Америкиниң алий сот мәһкимиси гуәнтанамо дилосидики талаш - тартишни аңлиди
2007.12.06
Америкиниң федерал алий сот мәһкимиси 5 - декабир күни бош һөкүмитиниң гуантанамодики америка деңиз армийиси базисидики түрмигә соланған террор гумандарлири һәққидә икки тәрәпниң талаш - тартишлирини аңлап чиқти.
Америка федерал алий сотиниң тәптиши келимент әпәнди бош һөкүмитигә вакалитән һөкүмәтниң бу һәқтики қарашлирини шәрһиләп, чәт әлләрдә тутулған вә қамалған чәт әл террор гумандарлирини америка асасий қанунлириға асасән хәлқ сот мәһкимилиридә сотлашниң һечқандақ қануний асаси йоқ деди.
Клинтон дәвридики америка федерал алий сотиниң тәптиши вегисмән әпәнди болса солақтикиләрниң вакаләтчиси болуп, у " улар соланғили 6 йил болди, әмма федерал сотниң уларни немә үчүн солиғанлиқи һәққидә түзүкрәк бирәр изаһат аңлап бақмиди " деди.
Федерал алий сот мәһкимиси илгири икки қетим бу һәқтики талаш - тартишларға алақидар бош һөкүмитигә пайдисиз қарар чиқарған болуп, 2004 - йили солақтикиләрниң, һөкүмәттин өзлирини немә үчүн қамиғанлиқи тоғрисида сораш һәққи бар дәп һөкүм қилған иди. 2006 - Йили федерал алий сотниң қарариға асасән, америка парламенти һәрбий сот комитети тәшкилләп гуантанамоға соланғанларға дүшмән җәңчиси дәп муамилә қилиш мәсилисини қайта тәкшүрүп чиқишни қарар қилған иди.
Мөлчәрләшләргә қариғанда, алий сот 2008 - йилиниң оттурилирида ахирқи һөкүмини чиқириши мумкин икән. Гуәнтанамо түрмисидә тутуп турулуватқан 17 нәпәр уйғур яшниң тәқдири чәт әлләрдә паалийәт елип бериватқан шәрқи түркистан тәшкилатлириниң әң көңүл бөлүватқан мәсилилириниң бирси болуп һесаблиниду. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң хотән вилайити даирилири бир уйғурға 'чәтәлликләргә ярдәмләшти' дәп җаза һөкүм қилди
- Сабиқ гүәнтанамо тутқуни адил абдулһеким шветсийидин рәсмий сиясий панаһлиқ тилиди
- Албанийидики бәш уйғурниң бири - адил һаким шиветсийигә келип қериндашлири билән көрүшти
- Албанийигә орунлаштурулған уйғурларниң һаяти барғанчә үмидсизлик қайнимиға петип бармақта
- Һөсәйин җелил қолға елинғандин буян тунҗи қетим аниси билән көрүшүшкә муйәссәр болди
- Йеңи зелландийә һөкүмити гуәнтаномо һәрбий лагиридики уйғурларни қобул қилишни рәт қилди
- Хитайниң демократик паалийәтчиси яң җийәнли америкиға йетип кәлди
- Сабиқ гүәнтанамо тутқунлири 17 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати канададин гүәнтанамодики уйғурларға панаһлиқ беришни өтүнди
- Канада америкиниң гүәнтанамодики уйғурларға сияси панаһлиқ бериш тәлипини рәт қилған