Архип
2015-11-13
12-Ноябир уйғурлар мустәқиллиқини дуняға җакарлиған бир күн болуп, бу күн уйғурлар үчүн алаһидә әһмийәткә игә күн һесаблиниду.
2015-11-13
11 - Айниң 13 - күни токйодики готанда мәдәнийәт мәркизиниң йиғин залида дуня уйғур қурултийиниң орунлаштуруши билән уйғурлар тарихида қурулған икки җумһурийәт һәққидә илмий муһакимә йиғини чақирилди.
2015-11-11
Елдос ғәйрәт: “мән нахшам билән уйғурларниң авазини явропаға аңлаттим!” мән пүтүн дунядики уйғур қериндашларниң икки минут вақтини чиқирип нахшамға һәмбәһр болушини вә мениң үчүн аваз беришини үмид қилимән!...”
2015-11-11
Нөвәттә, бу йил 17 - авғуст баңкоктики ераван ибадәтханисида йүз бәргән партлаш вәқәсиниң четишлиқ даириси малайшияға кеңәйгән. “баңкок почта гезити” 9 - ноябир елан қилған хәвиридә, тайланд һөкүмитиниң йеқинда малайшияға бир тәкшүрүш гурупписи әвәткәнликини ашкарилиди.
2015-11-11
Шиветсийәдә паалийәт қиливатқан “уйғуристан мәшрипи” җамаити 8 - ноябир ситокһолмниң албий районидики паалийәт залида 1933 - йили вә 1944 - йили 11 - айниң 12 - күнидә қурулған икки қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийити” ни хатирилиди.
2015-11-06
Хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән тәйвән президенти ма йиңҗюниң учришишни бәзи көзәткүчиләр бир сайлам оюни, дәп қарисиму, йәнә бәзи көзәткүчиләр буни ши җинпиңниң тәйвән мәсилисидики тактикисини өзгәрткәнликиниң ипадиси, дәп қаримақта.
2015-11-06
28-Өктәбирдә қирғизистан алий кеңишиниң 6-йиғиниға әза болуп сайланғанлар өзлириниң биринчи мәҗлисидә қирғизистан җумһурийитигә садиқлиқи, асасий қанун, хәлқ мәнпәәти вә әлниң мустәқил, пүтүнлүкини қоғдаш тоғрисида қәсәм бәрди.
2015-11-06
Шиветсийә дөләтлик телевизийә истансиниң хәвиридә көчмәнләр идариси башлиқи явропаға келиватқан көчмәнләрниң германийә вә шиветсийәгә мәркәзләшкәнлики сәвәблик, орунлаштуруш хизмитидә зор қийинчилиққа дуч келиватқанлиқини билдүрди.
2015-11-04
Сәуди әрәбистанда яшаватқан уйғур байлири өз қериндашлириға қулайлиқ яритип бериш үчүн илгири пакистандики қәшқәр рабатни сетип алған икән.
2015-11-03
Яврупадики тунҗи уйғур тәшкилати болған “яврупа шәрқий түркистан бирлики” тәшкилатиниң қурулғиниға бу йил 25 йил толди. Бу 25 йилиқ мусапә германийәдә хатирилиниш алдида турмақта.
2015-11-02
Йәкшәнбә күни түркийәдә өткүзүлгән парламент сайлимида 13 йилдин бери һакимийәт бешида туруватқан адаләт вә тәрәққият партийәсидин парламент сайлимида 317 парламент әзаси сайлинип, қайтидин өз алдиға һөкүмәт қуруш һоқуқиға еришти.
2015-10-30
Хитай деңиз армийә генерали ву шиңли пәйшәнбә күни америкини агаһландуруп, америка әгәр дәталаштики деңиз районларда еғвагәрчилик һәрикәтлирини давам қилса уруш кәп чиқиду, деди. Америка болса өзиниң һәрикитиниң җәнубий деңизниң хәлқараға очуқлуқиға капаләтлик қилиш вә уни тәкитләш икәнликидә чиң турмақта.
2015-10-30
Бүгүнки күндә қазақистанниң алмата шәһири вә униң әтрапидики хәшкиләң, или вә җамбул наһийилири, шундақла алмата вилайитигә қарашлиқ талғир, әмгәкчи - қазақ, уйғур вә яркәнт наһийилиридә зич олтурақлашқан уйғурларниң өз тилини, миллий өрп - адәтлирини, маарипини, сәнитини сақлап қелишта вә уларни тәрғип қилиш вә йәниму раваҗландурушта мәдәнийәт мәркәзлири чоң рол ойнимақта.
2015-10-27
Сәйшәнбә күни америка деңиз армийисиниң бир һәрбий парахоти хитай өзигә тәвәликини илгири сүрүватқан җәнубий деңиз райониға кирди.
2015-10-23
10 - Айниң 22 - күни явропа парламентида башланған “шәрқий түркистан диний әркинлик йиғини” бүгүн иккинчи күнигә қәдәм қойди.