Президент буш америка қисимлириға пакистандики талибан вә әл - қаидә нишанлириға һуҗум қилиш буйруқи бәргән
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.09.12
2008.09.12
Америка әмәлдарлири алдинқи күни "нюйорк вақти гезити"гә сөһбәт елан қилип, президент бушниң бу йил 7 - айда бир мәхпий буйруққа имза қоюп, америка һәрбий қисимлириға пакистандики террорчи нишанларға пакистан даирилириниң рухситини алмай туруп һуҗум қилиш буйруқи чүшүргәнликини билдүргән.
Бу хәвәр пакистан парламенти вә һәрбий даирилиридә алақзадичилик яратқан иди. Бушниң буйруқи афғанистан вә америка әмәлдарлириниң пакистан һәрбий вә ахбарат органлирини талибанларниң афғанистанда һуҗум қилиш һәрикәтлирини елип беришиға ярдәм қилиш билән әйиблигән мәзгилгә тоғра кәлгән.
Хәвәрләргә қариғанда америка армийиси җүмә күни шималий вазиристанниң мираншаһ дегән районидики талибанларниң базисиға башқурулидиған бомба атқан болуп, һуҗумда аз дегәндә 14 адәмниң өлгәнлики илгири сүрүлмәктә.
Бу вәқә илгири мушәррәпни қоллиған пакистан мусулманлар иттипақиN - вә пакистан һәрбий даирилириниң дәрһал әйиблишигә учриған. Пакистан мусулманлар иттипақи N - ниң рәһбири нисар әли хан җүмә күни баянат елан қилип, ғәрб дөләтлиридин алди билән "пакистанниң дост яки дүшмән икәнликини айриш"ни тәләп қилған. Пакистан қораллиқ қисимлириниң баш қомандани кеяни болса җүмә күни пакистан бихәтәрлик органлириниң пакистан " территорийисиниң земин пүтүнлүкини қоғдайдиғанлиқи"ни җакарлиди.