Ши җинпиңниң җяңсудики нутуқи хитайниң дуняға хоҗа болуш қара нийитидин бешарәт бәргән
2023.07.14

Ши җинпиңниң алдинқи һәптә җяңсу зияритидә қилған сөзидә, “хитайни қудрәт тапқузуш, пән-техникини раваҗландуруп, хитайниң әнәниви мәдәнийитигә варислиқ қилиш” ни тәкитлиши; хитай милләтчилики вә хитайчә дөләт башқуруш моделини дуняға кеңәйтишни тәшәббус қилиши, хитай вәзийити анализчилириниң диққитини қозғиди.
Хитай таратқулиридин мәлум болушичә, хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиң 7-айниң 5-күнидин 7-күнигичә җяңсу өлкисидә зиярәттә болған. У, 7-июл күни җяңсу өлкилик һөкүмәтниң хизмәт доклатини аңлиғандин кейин, узун бир нутуқ сөзлигән. У нутуқида “җуңхуани гүлләндүрүш” намидики хитай милләтчиликини урғутуп, пән-техникида йеңи бөсүш яритиш; хитай мәдәнийитиниң есил әнәнилиригә варислиқ қилип, уни бүгүнки хитайниң һәм дуняниң ортақ қиммәт қаришиға айландуруш; хитайда дөләт вә җәмийәтни идарә қилишниң рәқәмләшкән өрникини яритип, уни дуняға кеңәйтиш дегәндәк нуқтилар бойичә хитайниң сиясий истратегийәлик нишанини шәрһлигән.
Ши җинпиңниң сөзлиригә инкас қайтурған чәт әлләрдики көзәткүчиләр, униң җяңсуда қилған сөзлириниң хитай хәлқидә әшәддий милләтчиликни урғутуп, хитайниң дуняға хоҗа болуш сиясий қара нийитидин бешарәт бәргәнликини көрсәтти.
Анализчиларниң қаришичә, ши җинпиң тәхткә чиққандин буян аталмиш “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” дегәндәк хитай милләтчиликини үзлүксиз тәкитләп кәлмәктикән. Ши җинпиң җяңсуда қилған сөзлиридә, “җуңхуа миллитини күчләндүрүш” , “хитай мәдәнийитиниң есил әнәнилиригә варислиқ қилип, заманивилашқан хитай мәдәнийитини дуняға намаян қилиш” дегәнләрни тәкитлигән. Нөвәттә хитайниң иқтисадий күчи аҗизлишиватқан бир мәзгилдә, хитай һөкүмитиниң хитай хәлқидә әшәддий хитай милләтчиликини урғутуш арқилиқ, дөләт ичидә өз һөкүмранлиқини сақлап қелиш, ташқий дуняға нисбәтән хитайниң мустәбит һөкүмранлиқ моделини дуняға кеңәйтиш нийитини көрситидикән.
Америкадики “пуқралар күчи тәшкилати” ниң башлиқи яң җйәнлиниң билдүрүшичә, “хитай милләтчилики” хитай компартийә һакимийитиниң қорали болуп, ичкий җәһәттә хитай пуқралирида “әшәддий хитай милләтчиликини күчәйтиш, хитайға охшимайдиған уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләрни мәҗбурий ассимилятсийә қилип йоқитиш; ташқий җәһәттә америка башчилиқидики ғәрб демократик дөләтлириниң демократик системисиға қарши һалда хитайниң мустәбит һөкүмранлиқ моделини дуняға кеңәйтиш” ни мәқсәт қилған икән.
Яң җийәнли мундақ деди: “хитай компартийә һөкүмити йеқинқи 30-40 йил давамида икки хил усулға тайинип, өзиниң қануний һөкүмранлиқ орнини сақлап кәлди. Униң бири, иқтисадни тезликтә тәрәққий қилдуруш арқилиқ өзиниң һөкүмранлиқ үнүмини испатлимақчи болди. Йәнә бири, хитай милләтчиликини қозғап кәлди. Һалбуки, аталмиш милләтчилик әмәлийәттә хитай хәлқиниң милләтчиликини урғутушни нишан қилған. Чүнки хитайда хитай миллити зор көпчиликни игиләйду, йәнә келип хитай һакимийитини хитайлар идарә қилиду. Шуңа улар өзлирини җуңхуа әҗдадлириниң варислири яки хитай миллитиниң мәдәнийәт әнәнилиригә варислиқ қилғучилар, дәп тәшвиқ қилиду. Шуңа улар йәнә аталмиш ‛җуңхуа мәдәнийитини гүлләндүрүш‚ дегән шоарлар арқилиқ, өз һөкүмранлиқини қануний асасқа игә қилишқа вә хитай хәлқниң һимайисигә еришишкә урунуп кәлмәктә.”
Яң җйәнли әпәнди йәнә ши җинпиң һакимийитиниң нөвәттә қайтидин хитай милләтчиликини көтүрүп чиқишиға сәвәб болған амиллар һәққидә мундақ деди: “һазирқи шараитта хитай иқтисади илгирики йиллардикидәк тез тәрәққий қилалмиди. Хитай иқтисадий җәһәттә нурғун мәсилиләргә дуч кәлди. Шуңа ши җинпиңниң иқтисадни тәрәққий қилдуруш арқилиқ, өзиниң қануний орнини сақлап қелишиму бир мәсилигә айланди. Мушундақ шараитта, у үзлүксиз һалда милләтчилик тәшвиқатини күчәйтишкә мәҗбур болмақта.”
Яң җийәнли әпәнди, нөвәттә хитайда давам қиливатқан хитай милләтчиликиниң дөләт ичи вә хәлқарада пәйда қиливатқан хәвплири һәққидә тохтилип өтти.
У мундақ деди: “дөләт сиртиға нисбәтән елип ейтқанда, аталмиш хитай милләтчилики америка башчилиқидики ғәрб дөләтлири демократийәсигә қарши туруш, дуняға өз тәсир күчини көрситишни мәқсәт қилған. Дөләт ичидә болса хитай шовинизми, йәни әшәддий хитай милләтчилики арқилиқ, башқа милләтләргә зәрбә беришни нишан қилған.”
Яң җийәнли сөзини давам қилип мундақ деди: “бу униң уйғурлар, тибәтләр вә башқа милләтләргә йүргүзүватқан мәҗбурий ассимилятсийә сияситидә ениқ ипадиләнгән. Ши җинпиңниң җяңсуда қилған сөзлиридә дәл хитай милләтчиликини урғутуш мәқсәт қилинған. У сөзидә хитай милләтчиликини ашкара тәрғиб қилған. Йәни у хитайда зор көп қисимни тәшкил қилидиған хитай миллитини хитай һөкүмити билән бир сәптә турушқа чақирған. У бу арқилиқ өзиниң һөкүмранлиқини мустәһкәмлимәкчи болуватиду. Һалбуки, униң нөвәттә хитайдики башқа милләтләргә йүргүзүватқан сиясити дәл миллий қирғинчилиқ вә мәдәнийәт қирғинчилиқидур. Аз дегәндиму у мәдәнийәт, диний етиқад вә турмуш алаһидилики җәһәттин башқа милләтләрниң миллий хаслиқини йоқитишқа урунуватиду. Мана булар хитай милләтчилики кәлтүрүп чиқарған мәҗбурий ассимилятсийә сияситиниң дәл өзидур.”
Америкадики уйғур анализчилардин дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси илшат һәсән әпәндиму зияритимизни қобул қилип, ши җинпиң башчилиқидики хитай компартийәси тәрғиб қиливатқан хитай милләтчиликиниң мәқсити вә униң ақивити һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.
Униң билдүрүшичә, ши җинпиң нөвәттә хитай хәлқидә әшәддий хитай милләтчиликини қозғаш арқилиқ, хитай һөкүмитиниң дуняға хоҗа болуш сиясий қара нийитини әмәлгә ашурушқа урунуватқан болуп, хитайниң бу хил қара нийити дуняға тәһдит болмақта икән.
Илшат һәсән әпәндиниң тәкитлишичә, ши җинпиң тәрғиб қиливатқан хитай милләтчиликиниң әң еғир зиянкәшликигә учриғучилар уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ хитай болмиған хәлқләр болуп, хитайниң йиллардин буян шәрқий түркистанда давам қиливатқан ирқий қирғинчилиқ сиясити буниң әң рошән испати икән.