Хитайниң ақ ташлиқ китаби: “хитай компартийәси болмиса хитай бөлүнүш вә парчилиниш йолиға қарап маңиду”
2019.09.27

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, бу йил 10-айниң 1-күни хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 70 йиллиқ хатирә күнигә санақлиқ күнләр қалған бир пәйттә хитай һөкүмәт таратқулири кәң тәшвиқат хизмәтлирини башливәтти. Хитайниң бу йиллиқ дөләт байрими мунасивити билән қанат яйдурған тәшвиқат паалийәтлири “70 йиллиқ улуғ мусапә, шанлиқ мувәппәқийәт” баш темисида қанат яйдурулуватқан болуп, униңда асаслиқи хитай компартийәсиниң йетәкчиликидә хитайда 70 йилдин буян зор вә шанлиқ нәтиҗиләр қолға кәлтүрүлгәнлики, хитай компартийәси болғачқила хитайниң бүгүнкидәк һаләткә йетип кәлгәнликидәк бир мәркизи идийә алға сүрүлмәктә.
27-Сентәбир күни, йәни хитайниң дөләт ишлири кабинетиниң ахбарат ишханиси “йеңи дәврдики хитай вә дуня” темисида бир парчә ақ ташлиқ китаб елан қилип, хитайда 70 йилдин буян барлиққа кәлгән барлиқ нәтиҗиләрниң хитай компартийәсиниң рәһбәрлики билән мунасивәтлик икәнлики, шуңа хитай компартийәсиниң рәһбәрлики вә йетәкчиликидә давамлиқ чиң турушниң интайин муһимлиқи тәкитләнгән.
Диққәт қозғайдиғини, ақ ташлиқ китабта әгәр хитай компартийәсиниң рәһбәрлики болмайдикән, хитайниң бөлүнүп, парчилинип кетидиғанлиқи илгири сүрүлгән. Униңда мундақ дейилгән: “хитайниң көлими чоң, дөләт вәзийити мурәккәп, дөләтни башқуруш қейинлиқ дәриҗиси юқири. Әгәр бирликкә кәлмигән, қудрәтлик бир рәһбәрлик түзүми болмайдикән, хитай бөлүнүш вә парчилиниш йолиға қарап маңиду вә бу дуняға зор апәт елип келиду.”
Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң бундақ ақ ташлиқ китаблирида хитайниң “бөлүнүши вә парчилиниши” дин сөз ечиши илгири көрүлүп бақмиған әһвал икән. Бу һәқтә пикир баян қилған америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән әпәндиниң ейтишичә, сабиқ совет иттипақиға охшаш һакимийәтләрму илгири 70 йил әтрапида өмүр көргән вә хитай компартийәсиму бу йил дәл шу 70 йилини күтүвелиш алдида туруватқан бир пәйттә хитайниң һазир ички вә ташқи җәһәттики мәсилилири барғансери зорийип меңиватқанлиқтин нурғунлиған көзәткүчиләрдә хитай компартийәсиниңму һалак болидиған вақти йетип кәлди, дегән қараш омумлашмақтикән. Хитай һөкүмити шуңа хитайға компартийәниң йетәкчилик қилмиса болмайдиғанлиқидәк бир сәпсәтини илгири сүрүш арқилиқ өзиниң һаятини давамлаштурушни нийәт қилмақтикән.
Дәрвәқә, йеқинда американиң The Hill, йәни америка дөләт мәҗлиси әзалири даимлиқ оқуйдиған “хел”, йәни “дөләт мәҗлиси” намлиқ журналда “хитайниң бәхтияр келәчики-бир система вә 6 дөләт” мавзулуқ бир парчә мақалә елан қилинған вә у мақалидиму хитай компартийәсиниң өмри мулаһизә қилинған иди.
Мәзкур мақалә 2005-йилидин 2006-йилиғичә америка мудапиә министирлиқида хитай ишлири директори болуп ишлигән вә һазир истратегийә тәтқиқат орунлирида тәтқиқатчи болуп ишләватқан җосеф боско тәрипидин йезилған. У мақалисидә тарихи пакитлардин қариғанда һәрқандақ коммунист партийә һакимийитиниң өмриниң 70 йил болғанлиқини вә һазир хитай компартийәсиниңму дәл өмрини ахирлаштуридиған мәзгилгә кәлгәнликини билдүргән иди.
У мундақ дегән: “тийәнәнмен қирғинчилиқиниң алди вә кәйнидики ғәрбниң тоғра болмиған сиясәтлири түпәйлидин 40 йиллиқ өмрини узартивалған хитай хәлқ җумһурийити ахири өмриниң ахирқи нуқтисиға йетип кәлди. Доналд трамп вә хоңкоң болса униң һалакитиниң қоңғурақ садасидур”.
Аптор мулаһизисидә америка-хитай арисидики сода ихтилапиниң хитайға кәлтүрүватқан зийининиң көрүнәрлик дәриҗидә еғирлиқини, әгәр бу мушундақ давам қилса, хитайниң дөләт ичидики муқимлиққа селиватқан ғайәт зор мәблиғини шундақла “җуңго арзуси” рамкиси астидики пиланлирини давамлаштуруши мумкин болмайдиғанлиқини билдүргән вә хитайдики барлиқ хәлқләрниң бәхтияр һаятини давамлаштуруши үчүн хитайни демократийә түзүмини орнатқан һалда хоңкоң, тәйвән, шәрқий түркистан, тибәт қатарлиқ 6 дөләткә парчилашниң әң тоғра йол болидиғанлиқини баян қилған.
Елшат һәсән әпәндиниң баян қилишичә, һазир бундақ көз қараш барғансери омумлашмақтикән.
Мәлум болушичә, бу йил 19-сентәбир күни, явропа иттипақи илгири көрүлүп бақмиған бир қарар мақуллап, натсизим билән коммунизмдин ибарәт икки түзүмни 20-әсирдә инсанийәткә балайиапәт кәлтүргән түзүм, дәп бекитиш һәққидә бир парчә қарарнамә мақуллиған.
“зимистан” тори бу һәқтики хәвиридә хитай компартийәсиниңму коммунизмни асас қилған бир һакимийәт икәнликини вә униң һазир милйонлиған уйғур хәлқини лагерларға солап җазалаватқан болса, тарихтиму нурғун хитай пуқралириниң өлүмигә сәвәб болғанлиқини ипадә қилди вә хитай һакимийитиниңму әйиблиниши керәкликини тәкитлиди.
Елшат һәсән әпәндиму сөзидә коммунизм вә натсизимдин ибарәт бу икки түзүмниң йилтизиниң бирликини ипадә қилди вә хитай компартийәсиниңму тарихтин бери нурғун җинайәтләрни садир қилғанлиқини тәкитләп, хитай компартийәси болмиған болса һазирқи хитай территорийиси ичидә яшаватқан уйғур, тибәт вә хитай қатарлиқ хәлқләрниң бүгүнкидәк паҗиәләргә учримайдиғанлиқини билдүрди.