Америка хәлқара диний әркинлик комитети йиллиқ доклатида хитайни әйиплиди
2005.05.12
Америка хәлқара диний әркинлик комитети чаршәнбә күни " 2005 - йиллиқ хәлқара диний әркинлик вәзийити" доклатини елан қилип, хитайни өз ичигә алған 11 дөләтниң диний әркинликни еғир дәриҗидә дәпсәндә қиливатқанлиқини көрсәтти.
Мәзкур тәшкилат доклатида, хитайни йәнә бир қетим " алаһидә әндишә қилишқа тигишлик дөләт" тизимликигә киргүзди. Доклатта ейтилишичә, хитай һөкүмити өткәнки бир йил ичидә диний әркинликни дәпсәндә қилидиған қилмишларға йол қойған , һәтта дөләт апаратидин пайдилинип, пуқраларниң диний әркинликини бастурған.
Доклатта йәнә, уйғурларниң вәзийити алаһидә тилға елинип, хитай һөкүмитиниң террорчилиққа қарши күрәштин пайдилинип, уйғур мусулманлирини бастуриватқанлиқи көрситилгән.
Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң доклатни елан қилиш мунасивити билән өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғиниға, атақлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимму қатнашқан.
У комитет рәиси пирита бәнсил ханимдин, бу йил хитайға қилидиған зияритидә, уйғур елиға баридиған- бармайдиғанлиқини сориғанда, бәнсил ханим, уйғурларниң диний әркинлик вәзийитигә интайин көңөл бөлидиғанлиқини вә хитайға қилидиған зияритидә уйғур елиға беришни халайдиғанлиқини билдүрди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилати хитай қатарлиқ дөләтләрни әйиплиди
- Хитай кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң докилатидики тәнқидләрни рәт қилди
- Хитай һөкүмити уйғурларниң диний әркинликини боғуватиду
- Рим папасиниң дәпнә мурасими җүмә күни өткүзүлмәкчи
- Хитай рим папаси һәққидики интернет баянлирини тосиди