Хитайниң америкадики йәр асти сот мәһкимилири хитайниң қанун органлири билән биваситә бағланған икән

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2025.02.07
Chen-Jinping-Lu-Jianwang Хитайниң ню-йорктики мәхпий “сақчи понкити” ниң мәсуллиридин 61 яшлиқ лю җйәнваң вә 59 яшлиқ чен җинпиңлар адвокати сусан келлан(Susan Kellan) сот мәһкимисидә. 2023-Йили 17-апрел, ню-йорк.
REUTERS/Jane Rosenberg

Америкадики “күндилик хәвәрләр фонди” 1-айниң 24-күни елан қилған “хитай компартийәси америка шәһәрлиридә йошурун һалда мәшғулат қилидиған әдлийә системиси бәрпа қилди” сәрләвһәлик тәкшүрүш доклатида, хитайниң америкадики “юртдашлар җәмийити”, “содигәрләр җәмийити” қатарлиқ қанунсиз тәшкилатлири қармиқида қурулған “чәт әлләрдә мәсилиләрни келиштүрүш орни” намидики йәр асти сот мәһкимилириниң ич йүзини ашкарилиған иди. Болупму бу қанунсиз тәшкилатларниң хитайниң дөләт ичидики компартийә бирликсәп бөлүми, хитай дөләт хәвпсизлик органлири вә қанун органлири билән бағлинишлиқ болуши, һәтта хитайниң дөләт ичидики қанун органлиридин мәхсус адәм аҗритилип, америкадики бу йәр асти сот мәһкимилиридә вәзипә өтигәнлики қатарлиқ әһваллар таратқуларниң муназирә нуқтисиға айланған иди.

“америка авази” ниң 31-январдики “америкадики қизиқ нуқтилар” пирограммисида, 2023-йили ашкариланған хитайниң америкадики йәр асти “сақчи понкитлири”, йәр асти сот мәһкимилириниң америкадики тарқилиш әһвали, уларниң конкрет хизмәт даириси вә бу тәшкилатларниң америкада тутқун қилинған хадимлири һәққидә тәпсилий мәлумат берилгән.

Хәвәрдә дейилишичә, 2023-йили тутқун қилинған хитайниң ню-йорктики “сақчи понкити” ниң мәсуллиридин 61 яшлиқ лю җйәнваң вә 59 яшлиқ чен җинпиңлар хитайниң америкадики “муһаҗирлар тәшкилатлири” ниң башлиқлири икән. Чен җинпиң хитайниң ню-йорктики йошурун сақчи понкитида вәзипә өтигәндин башқа йәнә, хитайниң америкадики йәр асти сот мәһкимисиниң әзаси икән.

Аммиви тәшкилатлар хитайни өктичиләрни назарәт қилиш үчүн чәтәлләрдә сақчи понкити қурған дәп әйиблигән. 2022-Йили 26-өктәбир.
Аммиви тәшкилатлар хитайни өктичиләрни назарәт қилиш үчүн чәтәлләрдә сақчи понкити қурған дәп әйиблигән. 2022-Йили 26-өктәбир.
rfi.fr

“күндилик хәвәрләр фонди” ниң тәкшүрүш доклатида дейилишичә, хитай компартийәси бирликсәп бөлүминиң 2022-йил 11-айда елан қилинған бир хәвиридә, гуаңдуң өлкисиниң җяңмин шәһири шинхуй районидики сот мәһкимисиниң һәмкарлиқи билән сан-франсискодики “җяңминлиқ хитай яшлири қурултийи” ниң қармиқида “чәт әлләрдә мәсилиләрни келиштүрүш орни” тәсис қилғанлиқи тилға елинған. Хитай таратқулириниң хәвиридә, америкадики хитай муһаҗирлири тәрипидин қурулған бу тәшкилатларниң америкадики хитай муһаҗирлириниң шопурлуқ кинишкисини алмаштуруш вә хәлқаралиқ никаһтин аҗришиш рәсмийәтлирини асанлаштуруш қатарлиқ ишларни беҗиридиғанлиқи қәйт қилинған.

Һалбуки, “күндилик хәвәрләр фонди” ниң нәччә айлиқ тәкшүрүши нәтиҗисидә, америкада қанунсиз қурулған хитай тәшкилатлири вә уларниң қармиқидики йәр асти сот мәһкимилири четилидиған даириниң техиму кәңлики вә уларниң америкада пәйда қилған хәвплириниң техиму еғирлиқи ашкариланған.

Тәкшүрүш доклатида дейилишичә, америкада қанунсиз қурулған хитай тәшкилатлири вә уларниң қармиқидики “йәр асти сот мәһкимилири”, хитайниң дөләт ичидики әдлийә органлири билән интернет вә телефон алақилирини орнатқан. Ундин башқа, хитайниң бу хил қанунсиз тәшкилатлиридин аз дегәндә 6 тәшкилатниң башлиқлириниң америкада вә хитайда өткүзүлгән аталмиш “чай сөһбәтлири”, “чай учришишлири” ға қатнишип, хитайниң истихбарат, әдлийә-қанун органлириниң хадимлири билән қәрәллик көрүшүп турғанлиқи ашкариланған. “чай сөһбәтлири” дә улар хитай қанун органлири билән һәмкарлишип, америкадики хитайға қарши өктичиләргә, кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә тәһдит селиш, күндилик паалийәтлирини йошурун назарәт қилиш, уларниң пейиға чүшүш, һәтта мәҗбурий хитайға қайтуруп кетиш қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилған икән.

Тәкшүрүш доклатида тилға елинишичә, хитайниң америкадики қанунсиз тәшкилатлириниң икки нәпәр башлиқиниң хитай җамаәт хәвпсизликидики хадимлар икәнлики ашкариланған. Уларниң бири, марийланд шитатидики “венҗулуқ содигәрләр җәмийити” ниң мәслиһәтчиси вә калифорнийәдики “җеҗяңлиқ содигәрләр җәмийити” ниң рәиси икән. Хәвәрдә дейилишичә, у илгири венҗу шәһәрлик хәлқ сотиниң келиштүргүчи хадими болуп, җеҗяң өлкилик сақчи мәһкимисиниң назарәтчиси қатарлиқ вәзипиләрниму өтигән. У хитай җамаәт хәвпсизлики уюштурған йиғинларға көп қетим қатнишип, чәт әлләрдики хитай сақчи понкитлириниң мәсилилирини музакирә қилған.

Хитайниң һөкүмәт таратқулиридин “хитай муһаҗирлар бирләшмиси” ниң бир хәвиридә, униң хитай муһаҗирлири вәкиллириниң 2022-йили 2-айда өткүзүлгән бир қетимлиқ чай учришишиға қатнашқанлиқи тилға елинған. Хәвәрдә йәнә шу қетимлиқ чай учришишида хитай һөкүмәт хадимлири йәнә фуҗудики “110 сақчи тори” билән алақиси болған чәт әлләрдики “сақчи понкитлири” һәққидә тохтилип, мәзкур сақчи ториниң чәт әлләрдә 38 сақчи понкити тәсис қилғанлиқини билдүрүлгән.

“хитай муһаҗирлар бирләшмиси” ниң иҗтимаий таратқулардики һесабатида елан қилинған йәнә бир хәвиридә ашкарилинишичә, чәт әлләрдики хитай муһаҗирлири тәшкилатлириниң икки нәпәр башлиқи 2024-йили 2-айда өткүзүлгән хитай җамаәт хәвпсизлики министирлиқиниң “чай сөһбити” гә қатнашқан. Йиғинда уларниң ичидики бири ипадә билдүрүп, бу хил учришишларниң җамаәт хәвпсизлики министирлиқи билән чәт әлләрдики хитай муһаҗирларниң мунасивитини бағлап, хитайниң дөләт сияситини йәршарилаштурушқа ярдими болидиғанлиқини тәкитлигән.

Тәкшүрүш доклатида дейилишичә, американиң ню-йорк шәһиридики “фуҗулуқ юртдашлар җәмийити”, ню-йорктики “мейдоң хитай муһаҗирлар җәмийити”, калифорнийәдики “вәнҗулуқ юртдашлар җәмийити”, америкадики “фуҗйәнлик сода-санаәтчиләр җәмийити” ниң башлиқлириму йеқинқи бирқанчә йил ичидә хитайниң җамаәт хәвпсизлик хадимлири билән көп қетим көрүшкән. Доклатта әскәртилишичә, бу әһваллар хитайниң һөкүмәт хәвәрлиридә вә бу тәшкилатларниң иҗтимаий алақә мунбәрлиридики учурларда ашкариланған.

“күндилик хәвәрләр фонди” ниң тәкитлишичә, америкада қанунсиз қурулған бу хитай тәшкилатлириниң хитайниң чәт әлләрдики аталмиш “муһаҗирлар хизмити” ни қилидиған хитай компартийәси бирликсәп бөлүми вә хитай дөлити ичидики истихбарат органлири, һәтта қанун-әдлийә органлири билән мунасивәтлик болуши, бу органларниң америка вә башқа ғәрб дөләтлиригә елип келиватқан хәвп-хәтириниң интайин еғирлиқини көрситидикән.

Америкадики хитай вәзийити мутәхәссиси, язғучи гордин чаң “күндилик хәвәрләр фонди” мухбириға бу қилмишларниң американиң игилик һоқуқи вә қанун системисиға еғир дәриҗидә таҗавузчилиқ икәнликини билдүргән. У мундақ дегән: “бу әһвал хитай компартийәси һакимийитиниң дөлитимизниң (американиң) игилик һоқуқиға еғир хәвп йәткүзүватқанлиқини вә дөлитимизниң бихәтәрликигә тәһдит пәйда қиливатқанлиқини көрситиду. Мениңчә, буниң башқичә изаһати йоқ”.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси зубәйрә шәмсидин ханим, бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмитиниң истихбарат вә қанун орунлириниң бу хил қанунсиз тәшкилатлар арқилиқ, чәт әлләрдики уйғур паалийәтчилиригә тәһдит салидиғанлиқи вә уйғурлар һәққидә учур топлайдиғанлиқини билдүрди. Униң дейишичә, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши бу һәқтә йәнә мәхсус тәкшүрүш доклати елан қилған икән.

Норвегийәдики “уйғур әдлийә архип амбири” ниң директори бәхтияр өмәр әпәнди зияритимизни қобул қилип, америкада ашкариланған хитайниң йәр асти сот мәһкимилириниң норвегийә вә башқа явропа дөләтлиридиму бар болуши мумкинликини билдүрди. У “уйғур әдлийә архип амбири” игилигән әһвалларни баян қилип, уйғур тәшкилатлириниң намайиш қатарлиқ паалийәтлири вә фирансийәдики гүлбаһар җелилова ханимға охшаш бир қисим уйғур паалийәтчилириниң өзи яшаватқан дөләтләрдики аталмиш “хитай муһаҗирлар тәшкилатлири” ниң тәһдитлиригә учриғанлиқини тилға елип өтти. Бәхтияр өмәр әпәндиниң тәкитлишичә, хитай һөкүмитигә бағлинишлиқ болған бу хил қанунсиз тәшкилатларға қарита ғәрб демократик дөләт һөкүмәтлири җиддий тәдбир елиши керәк икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.