японийә сәйшәнбә күни дөләт мудапиә йиллиқ доклатида, хитай тәһдити нәзәрийисини астирттин әкс әттүргәндин кейин, хитай ташқи ишлар министирлиқи чаршәнбә күни буниңға рәддийә берип, бу ақ ташлиқ китабни "һечқандақ әмәлий асасий йоқ" дәп көрсәтти.
Хитай ташқи ишлар министири коң чүән сөзидә, "японийә һөкүмитиниң очуқ һалда хитайни тәһдит дәп җар селишиниң һечқандақ асаси йоқ. Бу пәқәт аммини хата чүшәнчигә башлайду һәмдә икки тәрәп оттурисида гуман вә һесият қаршилиқини пәйда қилип, икки дөләт мунасивитигә зиян йәткүзиду" дәп билдүрди.
Коң чүән сөзидә йәнә, японийә тәрәпниң икки дөләтниң узун мәзгиллик тәрәққият вәзийитини нәзәрдә тутуп, бундақ қаршилиқ һәрикәтлирини қилмастин, бәлки икки дөләтниң өз-ара ишәнч вә достлуқиға пайдилиқ ишларни қилишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
японийә даирилири дөләт мудапиә ақ ташлиқ китабида, японийә билән америка оттурисидики мудапиә һәмкарлиқини күчәйтиш билән биргә, хитайниң һәрбий хираҗити вә һәрбий заманивийлаштуруш тәрәққиятиға йеқиндин көңүл бөлүдиғанлиқини тәкитлигән иди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- японийә 2005 - йиллиқ дөләт мудапиә ақ ташлиқ китабини елан қилди
- Хитай һөкүмити америкиниң хитай маллириға қойған йеңи чәклимиләргә наразилиқ билдүрди
- Америка дөләт мудапиә министирлиқи хитайниң һәрбий күчи һәққидики йиллиқ доклатини елан қилди
- Америка вә канададики пуқраларниң йеримидәки хитайниң дуня тинчлиқиға тәһдид елип келишидин әндишә қилидикән
- Мәхпий һөҗҗәт: америка хитайдики бир қатар һәрбий қурулушлардин хәвәрсиз қалған