“шинҗаң һекайиси” гә яндашқан баянлар: һәқиқәткә қарши тәшвиқатлар
2025.01.15
Хитай башқурушидики ахбарат васитилири 2024-йили декабирдин башлап үрүмчи шәһридә “хәлқара алақә мәркизи” ниң тармақ шөбиси ечилғанлиқиға тәнтәнә қилишқа башлиған болуп, мәзкур мәркәзни “ташқи дуняға бағланған асаслиқ көзнәк” дәп тәрипләшкә өтти. Әмма уларниң бу һәқтики хәвәрлиридә қайта-қайта тәкрарланған “бу мәркәз йеңи дәврдики шинҗаңға мунасивәтлик һекайиләрни көп хил шәкил вә көп хил йолларда хәлқара җамаәткә яхши сөзләш” ни нишан қилидиғанлиқи һәққидики баянлар, буниң маһийәттә хитай компартийәси өткән он нәччә йилда әвҗигә чиқириватқан “хитай һәққидики һекайиләрни яхши сөзләш” тәшвиқат урушиниң муһим васитилиридин бири икәнликидин дерәк бериду.
Хитай мәнбәлиридин мәлум болушичә, үрүмчи шәһиридики “хәлқара алақә мәркизи” ниң қурулуши билән хитай һөкүмити өлкә дәриҗилик мәмурий районларда тәсис қилған бу хил мәркәзләрниң омуми сани 28 гә йәткән. Үрүмчидики мәркәзгә “шинҗаң ахбарат гуруһи” мәсул болидиған болуп, мәзкур гуруһ һөкүмәт башқурушидики гезитләр, тор бәтләр вә “анар булут” намидики әпни башқурушқа мәсул болуп кәлгән. Хитай рәиси ши җинпиң оттуриға қойған “хитай һәққидики һекайиләрни яхши сөзләш” тәшәббуси 2013-йили авғустта мәмликәтлик идеологийә қурулуши чоң йиғинида рәсмий шәкилдә оттуриға қоюлған болсиму, үрүмчидики мәзкур мәркәз қурулушиға һул селиш мурасими шу йили май ейидила тамамлинип болған. Иккинчи түрлүк қилип ейтқанда, хитайниң уйғур елидики зулум вә бастурушқа қарши учур урушини қозғаш тәйярлиқи аз дегәндиму шу вақиттила башлинип болған.
Һалбуки, хитай һөкүмитиниң уйғур елигә чәт әллик “достанә мухбирлар” ни тәклип қилиши әң кейин дегәндиму 2019-йили рәсмий башлинип болған болуп, шу вақитта хитай һөкүмитиниң тәклипигә бинаән сәпәргә атланған мухбирлар қатарида албанийәлик мухбир олси язеҗи (Olsi Jazexhi) му орун алған иди. Мухбирлар гурупписи бирдәк “ғәрб дунясиниң хитай һәққидә бәтнам тоқуватқанлиқи” ни әйибләшкә, шуниңдәк хитай һөкүмити уйғур елидә “қайта тәрбийәләш мәркизи” намида тәсис қилған муәссәсәләрни зоқ-шох билән махташқа өткәндә олси язиҗи өзгичә болған гуманлирини оттуриға қоюп, бу җайларниң хитай һөкүмити дәватқандәк “мәктәп” әмәсликини, әксичә буниң арқисиға көрүнмәс қабаһәтләрниң йошурунғанлиқини тилға алған. Дәрвәқә шуниңдин кейинки йилларда әстайидиллиқ билән талланған дипломатлар вә мухбирлардин олси язиҗиға охшаш һәқиқәтни сөзлигүчиләр асасән чиқмиғанлиқи мәлум. Әнә шуниңдин кейинки вақитларға нәзәр салғанда хитай һөкүмитиниң бу һәқтики учур урушида техиму инчикилик билән намзат таллап кәлгәнликини көрүвалғили болса, әмдиликтә бу хилдики тәшвиқат урушини техиму кәң көләмдә вуҗудқа чиқиришқа биваситә “қомандан” лиқ қилғучи “хәлқара алақә мәркизи” ниң үрүмчидә қурулуши бу хилдики учур җеңиниң бундин кейин техиму күчийидиғанлиқидин бешарәт бериду, дәп қаралмақта.
Бу һәқтә сөз болғанда “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” тәтқиқат бөлүминиң директори, доктор һенрий шаҗивиски буниңдики бәзи реаллиқни алаһидә тилға алиду:
“хитай һәққидики кишилик һоқуқ хатириси вә башқа ишларниң толиму начар хәлқара тәсир пәйда қилиши түпәйлидин хитай һөкүмити мушундақ бир долқунни қозғиған. Әмма бу мәсилә тоғрисида дәсләп болуп хатирәмдин кәчкини дөләт миқясидики бир паалийәтниң әмдиликтә район миқясида әвҗ алдурулуши болди. Чүнки ши җинпиң әң дәсләп ‛хитай һәққидики һекайиләрни яхши сөзләш‚ һәққидә тохталған. Әмдиликтә болса б д т вә башқа дуняви тәшкилатларниң, җүмлидин лондон уйғур сотиниң уйғур районидики зулумларни ‛қирғинчилиқ‚ вә ‛инсанийәткә қарши җинайәт‚ дәп бекитишидин кейин хитай һөкүмити өз баянлирини район һәққидики тәшвиқатқа мәркәзләштүрүшкә башлиди. Шундақла ташқи дуняға өзлириниң изчил түрдә ашқунлуқ вә бөлгүнчиликкә қарши ‛һәққаний‚ күрәш қиливатқанлиқини пәш қилип, саяһәтчилик вә мәбләғ селишни җанландурушқа күчәватиду.”
Мустәқил сиясий анализчи илшат һәсәнниң қаришичә, хитай һөкүмити өзлири садир қилған қирғинчилиқни инкар қилиш үчүнла әмәс, техиму муһими ғәрб дунясиниң уйғурлар һәққидики баянлириға қарши җәң тәриқисидә бу хил тәшвиқат вә учур урушини қозғиған. Буниңда улар ғәрб дуняси аңлап адәтлинишкә башлиған уйғурлар һәққидики баянларни “туйдурмас һуҗум” арқилиқ аста сүрәттә өз пайдисиға мас һалда өзгәртишни асас қилған.
Дәрвәқә хитай һөкүмитиниң ғайәт зор малийә күчи вә адәм күчи сәрп қилиш бәдилигә хәлқарада уйғурлар һәққидики баянларни башқичә шәкилдә оттуриға чиқириш урунуши охшимиған нәтиҗиләргә еришкән, дәп қариливатқанлиқи мәлум. Хитай һөкүмитиниң нуқтисидин елип ейтқанда уларни бу мәсилидә “утуқ қазанған” дәп қарашқа болуш-болмаслиқи тоғрисида гәп болғанда доктор шаҗивиски буниңда “утуқ” ни баһалашниң өлчими немә икәнликини алаһидә әскәртиду:
“мениңчә, бу мәсилә дәл мушу тәшвиқат урушидики әң муһим нишан. Әмма бәзидә кишиләрниң хитай һәққидики муамилисиниң һәмдә уйғурлар һәққидики муамилисиниң зади қандақ икәнликигә алдирап бирнәрсә дегили болмайду. Шуңа буниңда биз ‛утуқ‚ һәққидә сөз қилишниң һаҗәтсиз икәнликини ейталаймиз. Чүнки буниңдики муһим нуқта башқиларниңкигә охшимайдиған һекайини базарға селиш. Немишқа дегәндә бу пәқәт баян дунясидики риқабәт халас. Мундақчә ейтқанда, ғәрб дуняси бу мәсилә тоғрисида ‛қирғинчилиқ‚ вә ‛инсанийәткә қарши җинайәт‚ дегән баянни оттуриға қойди. Әмди хитай һөкүмити буниңға қарши болған баянларни оттуриға чиқириш үчүн өзлириниң қоллиғучилири арқилиқ башқиларға башқичә һекайини сөзлитиватиду. Бу хилдики чәт әллик кишиләр арисида биз дипломатларни, мухбирларни, саяһәтчиләрни көрүватимиз. Әмма мәсилә шуки, хитай һөкүмитиниң баянлириға қандақ кишиләр ишиниду? әгәр хитай һөкүмити өзлиригә охшаш сөзләйдиған кишиләр арқилиқ өзлириниң демәкчи болғанлирини оттуриға чиқарса бу тәбиий һалда хелила ишәнчлик аңлиниду. Буниң билән улар икки қат нәтиҗигә еришиду: бири, башқиларға уйғур райони һәққидики башқичә баянларни сиңдүриду; йәнә бир суни лейитип бу районда зади немә иш болуватқанлиқини билгили болмайдиған қилип қойиду. Бундақ әһвалда хитайниң қолидики чәтәлликләрниң бу һәқтики баянлири башқилар үчүн техиму ишәнчлик баян болуп қалиду.”
Хитай һөкүмитиниң хәлқарадики уйғурларға даир баянларни өзгәртиш урунушиға муһаҗирәттики уйғурларниң аңсиз яки аңлиқ һалда маслишип бериватқанлиқиға илшат һәсән алаһидә диққәт қилиду. Униң қаришичә, хитай һөкүмити өзлириниң “адил” икәнликигә ташқи дуняни ишәндүрүш үчүн бир қисим уйғурларни һәрқачан пичка қилип ойнап кәлгән. Бу хил васитә маһийәттә сталин вә адолф гитлер көпләп қолланған чариләрдин болуп, нөвәттики учур җеңидиму хитай һөкүмити өзлириниң “һәқ вә тоғра” икәнликини намаян қилиш үчүн бир қисим уйғурларни бу оюнға шерик қилған.
Нөвәттә хитайниң “хәлқара алақә мәркизи” хитай мәркизий һөкүмитиниң орунлаштурмиси бойичә тор дунясида хитай һөкүмитиниң мәнпәәтигә уйғун келидиған баянларни төкмә қиливатқан болуп, бу һал “ялғанни тәкрарлавәрсә һәқиқәткә айлиниду” дегән нәқилни әслитиватқанлиқи мәлум.