунлаштурған болуп, түркләр вә һонлар билән бирликтә сәнәт номурлирини көрсәткән уйғур һәвәскарлири тамашибинларниң яхши баһасиға еришти.
2015-07-20
Түркийәдә хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситигә қарши наразилиқ паалийитиниң күчийишигә әгишип, хитай әлчилики арқа - арқидин уқтуруш тарқитип, шәрқий түркистанлиқ террорчиларниң һуҗум елип баридиғанлиқини әскәртип, буниңға қарши түркийәдики хитайларни һушяр болушқа чақирмақта.
2015-07-20
17 - Еюл җүмә күни шу йәр вақти әтигән саәт 8 дә явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитидә җәм болған уйғурлар пүтүн дуня мусулманлири қатарида һейт намизини биргә оқуп, һейтлиқ вәз - нәсеһәтләрдин сават алди.
2015-07-19
Уйғурнет ториниң хәвиригә қариғанда, тайландики мусулманлар топлиминиң әң нопозлуқ оргини болған “тайланд мусулманлар җәмийити” чаршәнбә күни баянат елан қилип, тайланд түрмисидә тутуп турулуватқан 52 нәпәр уйғур мусулманниң, өткән һәптидики уйғурларға охшаш, хитайға тапшуруп берилмәсликини тәләп қилған.
2015-07-17
Қазақистанниң болупму алмата шәһири вә униң әтрапи, шундақла алмата вилайитиниң талғир, әмгәкчиқазақ, уйғур вә яркәнт наһийилиридики көплигән йезиларда истиқамәт қиливатқан он миңлиған уйғур аһалиси вә башқа мусулман милләт вәкиллири бир сәптә туруп, мустәқил қазақистан һөкүмитиниң өз пуқралириға бәргән һоқуқлиридин вә әркинликлиридин пайдиланған һалда, бир ай вақит мабәйнидә роза тутуш, намаз оқуш, иптар қилиш вә башқиму диний паалийәтлирини елип бериш мумкинчиликлиригә игә болған иди.