Хитай дөләт хәвпсизлик министирлиқи американи “сәмимий әмәс” дәп әйиблигән

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2023.09.06
Amerika-xitay-bayriqi-soda-AP Сода дегән хәт йезилған америка вә хитай байриқи чүшүрүлгән йүк сандуқи
AP

Америка байден һөкүмити йеқиндин буян бир қанчә муһим әмәлдарлирини арқиму-арқидин хитайға әвәткән иди. Көзәткүчиләр, байден һөкүмитиниң бу һәрикитини американиң хитай билән болған мунасивәтлирини нормаллаштуруш тиришчанлиқиниң ипадиси, дәп баһалимақта. Бу йил 6-айда америка ташқи ишлар министири антони билинкенниң хитайға қаратқан рәсмий зиярити билән башланған бу дипломатийә тиришчанлиқи, малийә министири җанет йелин, килимат алаһидә әлчиси җон кәрри вә әң ахирида сода министири җина раймондо ханимниң зиярити билән давам қилған.

Юқириқи бу зиярәтләрдин кейин икки дөләт мунасивитидә көзгә көрүнәрлик яхшилиниш болмиған болсиму, хитайни зиярәт қилған америка әмәлдарлири өз нутуқлирида бирдәк хитай билән иқтисадий мунасивәтни сақлап қелишниң муһимлиқини, американиң хитайдин “айрилиш” нийити йоқлуқини тәкитләшкән иди.

Бирақ йеқинда хитайниң дөләт хәвпсизлик министирлиқи тәрипидин бу зиярәтләргә мунасивәтлик елан қилинған бир баянат, хитайниң бу зиярәтләрдин бәк хурсән болмиғанлиқини көрситип бәргән.

 “малийә вақти” (FT) гезитиниң хәвиридин мәлум болушичә, хитайниң дөләт хәвпсизлик министирлиқи өзиниң үндидар тори арқилиқ елан қилған баянатида мундақ дегән:

 “йеқинда, бир түркүм америка әмәлдарлири кәйни-кәйнидин хитайни зиярәт қилип, байден һөкүмитиниң хитайниң тәрәққиятини чәкләш яки хитайдин айрилиш нийити йоқ, деди. Бирақ американиң хитай билән йеқинлишиш истратегийәси худди ‛йеңи ботулкидики кона үзүм һариқи‚ ға охшайду. Хитай американиң бир қанчә кәлимә чирайлиқ сөзлиригә алдинип, һошярлиқини һәргиз бошаштурмайду.”

Хитай дөләт хәвпсизлик министирлиқиниң бу баянати америка ташқи ишлар министири антонй билинкин башлиқ америка рәһбәрлириниң хитайни зиярәт қилиш арқилиқ мунасивәтни нормаллаштуруш тиришчанлиқиниң тоғра болған-болмиғанлиқи һәққидики муназириләрни йәниму улғаймақта. “америка ташқи сиясәт кеңиши” (American Foreign Policy Council) намлиқ тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси майкил соболик (Michael Sobolik) хитайниң юқириқи баянатини хитайниң “өзгәрмәйдиғанлиқиниң ипадиси” , дәп баһалиди. У, байден һөкүмитини әмди вақит исрап қилмаслиққа чақирди. У радийомизға елхәт арқилиқ қайтурған инкасида мундақ дегән:

 “байден һөкүмити әмди хитай компартийәсини өзгәртишкә урунушни тохтитип, униң орниға хитайға тақабил турушни башлиши керәк. Ши җинпиң америка билән бирликтә мәвҗут болушқа қизиқмайду. У пәқәт американи мәғлуп қилишқа қизиқиду.”

Хитай дөләт хәвпсизлик министирлиқи юқириқи тилға елинған баянатида йәнә “1979-йили америка билән хитай дипломатик мунасивәт орнатқандин бери, вашингтонниң хитайға қаратқан сияситиниң изчил һалда ‛арилишиш вә чәкләш‚ ниң бирикмиси болуп кәлгәнлики” ни илгири сүргән. Баянатта йәнә “америка бизниң иқтисадимизни очуқ-ашкара һалда яман қилип көрсәтти” дегән ибариләрму орун алған.

Юқириқи баянат, америка сода министири җина раймондониң хитай зияритидин кейинла елан қилинған. Җина раймондо хитай зияритидин кейин ахбаратларға қилған сөзидә хитай билән иқтисадий мунасивәтләрни сақлап қелишниң муһимлиқини тәкитлигән болсиму, бирақ у “өзи вә башқа америка әмәлдарлириниң хитайға қаратқан зияритиниң қандақтур мурәссә қилиш яки тәслим болуштин дерәк бәрмәйдиғанлиқи, әксичә аридики уқушмаслиқни азайтиш вә учур алмаштуруш үчүн қәдәм ташлиғанлиқ болуп һесаблинидиғанлиқи” ни тәкитлигән.

Америкадики “герман-маршал фонди” ниң тәтқиқатчиси, “хитайниң ғәрб билән болған урушиниң ички һекайиси” намлиқ китабниң аптори андру симол (Andrew Small) ниң радийомизға билдүрүшичә, америка хитайни яхши сода шерики дәп қаримисиму, әмма бу ғайәт зор иқтисадий гәвдә билән болған мунасивәтлирини идарә қилиши керәккән. У буниң ялғуз американиңла мәсилиси әмәсликини билдүргән. У бизгә елхәт арқилиқ қайтурған инкасида мундақ дегән:

 “америка вә шундақла башқа асаслиқ иқтисадий гәвдиләр дуч кәлгән хирис ортақ. У болсиму бу дөләтләр гәрчә хитайниң дөләт ичидә күнсайин мустәбитлишиши, дөләт сиртида чәт әлләргә қаратқан зораванлиқ қилмишлириниң ашқанлиқидин әндишә қилип турсиму, бирақ у йәнила бу ғайәт зор иқтисадий мунасивәтни идарә қилиши керәк. Чүнки конкрет саһәләрдики сода алақисини үзүветиш мумкин болсиму, әмма һечким очуқ-ашкара уруш болмиған әһвалда техиму чоңқур бузулуш хәвпигә тәвәккүл қилишни халимайду.”

Андру симолниң дейишичә, шу сәвәбләр түпәйли байден һөкүмити хитайни яхши иқтисадий шерик дәп қаримисиму, уни чоң иқтисадий гәвдә дәп қарайдикән вә бу йәрдә һәл қилишқа тегишлик мәсилиләр вә зиддийәтләр йәнила мәвҗут болуп туридикән.

Дәрвәқә, америка сода министири җина раймондо хитай зияритидин кейин ахбаратларға қилған сөзидә, хитайниң өзидин американиң хитайға қаратқан юқири пән-техника чәклимисини бикар қилишни тәләп қилғанлиқини, өзиниң бу тәклипни рәт қилғанлиқини ейтип: “биз американиң дөләт мудапиәсигә тақишидиған мәсилиләрдә мурәссә қилмаймиз” дегән. Җина раймондо ханим йәнә хитай һөкүмитиниң чәт әл ширкәтлири җүмлидин америка ширкәтлиригә бесим ишлитип, уларни сода мәхпийәтликини беришкә қистиши вә һәмдә йәнә чәт әл ширкәтлирини җасуслуқ билән әйибләп, уларниң ишханилириға бастуруп кириштәк қилмишлири һәққидики әндишилириниму тилға алған болуп, “америкалиқлар һазир хитайни мәбләғ селиш интайин қейин бир йәр дәп қарайду” дегән.

У йәнә өзиниң хитай рәһбәрлири билән болған учришишлириниң яхши өткәнликини ейтқан болсиму, бирақ буниңдин дәрһал нәтиҗә чиқиду, дәп қаримайдиғанлиқиниму ипадә қилған. У мундақ дегән: “һәқиқий һәрикәт боламду-йоқ, биз буни алдимизда көримиз” .

Тәтқиқатчи андру симолниң дейишичә, һазирқи әң чоң мәсилә хитайдики очуқ-ашкарилиқ мәсилиси болуп, униң барғансери бир қара қутиға айлиниши барлиқ дөләтләр үчүн бир риқабәт тәшкил қилмақтикән. У мундақ дегән:

 “очуқ-ашкарилиқ мәсилиси дөләтләрниң хитай билән болған иқтисадий мунасивәтлирини идарә қилиштики риқабәт болуп қалди. Хитай иқтисадиниң күнсери зорийиватқан қара қутиға айлиниши пәқәт америка үчүнла әмәс, бәлки башқа дөләтләр үчүнму бир һәқиқий мәсилә болуп қалди” .

Америка байден һөкүмитиниң хитай билән болған мунасивәтләрни нормаллаштуруш тиришчанлиқиниң нәтиҗисидә бу йил 11-айда американиң сан-фирансиско шәһиридә өткүзүлидиған “асия-тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ мунбири” дә пирезидент байден билән хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң йүзтуранә көрүшүши мумкинлики пәрәз қилинған иди. Бирақ хитай дөләт хәвпсизлик министирлиқи юқириқи баянатида ахириқи қетим һиндонезийәниң бали арилида өткүзүлгән G20 дөләт башлиқлар йиғинида бир ариға кәлгән икки рәһбәрниң учришишини тилға елип туруп, “балидин сан-фирансискоғичә келишни һәқиқий әмәлгә ашуруш үчүн, америка сәмимийитини йетәрлик көрситиши керәк” дегән.

 Улар баянатида ялғуз трамп һөкүмитинила әмәс, байдин һөкүмитиниму әйиблигән, бу һөкүмәтләрниң “иқтисадий айрилиш сияситини үзлүксиз күчәйткәнликини, тәминләш зәнҗириниң қалаймиқанлишишини вә хитайни муһасиригә елишни үзлүксиз күчәйтивәткәнликини илгири сүргән. Баянатта, “американиң бу истратегийәси мәғлуп болушқа мәһкум... Тарихи тәрәққиятниң һәрикәтләндүргүч күчи америка тәрәптә әмәс, җуңхуа миллитиниң зор гүллиниши әслигә кәлтүргили болмайдиған тарихий басқучқа кирди” дегән сөзләр орун алған.

Тәтқиқатчи майкил соболик радийомизға қилған сөзидә “америкалиқ қанун түзгүчиләр американиң һазир хитай билән соғуқ уруш ичидә икәнликини тонуп йетиши керәк” дәйду. У елхетидә мундақ дәп язған:

 “америкалиқ тәдбир бәлгилигүчиләр американиң хитай билән соғуқ мунасивәтләр уруши риқабитигә дуч кәлгәнликини етирап қилиши вә дәрһал ғәлибә қилиш ирадисини тиклиши керәк. Бу дегәнлик хитай компартийәсиниң истратегийәлик аҗизлиқини тепиш вә уни қоллиништин дерәк бериду. Пирезидент байден дипломатийәни дәп қурбан беришни вә риқабәт һәрикитини кечиктүрүшни тохтитиши керәк” .

Мәлум болушичә, хитай даирилири ши җинпиңниң бу һәптиниң ахирида йеңи деһлида өткүзүлидиған 2023-йиллиқ G20 дөләтлири гуруһи башлиқлар йиғиниға қатнашмайдиғанлиқини җакарлиған. Бу униң 2013-йили хитай һакимийитини өткүзүвалғандин буян тунҗи қетим бундақ бир сорунға қатнашмаслиқи болуп һесаблинидикән. Бу ши җинпиң һакимийитиниң өзиниң ички вә ташқи мәсилилирини қандақ йосунда һәл қилидиғанлиқи һәққидики соалларни йәниму күчәйткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.