Уйғурлар “зоңза байрими” өткүзүшкә вә зоңза йейишкә мәҗбурланди

Мухбиримиз меһрибан
2020.06.29
ejdiha-qolwaq-bayrimi.jpg “дуәнву байрими” йәни “әҗдиһа қолвақ байрими” да хитайлар уйғурларға зоңза етишни өгәтмәктә. 2020-Йили 25-июн.
xj.chinanews.com/

Хитайниң әнәниви деһқанлар календари бойичә һәр йили 5-айда өткүзүлидиған “дуәнву байрими”, йәни “әҗдиһа қолвақ байрими” бу йил 6-айниң 25-күнигә тоғра кәлди.

Икки күндин буян хитайниң һөкүмәт таратқулирида бу йиллиқ “дүәнву байрими” ниң пүткүл хитай миқясида, җүмлидин уйғур аптоном районидиму дағдуғилиқ өткүзүлгәнлики хәвәр қилинмақта.

Хитай мәркизи телевизийәсиниң хәвәрлиридә уйғур аптоном районида “зоңза йейиш”, “әҗдиһа қолвақ мусабиқиси” өткүзүзүш қатарлиқ паалийәтләрниң қизип кәткәнлики, қәшқәр, хотән қатарлиқ шәһәрләрдики кәчлик базарларда йәрлик алаһидиликкә игә “қетиқ зоңзиси” ниң базар тапқанлиқи хәвәр қилинди. Бу түрдики хитай һөкүмәт хәвәрлиридә йәнә учтурпан наһийәсидики аталмиш “нәмуничи” қурбан нияз қурған мәктәптики уйғур оқуғучиларға “җуңхуа мәдәнийәт байрамлири өгиниш” паалийити елип берилғанлиқи, идарә-орган вә мәктәпләрдә һәқсиз зоңза тарқитилғанлиқи, җайлардики аһалиләр комитетлири вә йезилиқ һөкүмәтниң уюштурушида хитай кадирларниң йетәкчиликидә уйғур вә башқа йәрлик хәлқләрниң қонақ йопурмиқида 3 бурҗәклик зоңза түгүп, йейишни өгәңәнлики қатарлиқлар алаһидә хәвәр темиси қилинған.

Һалбуки, йеқинқи йиллардин буян хәлқара таратқуларда хитай һөкүмитиниң уйғурларниң роза һейт, қурбан һейтқа охшаш әнәниви диний байрамлирини чәклигәнлики, уйғурларни хитайларниң әнәниви мәдәнийәт байрамлирини өткүзүшкә мәҗбурлиғанлиқи хәвәр қилинип, буни хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан “мәдәнийәт қирғинчилиқи,” дәп атимақта.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит әпәндиниң 25-июн күни радийомизға билдүрүшичә, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт даирилири уйғурларниң бу хил хитай байрамлириға тутқан позитсийисини улардики аталмиш “диний әсәбийлик идийәсини тәкшүрүшниң өлчими” сүпитидә қолланмақтикән.

Дилшат решит әпәндиниң билдүрүшичә, хитай даирилири 25-июндики хитайниң “әҗдарһа қолвақ байрими” мәзгилидә шәһәрләрдә мәһәллә комитети хадимлирини, йезиларда кәнтләргә чүшүрүлгән хитай кадирлирини сәпәрвәр қилип, пүткүл уйғур дияриниң һәммә җайида дегүдәк “милләтләр иттипақлиқи бир аилә тамиқи” намида “бирликтә зоңйза түгүп йейиш”, “қошмақ туғқанларға зоңза совға қилиш” һәрикити қозғиған.

Дилшат решит әпәндиниң билдүрүшичә, уйғурларниң хитайчә йемәклик “зоңза” ниң ичигә селинған қийма тәркибини сораш һәққи йоқ икән. Дуня уйғур қурултийи игилигән учурларда хитай кадирлириниң уйғур аилилиригә һәтта чошқа гөши елип келип, уйғурлар билән бирликтә чошқа гөши қийма қилинған “зоңза” ларни пишуруп йегәнлики мәлум болған.

Биз бу һәқтә техиму илгириләп әһвал игиләш үчүн уйғур дияриниң корла, хотән қатарлиқ җайлириға телефон қилдуқ.

Корла гүлбағ районидики аһалиләр комитетиниң хитай хадими телефонимизни елип, “дуәнву”, йәни “әҗдиһа қолвақ байрими” мәзгилидә корлада саяһәтчиләрниң интайин көп болғанлиқини билдүрди.

Бу хитай хадим йәнә хитайниң “дуәнву байрими” ниң корлада қандақ күтүвелинғанлиқи һәққидики соаллиримизға җаваб берип,

Байрам мәзгилидә һәммә өйләрдә дегүдәк “зоңза йейилгәнлики” ни, корлаға кәлгән саяһәтчиләрниңму уйғурларниң өйлиригә берип, зоңза йесә болидиғанлиқини билдүрди.

Әмма бу хитай хадим хитайларниң әнәниви йемәклики болған “зоңза” ниң тәркиби һәққидә сориған “һалалму” дегән соалимизни аңлиши биләнла телефонни қоювәтти.

Хотән музтағ меһманханисиға қилған телефонимизни бир хитай аял мулазимәтчи алди. У бизниң “дуәнву байрими”, йәни “әҗдиһа қолвақ байрими” мәзгилидә меһманханида зоңза барму? қәйәрдин зоңза сетивелишқа болиду, дегәндәк соаллиримизға җаваб бәрди.

У “меһманханиниң тамақ мулазимити болмиғанлиқи үчүн меһманларниң хотәндики кәчлик базардин зоңза сетивалса болидиғанлиқи” ни билдүрди.

Әмма у уйғурларниң адәттә хитайларниң әнәниви тамиқи болған зоңзани йейишни халимайдиғанлиқиниму әскәртип өтти.

Биз униңдин “зоңзиниң ичигә селинидиған қийма һалалму? униң тәркиби қандақ?” дәп сориғиминизда у: “зоңзиниң һәр икки хили бар, гүрүч вә татлиқ қиямда ясалған зоңзиму, тәркибидә гөш арилашқан зуңзиму бар,” деди. Биз униңдин “бу гөш чошқа гөшиму? мусулманчә зоңза барму?” дәп сориғинимизда уму соалимизға җаваб бәрмәйла телефонни қоювәтти.

Хитай һөкүмәт таратқулирида 2018-вә 2019-йиллири берилгән хәвәрләрдә “тәрбийиләш мәркәзлири” дә тәрбийилинип чиққан уйғурларниң “идийидә илғарлишип чошқа гөшини бималал йәйдиған сәвийигә йәткәнлики”, уйғур һөкүмәт кадирлириниң “идийә азатлиқини йемәкликтин башлаш һәрикитидә башламчи болуп, хитай хизмәтдашлири билән бирликтә чошқа гөшини йигәнлики” көпләп хәвәр қилинған иди. Радийомизниң уйғур дияридин игилигән учурлиридиму “чошқа гөши йейиш”, “чошқа беқиш” қатарлиқларниң “уйғурларниң әсәбийлик идийәсини өлчәштики өлчәм” қилинғанлиқи мәлум болған иди.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит әпәнди хитай даирилириниң хитайларниң әнәнивий мәдәнийәт байрамлирини уйғурларға мәҗбурий теңиши һәмдә уйғурларниң исламий етиқади вә өрүп-адитидә һарам дәп қаралған чошқа гөшини йейишкә мәҗбурлиши, теги-тәктидин ейтқанда уйғурларни хитайлаштуруш вә уларни пүтүн милләт гәвдиси билән ассимилятсийә қилип түгитиш сүйиқәстиниң бир қисми икәнликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.