Америка уйғурларниң өз-тәқдирини бәлгиләш мәсилисигә арилишиши керәк
2007.03.01
Розвелт институтиниң мутәхәссиси Christin Aucunus биринчи март күни америкиниң ташқи сиясити вә ислам дуняси билән мунасивити һәққидә мақалә елан қилип, америка һөкүмитини, ислам дунясидики образини қайтидин тикләш үчүн, уйғурларниң өз тәқдирини өзи бәлгилиш мәсилисигә арилишишқа чақирди.
Christin Aucunus Вашингтондики җорҗ вашингтон университети оқуғучилириниң гезити болған The Daily Colonial ниң торбетидә елан қилған мақалисида "биз ислам дунясида образимизни қайтидин тикишимиз лазим. Шуңа америка һөкүмити мусулман бир хәлқ болған уйғурларниң өз тәқдирини өз бәлгилиш мәсилисини бир тәрәп қилиш үчүн, хитайни сөһбәткә зорлиши керәк" дегән.
Униң ейтишичә, бундақ бир һәрикәт америкиниң мусулман хәлқләр ичидики образиниң қайтидин яхшилиниши үчүн пайдилиқ болидикән һәмдә мусулман дөләтләрдә, ғәрб дөләтлиригә қарши мәвҗут һессиятиниң техиму күчийип кетишиниң алдини алғили болидикән.
Мақалидә тәкитлинишичә, хитай һөкүмитиниң нөвәттә уйғурларға қаратқан қаттиқ қол сиясити, хәлқара җамаәтниң бу мәсилигә арилишини тәләп қилидиған бир пәллигә йәткән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Буниңдин кейин америкидики висконсин университетида уйғур тилидинму дәрс өтилиду
- Америка дөләт мәҗлисиниң бир зиярәт өмики уйғур аптоном районида тәкшүрүш елип бармақчи
- Америка ташқи ишлар министирлики: гуәнтанамодики уйғурлар хитайға қайтурулмайду
- Америка, пуқралирини уйғур аптоном райониға бармаслиққа агаһландурди
- Бил клинтон уйғур аптоном районини зиярәт қилди