Хитайниң америка шәһәрлиридә қурған йәр асти сот мәһкимилири ашкариланди

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2025.02.04
amerika-xitay-bayraq-burkut-ejderha-1920 Америка билән хитайниң һәрбий һазирлиқ риқабити кәскинләшмәктә
Photo: RFA

Бундин икки йил илгири йәни 2023-йили 4-айниң 18-күни “ню-йорк вақти” гезитидә, хитай һөкүмитиниң америкада вә башқа ғәрб дөләтлиридә қурған нурғунлиған қанунсиз сақчи понкитлири ашкарилинип зор ғулғула қозғиғаниди. Һалбуки 2025-йил кириши билән америкада хитайниң йәр асти сот мәһкимилири барлиқи оттуриға чиққан. Америкадики “күндилик хәвәрләр фонди” ниң 29-январ елан қилған тәкшүрүш доклатида дейилишичә, бу йәр асти сот мәһкимилири, хитай бирликсәп бөлүминиң тәшкиллишидә америкада қурулған аталмиш хитай муһаҗирлири тәшкилатлири йәни юртдашлар җәмийити (тоңшаңхуй), содигәрләр җәмийити (шаң хуй) қатарлиқ тәшкилатлири қармиқида қурулған болуп, буларниң хитай компартийәсиниң истихбарат вә қанун органлири биләнму биваситә бағлинишлиқ болуши, америкадики һөкүмәт хадимлири вә вәзийәт анализчилириниң җиддий диққитини қозғиған һәм әндишигә салған.

Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики “америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети” ниң рәиси җон мулинар (John Robert Moolenaa) “күндилик хәвәрләр фонди” мухбириниң зияритини қобул қилғинида, бу қилмишни әйибләп: “хитай һөкүмитиниң хитай компартийәсиниң бирликсәп бөлүминиң тор арқилиқ бастурғучи қанун системисини америка туприқида йүргүзүш урунуши, американиң игилик һоқуқи вә қанунниң ролиға қилинған қобул қилғили болмайдиған һуҗумдур” дегән.

Хәвәрдә дейилишичә, “күндилик хәвәрләр фонди” ниң бирнәччә айлиқ тәкшүрүши нәтиҗисидә мәлум болушичә, бу қанунсиз сот мәһкимилири американиң калифорнийә, вашингтон алаһидә райони, ню-йорк вә хавайи штати қатарлиқ җайларда қурулған хитайниң “җеҗяңлиқ юртдашлар җәмийити”, “венҗулуқ юртдашлар җәмийити”, “фуҗйәнлик юртдашлар җәмийити”, “хитай содигәрләр җәмийити” намлиридики қанунсиз тәшкилатлири қармиқида тәсис қилинған болуп, уларниң хитайдики қанун иҗрачилири билән интернет вә елхәт алақиси барлиқи мәлум болған. Гәрчә хитайниң бирликсәп бөлүмигә қарашлиқ америкадики хитай тәшкилатлири бу сот мәһкимилириниң америкадики хитай пуқралириниң шопурлуқ пирависини (кинишкисини) йеңилаш, хитай көчмәнлириниң никаһтин аҗришиш рәсмийәтлирини асанлаштуруш қатарлиқ күндилик турмуштики мәсилиләрни бир тәрәп қилидиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма америкадики қанун хадимлири вә вәзийәт анализчилириниң билдүрүшичә, хитайниң америкадики мәзкур йәр асти сот мәһкимилири зорлуқ васитилирини қоллинип, америка қатарлиқ дөләтләрдики хитай компартийәсигә қарши өктичиләрни бастуруш вә хитай компартийәсиниң чәт әлләрдики тәсирини күчәйтиш ролини ойнайдикән.

Чикаго университетиниң тәклиплик пирофессори, кишилик һоқуқ адвокати тең бявниң қаришичә, америкада ашкариланған хитайниң йәр асти сот мәһкимилири американиң қанунини еғир дәриҗидә бузупла қалмастин бәлки, америка дөлити вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири үчүнму зор тәһдит икән.

Тең бяв мундақ деди: “хитай даирилириниң америкада бу хил сот мәһкимилирини қуруши вә уни ишқа кириштүрүши, американиң қануний түзүлмисигә еғир дәриҗидә бузғунчилиқ қилғанлиқ. Бу, йәнә америкадики һәққанийәтни қоғдиғучи кишиләр үчүн еғир тәһдит болиду. Ашкарилинишичә, бу сот мәһкимилири бәзи тәкшүрүшләрдә болуш, кишиләрниң шәхси учурлирини қанунсиз топлаш, кишиләрниң пейиға чүшүш, тәһдит селиш қатарлиқ паалийәтләрдә болидикән. Улар йәнә бир қисим өктичиләрни хитайға қайтуруп кетиш қилмишлиридиму болидикән. Буларниң һәммиси американиң асасий қануни вә қанун бәлгилимилиригә қилинған еғир дәриҗидики бузғунчилиқ қилмишлири.”

Күндилик хәвәрләр фондиниң хәвиридә дейилишичә, техиму хәтәрлик болғини, хитайниң америкадики аталмиш “юртдашлар җәмийити”, “содигәрләр җәмийити” намида қурувалған қанунсиз тәшкилатлири вә уларниң қармиқидики йәр асти сот мәһкимилириниң һәммиси дегүдәк, хитай дөлити ичидики истихбарат органлири вә бирликсәп хадимлири һәтта җамаәт хәвпсизлик органлири хадимлири билән қәрәллик учришип туридикән.

 Тәкшүрүш доклатида тилға елинишичә, америкадики бу тәшкилатлар хитайниң дөләт ичидики һөкүмәт органлири билән елхәт вә телефон алақисидә болғандин башқа, “чай йиғилиши” яки “чай сөһбити” қатарлиқ намларда қәрәллик йиғилишлар өткүзүп, бир қисим тәшкилат башлиқлири вә йәр асти сот мәһкимисиниң хадимлири хитайниң җамаәт хәвпсизлик органлири билән бирликтә, чәт әлләрдә туруп қалған хитай һөкүмәт хадимлирини зорлуқ васитилири арқилиқ хитайға қайтуруп кетиш һәққидә музакириләрдә болғаникән.

Тең бяв әпәнди йәнә бу қетим байқалған хитайниң йәр асти сот мәһкимилириниң илгири чәт әлләрдә байқалған хитайниң сақчи понкитлириға охшашла хитайниң қанун органлири вә истихбарат органлири билән биваситә бағлинишлиқ икәнликини тәкитлиди.

Тең бяв мундақ деди: “уларниң бәзилири ‛юртдашлар җәмийити‚ намида, бәзилири ‛содигәрләр җәмийити‚ намида қанунсиз қилмишлар билән шуғулланмақта. Уларниң һәммисиниң дегүдәк хитайниң бирликсәп бөлүми вә истихбарат органлири билән қоюқ алақиси бар, бу йәр асти сот мәһкимилириниң илгири ашкариланған чәт әлләрдики қанунсиз сақчи понкитлири биләнму қоюқ алақиси бар болуп, характер җәһәттин улар һәммиси охшаш.”

Америкадики уйғур паалийәтчилиридин хитай вәзийити анализчиси илшат һәсән әпәндиму зияритимизни қобул қилип, хитайниң америкада ашкариланған йәр асти сот мәһкимилирини “американиң қанун саһәсигә қилинған ашкара таҗавузчилиқ” дәп көрсәтти.

 Илшат һәсән әпәнди йәнә хитайниң америкада еғир тәһдит пәйда қиливатқан аталмиш “юртдашлар җәмийити”, “содигәрләр җәмийити” қармиқида қурулған “йәр асти сот мәһкимилири” қатарлиқ бу хил қанунсиз тәшкилатлириға қарита америка һөкүмитиниң өз қануний бойичә қаттиқ тәдбир қоллиниши керәкликини билдүрди.

Илшат һәсән әпәнди йәнә бу хил тәшкилатларниң америкадики хитай компартийәси һакимийитигә қарши өктичиләр вә хитай пуқралириғила тәһдит селип қалмастин бәлки америкадики уйғурларғиму еғир бесим вә тәһдитләр елип келиватқанлиқини агаһландурди.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.