Архип
2015-01-12
Қирғизистан чегра мудапиә қисимлириниң баянатчиси 10 - январ күни таратқуларға бәргән мәлуматида қирғиз - хитай чеграсидин қанунсиз һалда өткән үч нәпәр хитай пуқрасиниң тутулғанлиқини ашкарилиди.
2015-01-09
Қәйсәри валиси орхан дүзгүн әпәнди қәйсәригә йеңи кәлгән 400 әтрапида уйғур орунлаштурулған мәһәллигә келип уйғур мусапирлардин һал сориди вә радийомизниң зияритини қобул қилип, бу кәлгән уйғурлар үчүн йеңи бир мәһәллә қуруп, уйғурларниң өрп вә адити, мәдәнийәтини қоғдап қелиш үчүн күч чиқиридиғанлиқини ейтти.
2015-01-09
9 - январ токйода баш шитаби вашингитондики хәлқара уйғур кишилик һоқуқ демоктратийә фондиниң японийәдики вәкили доктор турмуһәммәт һашим башчилиқидики бир гуруппа кишиләр японийә ташқи ишлар министирлиқи вә шундақла токйода турушлуқ тайланд баш әлчиханиси билән тайландтики уйғур мусапирлар мәсилиси һәққидә бир қатар сөһбәтләрни елип барған.
2015-01-09
6 - январ сәйшәнбә күни истанбул универистети чапа тиббий факолтетиниң түрк тарихи вә сәнәт кулубиниң уюштуруши билән зулум астидики шәрқий түркситан дегән темида бир йиғин уюштурулди.
2015-01-08
Өзлириниң хитайниң бесим сиясити сәвәбидин һәр хил йоллар билән түркийәгә кәлгәнликини билдүргән бир қисим уйғур муһаҗирлири түркийәниң қәйсәри шәһиридә өзлиригә вақитлиқ өй берилишидин наһайити мәмнун болғанлиқини тәкитлиди.
2015-01-02
Һазир түркийәни идарә қиливатқан адаләт вә тәрәққият партийәсиниң диярбақирдин сайланған парламент әзаси җүмә ичтән әпәндиниң үрүмчидә елип бериватқан зиярити җәрянида, иҗтимаий таратқулар арқилиқ тарқатқан уйғур мәсилиси тоғрисида бәргән баянати түрк хәлқиниң қаттиқ наразилиқиға учриди.