Җ х тармақлири үрүмчидә партлаш йүз бәргәнлики тоғрисида хәвәр тарқатқан бәзи кишиләрни қолға алған
2008.03.25
Уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назарити 25 - март күни үрүмчидә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, үрүмчидә партлашлар йүз бәргәнлики тоғрисида тарқалған хәвәрләрниң асассиз икәнликини билдүрди.
Уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назаритиниң баянатчиси ба йән, үрүмчидә бир аптобуста партлаш йүз бәргәнлики һәққидә районда тарқалған сөз - чөчәкләрниң ялған икәнликини вә бу һәқтә тарқалған хәвәрләрниң аммини қаймуқтуруп қойғанлиқини билдүрди.
Уйғур аптоном районлуқ сиясий кеңәшниң муавин рәиси вә шинҗаң җамаәт хәвпсизлик назаритиниң назири лю явхуа, бу мунасивәт билән бәргән баянатида, бир қисим қанунсиз унсурлар хәлқниң каллисини қаймуқтуруш арқилиқ шинҗаңниң муқимлиқини бузуш үчүн, зәһәрлик сөз - чөчәкләр тарқатмақта, дегән. Униң ейтишичә, бихәтәрлик даирилири бу мәсилә һәққидә тәкшүрүш елип бармақта.
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ бихәтәрлик даирилири, үрүмчидә бир қатар партлашлар йүз бәргәнлики тоғрисида хәвәр тарқатқан бәзи кишиләрни қолға алған.
Лекин, гәрчә хитай даирилири, үрүмчидә партлаш йүз бәргәнлики һәққидики хәвәрләрни рәт қиливатқан болсиму, әмма телефон арқилиқ мухбиримизниң бу һәқтики суаллирини җавабландурған үрүмчидики нурғун кишиләр үрүмчидә бир қатар партлашлар мәйданға кәлгәнликини тәкитлигән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- "Айропилан вәқәси" һәққидә йеңи мәлуматлар ашкариланди
- " Айропилан булаш вәқәси" ниң сир пәрдиси террорлуқ тәһдитниң растлиқиға гуман пәйда қилди
- Дуня уйғур қурултийи " айропилан вәқәси" тоғрисида баянат елан қилди
- Қазақистан кеңәш палата рәиси тоқайиф үрүмчидә қазақ тәтқиқатчилар билән сөһбәт өткүзди
- Хитай үрүмчидә қош тили мутәхәссислири "искилати" қурди
- Ваң лечүән сабиқ қорчақ әмәлдарларни йоқлиди
- Улуғчат наһийисидә бир көмүр кан қудуқида партлаш йүз бәрди
- Бан кимун алҗирийидә йүз бәргән партлаш вәқәсини тәкшүрүшкә адәм әвәтти
- Үрүмчидә малайсийә - хитай мусулманчә мәһсулатлар муһакимә йиғини ечилди
- Үрүмчидә һөкүмәт үстидин шикайәт қилған әрздарлар бастурулмақта
- Үрүмчидә мәктәпләрдики " қара күч" гуруһларни тазилаш елип берилмақта
- Түркийә вәкилләр өмики үрүмчини зиярәт қилди