Хитай - америка сода сөһбити өткүзүлмәктә

Нөвәттики иқтисадий кризисларниң тәсирини азайтиш үчүн, хитай вә америка сода сөһбити өткүзмәктә. Хәвәрләргә қариғанда сөһбәтниң музакирә темиси, икки дөләт арисики йеза игилик мәһсулатлири содиси, йимәк бихәтәрлики мәсилиси, мәһсулатларниң патент һоқуқи мәсилиси қатарлиқ көп тәрәплимә мәсилиләрни өз ичигә алиду.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2008.09.18

 Дуня сода тәшкилати дүшәнбә күни,хитайниң хәлқара содида, келишимнамиләргә риайә қилмайватқанлиқини билдүргән иди. Бу нуқтида явропа бирлики вә америкиму шикайәтчи болуп, хитайниң әркин базар принсиплириға хилап һалда, хәлқ пулиниң қиммитини контрол қиливатқанлиқини,бу арқилиқ мәһсулатлириниң тәннәрқини төвәнлитип, хәлқара базарда үстүнлүккә еришиватқанлиқини әйибләп кәлмәктә иди.

Хитай ширкәтлириниң, америка сәнәт мәһсулатлирини рухсәтсиз көчүрүши, марка оғрилиши америка тәрәпни нарази қилип келиватқан мәсилиләрниң бири иди. Бу қетимқи йиғинда хитай тәрәп америка - хитай содисида һәл қилишқа тегишлик көп мәсилиләр барлиқини етирап қилған.

Бүгүнки хәвәрләргә қариғанда йәнә, хитай, қуш йемәкликлири қатарлиқ бир түркүм америка мәһсулатлириға қарита йолға қойған импорт чәклимисини әмәлдин қалдурған.

Нөвәттә америкида юз бериватқан бир қисим иқтисадий кризисларниң тәсиригә хитай ширкәтлириму учриған. Хитай тиҗарәт банкиси бүгүн, америкида алдинқи һәптә вәйран болғанлиқини елан қилған лехман бродәр ширкитидә 70 милйон долларлиқ мәблиғи барлиқини ашкарилиған. Мана бу әһвалларниң бу қетимқи сода сөһбитигә тәсир көрситидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.