Русийә, уруш тохтитиш келишимигә асасән порт шәһири пути әтрапидики һәрбий қисимлирини чекиндүргән

Русийә, грозийә билән имзаланған уруш тохтитиш келишимигә асасән шәнбә күни грозийиниң қара деңиздики әң асаслиқ порти һесабланған пути шәһири вә әтрапидики һәрбий қисимлири чекиндүргән. Франсийиниң тәшәббуси билән имзаланған мәзкур келишимгә асасән русийә райондики һәрбий қисимлирини 15 сентәбир күнигичә райондин чекиндүрүп чиқиши керәк иди.
Мухбиримиз өмәр қанат хәвири
2008.09.13

 Грозийә һөкүмити, русийиниң бу һәрикитини тәқдирлиди һәмдә русийә һөкүмитиниң икки дөләт оттурисидики имзаланған уруш тохтитиш келишиминиң иккинчи басқучиғиму әмәл қилип, бәргән вәдисигә асасән 10 өктәбир күнигичә, грозийиниң абхазийә вә җәнубий оссетийә райони сиртидики грозийә территорийисидин һәрбий қисимлирини пүтүнләй чекиндүрүп чиқидиғанлиқи үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Бу арида роейтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, русийиниң грузийә билән имзаланған уруш тохтитиш келишимигә толуқ риайә қилидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини тәкитлигән яврупа иттипақиниң ташқи ишлардин мәсул алий хадими хавәр солана, икки тәрәпниң уруш тохтитиш келишимигә әмәл қилип - қилмиғанлиқини күзүтиш үчүн, өктәбир етидин бурун грузийигә 200 кишилик бир яврупа иттипақи күзәткүчи әтритиниң орунлаштурулидиғанлиқини әскәрткән.

Өткән ай, грозийиниң җәнубий оссетийә райониниң контроллуқини қайтидин қолға кәлтүрүш үчүн башлатқан һәрбий һәрикитигә қарши, грузийигә қарита кәң көләмлик бир һәрбий һәрикәт башлатқан русийә, грозийиниң нурғун районлирини ишғал қилған иди.
 
Лекин бу һәрбий һәрикити нәтиҗисидә хәлқара җамаәт болупму ғәрб дөләтлириниң қаттиқ әйиблишигә учриған русийә, өткән дүшәнбә йәни 8‏ - сентәбир күни абхазийә вә җәнубий оссетийә сиртидики грозийә территорийисидин һәрбий қисимлирини пүтүнләй чекиндүрүшни қобул қилған иди.



Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.