Уйғурларға “таңзоңза байрими” ға охшаш хитай байрамлири зорлап теңилмақта
2024.06.10

Хитай таратқулирида бу йилму хитайларниң миллий байрими болған “таңзоңза байрими” йәни “дуәнву байрими” (әҗдиһа қолвақ байрими) ниң уйғур дияриниң һәрқайси җайлирида дағдуғилиқ өткүзүлүватқанлиқи хәвәр қилинмақта. Бу һәқтики хәвәрләрдә, һәр йили 6-айниң башлири йетип келидиған бу байрамниң, йеқинқи йиллардин буян, райондики һәр милләт хәлқи ортақ тәбрикләйдиған мәдәнийәт байримиға айланғанлиқи давраң қилинған
Хитайниң шинҗаң телевизийәсиниң 5-июн хәвәр қилишичә, 4-июн күни санҗи апторум областида “бизниң байримимиз дуәнву байрими” йәни “бизниң байримимиз әҗдиһа қолвақ байрими” дегән темида мәхсус паалийәт өткүзүлгән.
Хәвәрдә нөвәттә бу байрамниң уйғур райониниң һәрқайси җайлирида һәр милләт хәлқи тәбрикләйдиған ортақ байрамға айланғанлиқи, һәптә ахириға тоғра кәлгән байрамлиқ дәм елиш мәзгилидә, аилиләрдә тәйярланған вә базарларға селинған зоңзиларниң сүпитигә капаләтлик қилиш һәққидә алаһидә уқтуруш елан қилинғанлиқи тилға елинған.
Хитайниң “шинҗаң” гезитиниң 5-июн хәвәр қилишичә, бу йиллиқ “дуәнву байрими” да тәңритағ теғиниң җәнуб-шималидики һәрқайси вилайәт-наһийәләрдики йеза-кәнтлиридә, мәһәллиләр вә мәктәпләрдә зоңза ясап, шәрқий асия милләтлиригә ортақ болған мәзкур байримини тәбрикләш паалийәтлири тәшкиллигән икән.
Хитайниң һөкүмәт таратқулиридин йәнә хитай хәвәрлири ториниң 6-айниң 5-күнидики санида 2024-йилдики “дуәнву байрими” (әҗдиһа қолвақ байрими) ни тәбрикләш паалийәтлиридин бириниң үрүмчидики куңзи ибадәтханисида дағдуғилиқ өткүзүлгәнлики, үрүмчидики һәр милләт аммисиниң байрам мәзгилидә номи гүрүчи қиймисини бамбук йопурмиқиға йөгәп ясалған “таң зуңза” ларни йәп байрам кәйпияти яритилғанлиқи хәвәр қилинған.
Хәвәрдә йәнә райондики һәр милләт хәлқиниң “дуәнву байримиға” охшаш хитай миллий байрамлирини бирликтә тәбриклиши, райондики һәр милләт хәлқиниң “җуңхуа мәдәнийити” гә болған мәниви беғини техиму күчәйтидиғанлиқи тәкитләнгән.
Ундақта, уйғурларниң миллий вә диний байрамлириға чәклимә қоюватқан хитай һөкүмитиниң хитайларниң миллий байрамлирини уйғурларға теңишидики мәқсәт зади немә? уйғурларға мәҗбурий теңиливатқан хитай байрамлири хитай һөкүмити арзу қилғандәк уйғурлар тәрипидин қобул қилиниватамду?
Хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан сияситини йеқиндин көзитип келиватқан паалийәтчиләрдин канададики шең шө ханимниң қаришичә, “дүәнву байрими” хитайларниң әнәниви миллий байрими болуп, һәр йили хитай деһқанлар календари бойичә 5-айниң 15-күни, миладийә календари бойичә 6-айниң бешиға тоғра келидиған бу байрам хитайниң урушқақ бәгликләр дәвридики чу бәгликидики ақсөңәк чү йүәнни хатириләш байрими икән.
Шең шө ханимниң билдүрүшичә, инсанийәт җәмийитидә, миллий вә диний байрамларниң, охшаш җуғрапийәлик муһитта бирликтә яшаватқан хәлқләрниң өзләштүрүлүп қобул қилиниши йүз беридиған әһвал икән. Әмма хитай һөкүмити уйғурларға қарита, таң зуңза байримиға охшаш хитай байрамлирини зорлап теңиштәк васитиләрдин пайдилинип, уйғурларниң турмуш адитини өзгәртишкә урунуватқан болуп, ассимилятсийәни нишан қилған бу сиясәт уйғурларға йүргүзүлүватқан ирқий қирғинчилиқ сияситиниң муһим бир парчисиға айланмақта икән.
Шең шө бу һәқтики қарашлирини шәрһләп йәнә мундақ деди: “ундақта мустәбит һакимийәтниң мәҗбурлаш һәтта зораванлиқ васитилири арқилиқ бу хилдики байрамларни “җуңхуа мәдәнийити” тониға йөгәп, мәҗбурлаш һәм һақарәтләш васитилирини қоллинип, уйғурларға теңиши, униң уйғурларниң яшаш адити, диний етиқади вә мәдәнийәт хаслиқини өзгәртишкә урунуштәк номуссизлиқини көрситиду.”
Америкадики уйғурлардин илгири шинҗаң университетида фолклор кәспи бойичә магистирлиқ аспирантлиқини түгәткәндин кейин, шу мәктәптә бир мәзгил оқутқучи вә тәтқиқат хизмитидә болған меһриай мәмтили ханимму бу һәқтә өз қарашлирини ортақлашти.
Униң билдүрүшичә, бу хитай даирилириниң уйғурларни хитайниң “зоңза байрими” ға охшаш хитай байрамлирини тәбрикләшкә тунҗи қетим уюштуруши болмисиму, бирақ уйғурларниң норуз байрими, роза байрими вә қурбан һейтларға охшаш миллий вә диний байрамлирини тәбриклиши чәкләнгән шараитта, хитай һөкүмитиң мусулман уйғурларни хитай байрамлирини өткүзүшкә мәҗбурлиши хитайлаштурушни мәқсәт қилған ассимилятсийә сиясити икән.
Меһриай мәмтили ханим йәнә хитай һөкүмитиниң 2017-йилдин буян бу хил хитайлаштуруш сияситини йилдин-йилға техиму ашкара вә техиму қопал рәвиштә иҗра қилип келиватқанлиқини билдүрди.
Хитай хәвиридә ейтилишичә, хитайниң “нәччә миң йиллиқ зоңза байрими хитайларниң өзгичә дуня қариши, турмуш қариши, қиммәт қаришини өз ичигә алған болуп, чаған байрими, чокантал байрими, айтоқач байрими қатарлиқ байрамлар билән бирликтә җуңхуа миллитиниң мәдәнийәт маканини һасил қилған” дейилгән.
Һалбуки меһриай мәмтили ханимниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити хитай байрамлирини уйғурларға мәҗбурий таңған һаләттиму, өзигә хас болған өрүп-адәт, диний етиқадидин шәкилләндүргән мәдәнийәт әнәниси болған уйғурларниң хитай мәдәнийитигә тәвә болған бу хилдики байрамларни, хитай мәдәнийәт әнәниси бойичә қобул қилиши вә өзләштүрүши мумкин әмәс икән.
Юқурқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.