Кишилик һоқуқни күзитиш тәшкилати америка қисимлирини агаһландурди
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.09.11
2008.09.11
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң мәзкүр доклати елан қилиништин бурун, америка қошуниниң 8 - айда афғанистанниң ғәрбидә қозғиған һуҗумида 90 киши һаятидин айрилған болуп, уларниң көпинчиси балилар иди.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, 2006 - йилидин 2007 - йилғичә америка қошуни билән шималий атлантик әһди тәшкилатиниң һуҗумлирида өлгән афғанларниң бурунқидин 3 һәссә көпәйгәнликини тәкитлиди.
Гәрчә америка қисимлири, афғанистанниң ғәрбидә талибанларға қарши елип берилған һуҗумда, пәқәт 7 нәпәр пуқраниң қаза қилғанлиқини билдүргән болсиму, бирақ йеқинда ашкариланған бир син алғу линтисида, бир мәсчит алдиға 90 кишиниң җәсити қоюлғанлиқи һәмдә уларниң көпинчисиниң балилар икәнлики мәлум болди.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң доклатида йәнә, америка армийисиниң бу йил 7 - айда һәтта бир той мурасими өткүзүлүватқан җайға һуҗум қилип, бигунаһ кишиләрни өлтүргәнлики елан қилинди.
Доклатта, талибан һәмдә қораллиқ қаршилиқ көрсәткүчиләрниңму нурғунлиған пуқраларниң һаятиға замин болғанлиқи тилға елинған.