Явропа парламентиниң германийилик әзаси хитайниң уйғур елидә йүргүзгән аптономийә уқумини тәнқид қилди

Явропа парламентиниң германийилик әзаси һәлга трүпел алдинқи күни уйғурларниң белгийә пайтәхти берюселда өткүзүлгән бир йиғилишида хитайниң уйғур елидә йүргүзгән аптономийә түзүмини тәнқид қилди.
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.06.27

 Һәлга трүпел 25 ‏- июн күни явропа әллиридә яшайдиған бир түркүм уйғур муһаҗирларниң бреюсселдики йиғилишиға қатнашқанда сөз қилип, хитай даирилириниң уйғур елидә йүргүзгән аптономийә уқумиға болған тонуши вә чүшәнчисини тәнқидлигән.

Шу қетимқи йиғинға дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимму қатнашқан болуп, у хитай қанунида уйғурларға аптономийә берилгән болсиму, лекин аптономийә принсипиниң һечбир маддисиға һөрмәт қилинмиғанлиқини билдүргән иди. Хитай уйғурларға 1955 ‏- йили аптономийә һоқуқи бәргән болсиму, лекин көзәткүчиләр бу һоқуқниң пәқәт намдики "қуруқ өстәңгә мираб" бир аптономийә икәнликини билдүрмәктә. Дуня уйғур қурултийиниң уюштурушидики бу йиғинға һәлга трүпелдин башқа йәнә, явропа парламентиниң италийилик әзаси марко капато, роминийилик әзаси саба согор, белгийилик әзаси дерк стеркс қатарлиқлар қатнашқан вә нутуқ сөзлигән.

Йиғинда явропа парламентиниң италийилик әзаси капато, явропа парламенттидики 134 нәпәр әза тәрипидин имзаланған уйғурларниң һоқуқини қоллашқа даир қарарни тонуштурған. Парламентиниң романийилик әзаси саба согор болса хитайниң аталмиш" уйғур террорчи гуруһлар җуңгониң бихәтәрлики вә земин пүтүнлүкигә тәһдит салмақта " дегән баянлирини тәнқидлигән. Белгийилик парламент әзаси, явропа парламенти хитай мунасивәтлири өмикиниң башлиқи дерк стеркс хитай - явропа иттипақи сөһбитини сораққа тартқан.

Рабийә қадир ханимниң бу қетимқи бир һәптилик явропа сәпири пәйшәнбә күни ахирлашқан болуп, у шу күни вашингтонға қайтип кәлгән иди.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.