“шинҗаң синиплири” дики уйғур кимлики вә милләтләрниң айрилмаслиқ келишими

Мухбиримиз әзиз
2021.03.06
“шинҗаң синиплири” дики уйғур кимлики вә милләтләрниң айрилмаслиқ келишими “хитайдики айрилмаслиқ келишими: шинҗаң синиплири вә уйғур кимлики” намлиқ әсәрниң аптори, йетиливатқан уйғуршунас, индияна шитатидики роз-хулман технологийә институтиниң дотсенти тимосий грос.
Social Media

2000-Йиллардин башлап уйғур җәмийитидә йеңи параң темиси болған һадисиләрниң бири толуқ оттура йешидики өсмүрләрниң тәшкиллик һалда хитай өлкилиригә оқушқа әвәтилиши болди. Бәзи аилиләр буниң өзлири үчүн зор иқтисадий бесимдин халас қилиштәк роли болғанлиқини сөзлисә, йәнә бәзиләр пәрзәнтлириниң мушу баһанидә ичкиридики юқури сәвийилик алий мәктәпләргә қобул қилиниши үчүн бир йеңи йол ечилғанлиқини тәкитләшкә башлиди. Әмма аридин йигирмә йил өткәндә буниң “уйғурларниң пән-маарип сәвийисини өстүрүш” үчүн әмәс, әксичә уйғурларниң техиму тез сүрәттә асмилатсийә қилиниши үчүн ‍елинған бир муһим қәдәм икәнлики ениқ болди. Йетиливатқан уйғуршунас, индияна шитатидики роз-хулман технологийә институтиниң дотсенти тимосий гросниң он йиллиқ тәтқиқат вә издинишиниң мәһсули болған “хитайдики айрилмаслиқ келишими: шинҗаң синиплири вә уйғур кимлики” намлиқ әсиридә дәл мушу мәсилиләр алаһидә шәрһилиниду.

Апторниң издинишлири һәмдә нәқ мәйдан зиярәтлири җәрянида у байқиған бир гәвдилик әһвал нәччә он йилдин буян уйғур диярида тәкрар-тәкрар аңлинип кәлгән уйғурлар билән хитайларниң “бир-биридин айрилалмаслиқи” һәққидики “милләтләр иттипақлиқи” нәзирийисиниң хитай өлкилиридә оқуватқан уйғур оқуғучилар үчүн йеңи “пәллә” болуп қалғанлиқи, болупму хитайда барғансери күчийиватқан “хитайни сөйидиған уйғур оқуғучилар” қошуни бәрпа қилип чиқиш арқилиқ уйғурларниң әнәниви кимлик чүшәнчисини қайта қуруп чиқиш урунуши болған. Әмма бу хил сүни тәрбийәниң көлими вә дәриҗиси қандақ болушидин қәтинәзәр аптор бу һалниң уйғур оқуғучиларға күткәндәк “сиңмигәнлики” ни байқиған. Бу һәқтики сөһбитимиз җәрянида у бу нуқтини алаһидә шәрһиләп өтти.

“бу бәкму қизиқ бир тема һесаплиниду. Мән тәтқиқатим үчүн бир қисим уйғурлар билән, болупму ичкиридә сәккиз-он йиллап оқуған уйғур яшлири билән параңлишиш җәрянида бу мәсилини улардин сориған идим. Бу җәрянда мән игә болған мәлуматлар бирдәк буниңдики бир тәрәплимиликни толуқ ипадилиди. Болупму уларниң хитайлар билән болған достлуқиниң мушу хил иттипақлиқ тәрбийисини қанчилик асас қилғанлиқини сориғинимда бу хил иттипақлиқниң һәрқачан хитай компартийәси бир қоллуқ теңиватқан ‛хитайлар уйғурлардин илғар милләт болғанлиқи үчүн мушу хил иттипақлиқ шәклидә уйғурларни мәдәнийәткә йетәкләйду‚ дегән йетәкчи идийәни асас қилидиғанлиқи мәлум болди. Болупму уйғурлар билән сөһбәтлишиш җәрянида мән уларниң хитайлар билән болған ‛достлуқи‚ ниң хитай һөкүмити тәсвирлигәндәк биғубар достлуқ әмәсликини тезла байқидим. Чүнки уйғурларниң һәммисила дегүдәк өзлириниң уйғур болғанлиқи үчүнла хизмәт вә башқа пурсәтләр алдида чәткә қеқилидиғанлиқидин, хитай компартийәсиниң аталмиш ‛иттипақлиқ‚ сиясәтлириниң пайдиси пәқәт хитайлар үчүнла икәнликидин, йәнә келип хитай мәдәнийитигә хас һечқандақ һадисиниң һечқачан һуҗум нишани болмиғанлиқидин шикайәт қилишти. Шуңа уларниң ‛миллләтләр иттипақлиқи‚ дегән үлгигә мас келидиған шәкилдә хитайлардин достлири болсиму, уйғурлар билән хитайларниң мунасивитигә омуми нуқтидин нәзәр салғанда әһвалниң пүтүнләй башқичә икәнлики мана мән дәпла ашкара болиду.”

Хитай өлкилиридики уйғур толуқ оттура мәктәп оқуғучилириниң зор бир қисми уйғур дияридики йеза-қишлақлардин кәлгәнләр болсиму, уларниң дуняқаришидики әнәниви уйғур кимлики ават шәһәрләрдә оқуш билән тездин ғайип болуп кәтмигән. Болупму “милләтләр иттипақлиқи” һәққидики тәрбийиниң қанчилик теңилишидин, хитай хәлқини вә хитай дөлитини сөйүш һәққидики тәрбийәниң қандақ шәкилда давам қилишидин қәтинәнәз бу оқуғучиларниң көпчилики өзлириниң “қаидә һәрқачан башқилар үчүн елан қилиниду” дегәндәк қисмәткә дуч келиватқанлиқини барғансери чоңқур тонуп йәткән. Хитай һөкүмитиниң артуқтин артуқ шунчә пул хәҗләп уйғур оқуғучиларни ичкиридә оқутушиму буниңдики мәқсәдниң башқа икәнликини барғансери ашкара қилған.

“бу хил иттипақлиқ вә айрилмаслиқ тәшвиқатлириға қарайдиған болсақ буниңдики барлиқ мәсулийәтниң һәрқачан ‍уйғурларға артип қоюлғанлиқини байқаймиз. Мәсилән, уйғурларниң ортақ тил (путуңхуа) өгинишкә мәҗбурлиниши, хитайларниң мәдәнийәт өлчими даирисидики һадисиләргә һөрмәт қилиш лазимлиқи, уйғурларниң һәр йили хитайларниң чаған байрими яки башқа байрамлирини тәбриклиши дегәнләрниң һәммисила шундақ болди. Әмма ‍уйғурларниң тили, мәдәнийити, диний өрп-адәтлири дегәнләр һечқачан бу хилдики һөрмәткә яки әтиварлинишқа муйәссәр болуп бақмиди. Мана мушундақ әһвалда ичкиригә әвәтилгән бу уйғур оқуғучиларни хитай һөкүмити һәқсиз дегүдәк оқутти. Оқуғучиларниң тамақ, ятақ, йол кираси, саламәтлик суғуртиси дегәнләрниң һәммисини һөкүмәт чиқарди. Буниңға кәткән чиқимларни әнә шу тәриқидә һесаплайдиған болсақ бу бәкму зор бир санға айлиниду. Худди сиз ейтқандәк бу оқуғучиларни шунчә чиқим билән ата-анисидин җуда қилип ичкиридә ‍оқутушниң орниға шинҗаңниң өзидә оқутса әлвәттә һәр иккила тәрәпкә асан болатти. Әмма хитай һөкүмити бу хилдики соалларға қарита ‛шинҗаңниң оқутқучилар қошуни аҗиз, оқутуш шараити яхши әмәс‚ дегәндәк сәвәбләрни көрситиду. Мениңчә бу ақмас бир баһанә. Чүнки кичиккинә сәбийләрни хитайниң юртиға апирип ташлап ‛яхши мәктәп‚ тә оқутқандин көрә шу пулға шинҗаңниң өзидә мунәввәр оқутқучилар қошунини вә мунәввәр оқутуш муһитини яритиш көп асанға чүшәтти.”

Хитай һөкүмитиниң хитай болмиған милләтләрниң өсмүрлирини ана юртидин айрип хитай өлкилиридики ятақлиқ мәктәптә оқутуши һәққидә сөз болғанда буниң әмилийәттә манҗулар қурған чиң сулалиси дәвридин тартип иҗра қилинип кәлгән һәмдә гоминдаң һөкүмитиму имканийәтниң яр беришичә ишқа ашурған бир түрлүк сиясий тәдбир икәнлики айдиң болиду. Әмма буниңдики әң муһим вә мәркизи нишан йәнила шу өсмүрләрни техиму тез сүр‍әттә өз миллий кимликидин тандуруш һәмдә техиму кәң көләмлик асмилатсийәгә хизмәт қилдуруш икән. Бу һәқтики сөһбәт җәрянида профессор тим грос бу мәсилини алаһидә тәкитлиди.

“нәнҗиңдики бу хил ятақлиқ мәктәпләр һәққидә мәхсус издинип бақмидим. Әмма тарихта бу хил ятақлиқ мәктәпләрниң ‛үлгилири‚ ни көпләп оттуриға чиққан. Мәсилән, қарайдиған болсақ, мав зедоң дәвридә бу хил мәктәпләр бар болған болса, булар йәнә чиң сулалиси дәвридиму мәвҗут болған. Уйғурларни нишан қилған бу хилдики ятақлиқ мәктәпләргә әң охшайдиған мисалларни биз тибәтләр районида 1980-йиллардин башлап йолға қоюлған тибәт өсмүрлирини ичкиригә әвәтип оқутуштәк ятақлиқ оқутуш шәклидин тапалаймиз. Буниңда бирдәк хитай болмиғанлар хитайларниң ‛бөшүк‚ маканлирида тәрбийәлинип чиқиду. Хитай компартийәсиниң бу хилдики ятақлиқ мәктәплиридә (мәйли уйғурлар болсун яки тибәтләр болсун) бирдәк мушу усул арқилиқ өзлиридин болмиған хәлқниң кейинки бир әвладини асмилатсийә қилиштин башқа һечқандақ мәқсәт болмайду.”

Бәзи мутәхәссисләрниң пикричә, уйғур өсмүрлирини “ятақлиқ мәктәп” дегән намда хитай өлкилиридә топлап оқутуш әмилийәттә уйғур дияридики милйонларчә уйғурни лагерға қамашниң әң дәсләпки модел синиқи һесаплинидикән. Бу хил топлаш арқилиқ тәрбийәләш усулида қаттиқ һәрбийчә шәкилдики башқуруш системиси арқилиқ миңлиған уйғур оқуғучиларни “оқутуш” намида уларниң идийисини өзгәртиш синиқи иҗра болған. Болупму бу хилдики “ятақлиқ мәктәп” ни пүттүргән оқуғучиларниң алди оқуш пүттүрүп узун өтмәйла “әсәбийилик вә терорлуқ” қа бағлинип тутқун қилинған. Әнә шу хилдики оқуғучиларниң бири болған турсунҗанниң қисмити болса хитай һөкүмитиниң “ят милләт” болған уйғурларға һечқачан ишинип бақмиғанлиқини һәм ишәнмәйдиғанлиқини бәкму җанлиқ намайән қилған.

“бу оқуғучиниң қисмитидин аз дегәндиму мундақ икки түрлүк савақни йәкүнләш мумкин. Буниң бири шуки, уйғурларниң әһвали мәйли қандақ болушидин қәтинәзәр һаман йәкләнгини йәкләнгән пети болуватиду. Бу оқуғучи дәл ашу ‛шинҗаң синипи‚ да оқуған вә өзи арзу қилған алий мәктәпкә оқушқа барған, тил вә билимдә хитайларға охшаш сәвийигә йәткән. Йәнә келип пүтүнләй хитай компартийәси бәлгиләп бәргән қаидә бойичә тәрбийәлинип чиққан. Әмма ақивәт униң мувәппиқийәт қазиниш йолида һечқандақ капаләтниң мәвҗут болмиғанлиқи ашкара болған. Турсунҗанниң қисмитидин бизгә мәлум болған йәнә бир савақ шу болдики, хитай компартийәси һечқачан хитай маарип системиси һәмдә хитайға хас иҗтимаий системидики һечқандақ ‛мунәввәр‚ уйғурға ишинип баққан әмәс. Буниңдики турсунниң әһвалида йәнә бираз өзгичә болған бир амилму бар. Йәни у қандақтур бир ‛җиһадчи‚ гуруһқа четилип қалған. Униң қандақ тәшкилат икәнлики һәққидә биз һечнәрсә билмәймиз. Әмма башқа көплигән оқуғучиларниң әһвали арқилиқ билгәнлиримиз шу болдики, хитайниң ятақлиқ мәктәплиридә оқуш пүттүргән уйғурлар мәйли өгиниш нәтиҗиси қанчилик яхши болуп кәтсун, мәйли хитайчини қанчилик яхши өгәнгән болсун, мәйли хитай компартийәсигә қанчилик садиқ болуп кәтсун һечқачан қолға елиништин аман қалған әмәс. Йәни хитай компартийәсиниң нәзиридә бу уйғурлар қанчилик ‛мунәввәр‚ болуп кетишидин қәтинәзәр һәрқачан гуманлиқ кишиләр һесаплиниду.”

Уйғур өсмүрлирини “ятақлиқ мәктәпләрдә оқутуш” шамили уйғур дияридики сиясий бастурушниң башлинишиға әгишип асасән тохтиған. Бәзи мутәхәссисләр “буниңдики сәвәб хитай һөкүмитиниң әмди бу хилдики аста сүрәтлик асмилатсийәгә еһтияҗи қалмиди” дәп көрситиду. Мәлум болушичә, хитай һөкүмити нөвәттә уйғур өсмүрлирини әмәс, бәлки мәктәп йешиға йәтмигән уйғур гөдәклирини рәңга-рәң намлири көзни җулаландуридиған “мәркәз” ләргә топлап уларниң уйғур кимликини өзгәртишни җиддий давам қилмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.