Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитети йиллиқ доклат елан қилди


2004.10.05

Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитети пәйшәнбә күни" 2004 -йиллиқ хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити доклати" ни елан қилди.

Мәзкур доклатта илгири сүрүлүшичә, хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити өткән бир йилда интайин начарлашқан болуп, хитай һөкүмити пуқраларниң кишилик һоқуқини изчил түрдә аяқ - асти қилған.

Доклатта йәнә, уйғурларниң һазирқи вәзийитиму алаһидә тилға елиниш билән биргә уйғурларниң диний вә сиясий җәһәттин бастуриливатқанлиқиму алаһидә тәкитләнгән.

Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитети, хитайниң кишилик һоқуқ мәсилиси үстидә көзитиш елип берип, һәр йили бир қетим мәхсус доклат тәйярлайду. Уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилиси хәлқарадики көплигән кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң диққитини қозғимақта .(Әқидә)

Мунасивәтлик мақалилар

Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитити йиллиқ доклат елан қилди

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.