Хитай изчил түрдә грузийә мәсилисидә русийини қоллимиған
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.09.14
2008.09.14
Русийиниң грузийигә һуҗум қозғап, абхазийә вә җәнубий оссетийини мустәқил қилиши билән ғәрб дунясиниң җиддий наразилиқлирини қозғап, ғәрб билән русийә арисида ихтилаплар өткүрлишип кәткән. Русийә бу сәвәбтин хитайниң қоллишиға муһтаҗ болсиму, лекин һазирға қәдәр хитай тәрәп икки җумһурийәтни етирап қилмиған һәмдә русийә билән бир мәйданда америка башлиқ ғәрбкә қарши позитсийә билдүрмигән болсиму, лекин путин хитайниң бу хил оттурида туруш сияситидин үмидсизләнмәйдиғанлиқини изһар қилған иди.
Әмма, мутәхәссисләр хитайниң бу қетим зади немә үчүн русийиниң ғәрб билән болған мунасивити әң җиддий вә кәскин һалға келип қалғичә өзиниң иттипақчиси һесабланған русийини қоллимайду? дегән мәсилә үстидә давамлиқ муназирә қилмақта.
Русийә мәтбуатлиридики учурларға қариғанда, бир қисим хитайшунаслар русийиниң бу қетим қийинчилиққа учриғанда, хитайниң қоллаш мәйданини ипадилимигәнликидин униң һәқиқий маһийитини йәни русийә билән болған һәмкарлиқни дәп ғәрб билән болған мунасивитини яманлаштуривалмайдиғанлиқини чүшинивалғанлиқини оттуриға қоюшти.
Америка станфорд университетиниң бир профессор ниң қаришичә, җуңго гәрчә русийә билән яхши мунасивәткә муһтаҗ болсиму, лекин у русийиниң кавказийә райондики тәсириниң бәк күчийип кетишини көрүшни халимайду. Грузийә - русийә һәрбий тоқунуши җуңго үчүн көп пурсәт елип кәлмәйду.
Ғәрб мәтбуатлирида йәнә буниң сәвәблири һәққидә әгәрдә хитай абхазийә билән җәнубий оссетийиниң мустәқиллиқини қоллиса, у чағда, тәйвән, тибәт вә уйғурларниң мустәқиллиқи мәсилисидә башқиларниң позитсийисигә қандақ муамилә қилиш келип чиқиду. Шуңа хитай үчүн әң яхшиси, бир дөләттин айрилип, мустәқил болған җайларни қоллимаслиқ, дегәндәк тәһлилләрму оттуриға чиқти.
Нөвәттә, хитайниң оттура асия вә кавказийиниң нефитлири һәм тәбиий газлириға көз тикиватқанлиқиниң русийигә нисбәтән риқабәт пәйда қиливатқанлиқи һәққидә мулаһизиләр мәвҗут.