Архип
2015-02-27
Хитай һөкүмити д у қ иҗраийә комитети мудири долқун әйса әпәндиниң мәккидә чақирилған “хәлқара террорлуққа қарши туруш йиғини”ға тәклип қилинғанлиқи үчүн, сәуди әрәбистан һөкүмити билән “рабитул аләмин ислам”, йәни дуня ислам тәшкилатиға наразилиқ билдүргән.
2015-02-27
25 - Феврал японийә парламент сарийиниң йиғин залида “хитай компартийәсиниң уйғурларни бастуруши сияситиниң һәқиқий маһийити” намлиқ доклат бериш йиғини өткүзүлгән.
2015-02-27
Пакистанда яшаватқан йәнә бир уйғурниң билдүрүшичә, пакистан билән афғанистан арисидики мунасивәтләрниң барғансери йириклишиши вә хитай билән болған мунасивитиниң яхшилиниши нәтиҗисидә, пакистан уйғурлар үчүн әң хәтәрлик бир дөләткә айлинип қалған.
2015-02-26
2015 - Йили 2 - айниң 22 - күни түркийиниң чорум шәһиридә “шәрқий түркистанда мусулманлар үстидин йүргүзүливатқан хитай зулуми” дегән темида йиғин өткүзүлди.
2015-02-26
23-Феврал мәркизи токйодики японийә йоруңша ахбарат ширкитиниң тарқитишидики “японийә авази” интернет телевизийә қанилида, йеқинда бай наһийәсидә йүз бәргән вәқә һәққидә нәқ мәйдандин аңлитиш сөһбәт программиси берилгән.
2015-02-25
Игилишимизчә, 24 - феврал әтигәндә японийә һөкүмити ичкий кабинети уйғурлар мәсилиси тоғрисида парламентқа вә төвән палатаға язма доклат сунған дипломатийә вә дөләт мудапиә комитети әзаси казуюки хамадаға җаваб тәриқисидә тәйярлиған язма доклат қарарини елан қилған.
2015-02-24
“рабитул аләмин ислам”, йәни дуня ислам тәшкилатиниң тәклипигә бинаән д у қ иҗраийә комитети мудири долқун әйса вә америка, австирийә, финландийә, қазақистан қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән вәкилләр сәуди әрәбистанниң мәккә шәһрийә чақириливатқан “хәлқара терроризмға қарши туруш йиғини”ға қатнашмақта.
2015-02-20
Истанбулниң малтәпә вә бакиркөй наһийәсидә хитай консулханиси өткүзгән чаған паалийити уйғурларниң наразилиқини қозғиди. Бир қисим уйғурлар иҗтимаий таратқуларда мәзкур паалийәткә қарши наразилиқ пикирлирини баян қилишқан болса, истанбулда паалийәт елип бериватқан “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити” хитай консулханиси билән һәмкарлашқан шәһәр башлиқлириға наразилиқ мәктупи йолиди.
2015-02-19
Фирансийә парламентиниң алий палата әзаси әнри католин фирансийә уйғур җәмийитиниң нөвәттики җиддийлишиватқан уйғур елиниң вәзийити һәққидә фирансийә парламентида җиддий йиғин чақиришиниң зөрүрлүки тоғрисида тәклип бәргән.
2015-02-17
Д у қ рәиси рабийә қадир ханим америка парламентида, америка дөләт мәҗлиси ташқи ишлар комитети әзаси, там ләнтос кишилик һоқуқ комитети рәиси вә парламент әзаси җеймс микговерн вә униң һәмраһлири билән уйғур хәлқиниң нөвәттики җиддий вәзийити һәққидә сөһбәт өткүзди.
2015-02-17
Түркийәниң әнқәрә шәһиридә шәрқий түркистан вәхпиниң қурғучи әзалиридин бири, уйғур генерал мәрһум мәмәт риза бекинниң вапат болғанлиқиниң 5-йиллиқи мунасивити билән хатириләш паалийити өткүзүлди.
2015-02-17
Рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийи вәкилләр өмикиниң японийәдә елип барған сәккиз күнлүк зиярити һәққидә японийә мәтбуатлирида та һазирға қәдәр түрлүк мақалиләр елан қилинмақта.
2015-02-17
Унтулған вәтән шәрқий түркситан дегән йиғинға 1000 ға йеқин киши қатнашқан болуп, йиғин әһлиниң һәммиси шәрқий түркситан үчүн хизмәт қилишқа вәдә бәрди.
2015-02-16
Қазақистанға һәр хил йоллар билән келиватқан чәтәлликләрниң сани барғансери көпәймәктә. явро асия иқтисадий иттипақиниң қурулуши билән уларниң сани техиму өсүши мумкин.
2015-02-13
12-Чесла д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди әнқәрәдә бир йүрүш учришишларни елип берип, мунасивәтлик органларниң мәсуллириға уйғурларниң, болупму түркийәгә йеңи кәлгән уйғур мусапирларниң тәләплирини йәткүзди.