100 Әтрапида ислам милитани пакистанниң пешавар шәһиридики бир һөкүмәт бинасини ишғал қилған
Мухбиримиз өмәр қанат хәвири
2008.09.13
2008.09.13
Пешавар сақчи идарисиниң хадими һәсән ханниң франисйә агентлиқиға билдүрүшичә, наһайити хил қораллар билән қоралланған милитанлар техи тәләплирини оттуриға қоймиған.
Пакистан армийисиниң авғуст ейида, пакистан афғанистан чегра районидики талибан күчлиригә қарита башлатқан һәрбий һәрикити давамлишиватқан болуп, пакистан һәрбий хадимлириниң билдүрүшичә, шәнбә күнидики тоқунушларда талибан күчлиригә қаттиқ зәрбә берилгән.
Бу арида җүмә күни афғанистандики америка қисимлири тәрипидин етилған бир башқурулидиған бомба пакистанниң ғәрбий шималий районида 14 кишниң өлүшигә сәвәб болди. Бу америка қисимлири тәрипидин мушу ай ичидә пакистан территорийисигә етилған 5 - башқурулидиған бомба һесаблиниду. Америка қисимлириниң бу һуҗумлири пакистан - америка мунасивәтлириниң күнсери җиддилишишигә сәвәб болмақта.