Архип
2015-04-29
Түркийәдә 25-қетимлиқ парламент әзалири сайлиминиң тәшвиқат хизмәтлири башлинип кәтти. 5 Йилда бир қетим өткүзүлидиған омумий сайламниң бу йилқиси 6-айниң 7-күни өткүзүлиду.
2015-04-24
Түркийә чанкири каратекин универистити яшлар һәрикити җәмийитиниң уюштуруши билән “үммәт җуғрапийисидә мәзлум дияр шәрқий түркситан” дегән темида 22 - аперил чашәнбә күни йиғин ечилди.
2015-04-24
23-Апрелда қазақистан пайтәхти астана шәһириниң тинчлиқ вә разимәнлик сарийида қазақистан хәлқи ассамблейисиниң новәттики 22-йиғини болуп өтти.
2015-04-20
18-Апрел фирансийә дөләтлик телевизийиси 5-қанилиниң хәлқара еқим мәсилилири сөһбәт программисида нөвәттики уйғур вәзийити һәққидә мәхсус мулаһизә елип берилған.
2015-04-17
Қирғизистан уйғурлири иттипақ җәмийитиниң мәркизи кеңиши йеқинда иттипақ җәмийитиниң 8 - нөвәтлик вәкилләр қурултийини 19 - априлда бишкәк шәһиридә өткүзүш һәққидә қарар қобул қилди.
2015-04-17
15-Апрелда яркәнт шәһиридә йигит башлириға беғишланған мәшрәп болуп өтти. яркәнт вә униң әтрапидики йезилардин кәлгән мәшрәп әһли алмата шәһири вә алмата вилайитиниң чоң йигит башлирини алаһидә һөрмәт билән күтивалди.
2015-04-15
12-Апрел йәкшәнбә күни америкиниң сабиқ дөләт ишлири министири һилларий килинтон ханим өзиниң 2016-йилидики америка президентлиқ сайлимиға намзат болғанлиқини рәсмий елан қилди.
2015-04-13
4-Айниң 9-күни түркийәдики “мәйдан гезити”дә елан қилинған хәвәрдә, сахта түрк паспорти билән истанбулға кәлгән уйғурларниң истанбулда бир-икки кечә турғандин кейин шам ирақ ислам дөлитиниң сүрийәдики җәң мәйданиға әвәтилгәнлики илгири сүрүлгән.
2015-04-10
Бала - чақилирини елип тайланд вә малайшия арқилиқ түркийәгә қечип кәлгән уйғурлардин бир қанчә киши 4 - айниң 8 - күни қәйсәридики 75 - йил анатолийә толуқ оттура мәктипидә доклат берип, өзлириниң хитайда учриған зулумини аңлатти.
2015-04-07
Америка мудапиә министири аштон картер йеқинда аризона штатида қилған бир сөзидә, хитайниң тинч окян районидики һәрикәтлири вә тор һуҗумлириниң америкини қаттиқ ойландуруватқанлиқини билдүрди.
2015-04-07
3-Айниң ахиридин башлап түркийәниң истанбул шәһиридин тәйвәнниң пайтәхти тәйбейгә айропилан сәпири башланди. Шуниң билән түркийә һава йоллири ширкити 109 дөләттики, 265 учуш нуқтисиға сәпәр башлатқан болди.
2015-04-03
Һәммәйләнгә мәлум болғандәк, хитай даирилири мәхсус асасий қатламларда хизмәт қилидиған тәшвиқатчиларни йетиштүрүп чиқип, уйғурларниң едиологийиси вә диний етиқадиға қиливатқан һуҗумлириниң салмиқини ашурмақта.