Архип
2015-05-31
Қәйсәридики шәрқий түркистан тәшкилати башқуруш һәйити вә қәйсәридики уйғур мусапирлардин тәркип тапқан бир гуруппа уйғур қәйсәри шәһәр башлиқи билән қоҗасинан районлуқ һөкүмәтниң башлиқини ишханисида зиярәт қилип уйғурлар намидин рәһмәт ейтти.
2015-05-29
Японийә хосо университети 2013 - йилидин башлап рәсмий уйғур тилини мәктәп оқутуш пиланиға киргүзүп уйғур тили синипини тәсис қилған.
2015-05-26
Русийә деңиз армийәси хитай билән оттура йәр деңизида бирләшмә маневир өткүзүп, бир қанчә күн өткәндин кейин йәнә бир қетимлиқ зор көләмдики һәрбий маневирни башлиди.
2015-05-26
Түркийәдә өткүзүлидиған парламент әзалири сайлимидин бурун, сайламға қатнишидиған партийәләр түркийәниң 81 вилайитидики чоң мәйданларда өз партийәсиниң иҗра қилидиған сиясәтлири, хизмәт пиланлири, низамнамилирини аңлатмақта.
2015-05-26
Голландийиниң дәнһах шәһиридә яшаватқан уйғурлар йетиливатқан әвладлириниң кәлгүси үчүн җамаәтлишиш вә топлишишқа йүзләнгәндин бери, пурсәт характерлик паалийәтләрни уюштуруп кәлмәктә.
2015-05-26
Қирғизистандики уйғур җамаитиниң вәкиллиридин 500 гә йеқин киши бишкәктики “версал” рестораниға җәм болуп, қирғизистан уйғур мәшрипи уюштурулғанлиқиниң 10 йиллиқини тәнтәнилик тәбрикләшти.
2015-05-25
Токйода өткүзүлгән 74-нөвәтлик японийә дөләтлик пәлсәпә йиғинда уйғур пәлсәпәси һәққидә мақалә оқулди.
2015-05-22
Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң бағчисида өткүзүлгән йәрмәнкидә уйғурларниң һәр хил тамақлирини кишиләргә сетип чүшкән пул шәрқий түркистан қуран курсиға берилди.
2015-05-19
Қәйсәридә паалийәт елип бериватқан йүзлигән уйғур қолида түркийәниң байриқи билән шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ көк байриқини көтүргән һалда әрдоған өтидиған йолниң бойиға чиқип қизғин күтүвалди.
2015-05-19
Йеқинда японийә кагошима хәлқара университетиниң иқтисад журнилида 2013-йили дуня уйғур қурултийи тәрипидин тәйярланған “ғайиблар авази” намлиқ язма доклатниң япон тилидики толуқ тәрҗимиси нәшр қилинди.
2015-05-16
И һа һа инсан һәқ вә һөрийәтлири фондиниң ризә шәһири чайәли яшлар шөбиси тәрипидин “дәрдимиз шәрқий түркистан” дегән темида йиғин өткүзүлди.
2015-05-15
Түркийәниң әскишәһәр шәһири османғази үниверситетида чақирилған “1-нөвәтлик хәлқара балилар оюнлири вә оюнчақлар имий муһакимә йиғини” рәсмий башланди.
2015-05-15
Явропадики шәрқий түркистанлиқ өсмүрләр дала паалийити шиветисйә катирин холумдики аралда 15 - март күни рәсмий башланди.
2015-05-13
Түркийә демократик сол партийә парламент әза намзати сәйфи әргүл әпәнди, партийәси һакимийәт бешиға кәлсә хитайниң шәрқий түркистан хәлқигә йүргүзүватқан бесим сияситини тохтитидиғанлиқини баян қилди.
2015-05-13
Канадада һиҗирәттә яшаватқан уйғур шаири әхмәтҗан османниң “аһ, уйғур туприқи” намлиқ шеирлар топлими японийәдә нәшр қилинғандин буян көплигән японлар җүмлидин японийә әдәбият саһәсидики журналистлар, шаирлар бу һәқтә түрлүк мақалиларни елан қилмақта.