Б д т кишилик һоқуқ алий кеңишиниң сабиқ хадими емма рейли: “хитай б д т ни сетивалған”
2024.04.22
Әнглийә парламенти ташқи ишлар комитети 16-апрел “ көп тәрәплик түзүм ичидики хәлқара мунасивәт” дегән темида гуваһлиқ аңлаш йеғини өткүзгән. Гуваһлиқ беришкә бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий кеңиши ишханисиниң сабиқ кишилик һоқуқ хадими емма рейли (Emma Reilly) ханим алаһидә тәклип қилинған.
Емма рейли ханим б д т омумий мәҗлисиниң икки рәисиниң хитайдин пара алғанлиқи, хитайниң аммиви тәшкилат вәкиллиригә паракәндичилик салғанлиқи вә б д т ниң Covid-19 һәққидики доклатини өзгәрткәнлики һәққидә гуваһлиқ бәргән. У, хитайниң б д т ни өз дөләт мәнпәәти үчүн ишлитиватқанлиқини, б д т ниң хитай һөкүмитигә “хәтәрлик илтипат” ларни бериватқанлиқини оттуриға қойған.
Биз бу һәқтә тәпсилийрәк мәлумат илиш үчүн б д т кишилик һоқуқ алий кеңиши ишханиси билән алақилишишкә тириштуқ. Әмма улар язған елхәтлиримизгә җаваб қайтурмиди.
Емма рейли ханим хитайниң б д т ға көрсәткән тәсири тоғрисида бәргән гуваһлиқи һәққидә радийомизниң зияритини қобул қилип мундақ деди: “әнглийә парламенти бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза дөләтләрниң бу органға көрситиватқан тәсири үстидә тәкшүрүш елип бармақта. Тәкшүрүш елип бериватқан әза дөләтләрниң бири болса хитай. Мән хитайниң б д т ни контрол қилишқа урунуватқанлиқи, уларниң бирликтә хәлқара тәртипниң асаси қаидилиригә қандақ дәхли-тәруз қиливатқанлиқи вә б д т қурулмилириниң бу қанунсиз қилмишлиридин қандақ йепип келиватқанлиқи һәққидә гуваһлиқ бәрдим. Хитай биваситә б д т әмәлдарлириға пара бериду. Улар баш катип үчүн мәбләғ селиш фонди тәсис қилди, йәни баш катип хитайниң “бир бәлбағ бир йол” қурулуши пилани астида елип барған һәр қандақ һәрикитини тәнқид қилалмайду. Чүнки бу пиланни б д т ниң сиясити сүпитидә йолға қойған. Униңдин башқа хитай йәнә б д т ни йилиға 10 милйон доллар мәбләғ йүрүштүрүш фонди билән тәминләйду. Баш катип бу мәбләғни өзи яқтуридиған һәр қандақ түргә хәҗлисә болиду. Б д т бундақ түрдики мәбләғни һечқандақ йәрдин алалмайду. Маһийәт җәһәттин ейтқанда, йилиға 10 милйонлуқ әрзан баһа билән, б д т ниң хитайниң барлиқ кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә сүкүт қилиши сетивелинди. Әмәлийәттә бу һәммигә аян болған бир учур. Бу гәп дейиливатқиниму бир қанчә йил болди, әмма бу мәсилини бир тәрәп қилиши қолай әмәстәк туриду. Мән әнглийәниң бу тәкшүрүшниң нәтиҗисидә бу мәсилини һәл қилсикән, дегән үмидтимән.”
Емма рейли ханим б д т қармиқидики кишилик һоқуқ алий кеңиши (OHCHR) ниң 2013-йилидин буян б д т йиғиниға қатнишидиған уйғур вә тибәт вәкиллириниң исимликини хитай һөкүмитигә йоллап бериватқанлиқини ашкарилиғаниди. Шундақла бу һәқтә америка һөкүмитигә бир парчә хәт язған болуп, униңда кишилик һоқуқ алий кеңишиниң хитай һөкүмити “дүшмән” дәп қарайдиған кишиләрниң б д т йиғиниға қатнишиш әһвали, вақти қатарлиқ учурларни йиғиндин бурун хитай һөкүмитигә йоллап берип кәлгәнликини паш қилған.
У мушуниңға охшаш б д т ниң өзиниң түп пиринсиплириға уйғун болмиған мәшғулатларни елип баридиғанлиқини ашкарилиғанлиқи үчүн 2021-йили хизмитидин бошитилған.
Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әпәнди б д т кишилик һоқуқ алий кеңиши тәрипидин хитайға берилгән тизимликтә бар болуп, у хитайниң униңға кәлтүргән паракәндичиликини аңлатти. У мундақ деди: “ б д т хитай һөкүмити билән биваситә көрүшидиған муһим бир орун. Хитай қанчилик тосқунлуқ қилишидин қәтийнәзәр биз б д т дики орнимиз үчүн күришимизни давамлаштуримиз.”
2022-Йили әйни вақиттики бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачилет б д т дики вәзиписидин рәсмий айрилиштин бурун, йәни 31-авғуст күни уйғур районидики кишилик һоқуқ әһвали тоғрисидики доклатни елан қилған. 48 Бәтлик бу доклатта, “хәлқара җинайи ишлар қануниға асасланғанда, хитай һөкүмитиниң уйғур вә башқа мусулманларға йүргүзгән халиғанчә тутуп қийин-қистаққа елиш, аялларға җинси зораванлиқ қилиш вә уларни туғмас қиливетиш, аилиләрни вәйран қилип, ата-анилар билән балилирини бир-биридин айриветиш қатарлиқ җинайәтлири хәлқара җинайәт, йәни инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүриду”дейилгәниди.
Б д т омумий кеңиши шу йили 8-сентәбир күни австрийәлик дипломат, б д т баш катипи иҗраийә ишханисиниң сиясәткә мәсул муавин баш катипи волкер түркни б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң алий комиссарлиқиға тәйинлигәниди. Волкер түрк өзлириниң хитай һөкүмити иҗра қиливатқан нөвәттики сиясий тәдбирләрни йеқиндин көзитип маңидиғанлиқини ейтқан болсиму, һазирғичә бирәр конкрет һәрикәт елип бармиған. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катипи антонийо гутерресму һәр қандақ йиғинда пәләстиндики мусулманларни қоллап очуқ пикир баян қилған билән хитайниң уйғурларға йүргүзгән сиясити һәққидә сөз қилиштин даим өзини қачуруп кәлгән.
Емма рейли ханим бу һәқтә сөз қилип, антонийо гутерресни икки йүзлимичилик билән әйиблиди: “антонийо гутеррес X дә өзиниң ғәззәдики пәләстинликләрниң иптар қилалмиғанлиқидин қанчилик көңли йерим болғанлиқини язди. Әмма 2017-йилдин башлап иптар қилалмайватқан уйғурлар һәққидә у һечнемә демиди. У бу йәрдә пүтүнләй қош өлчәм қоллиниватқан болуп, давам қиливатқан ирқий қирғинчилиққа сәл қарап, бир гуруппиниң кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә сөзләйду, әмма йәнә бир гуруппиниңкини тамамән унтуп қалиду. Бирләшкән дөләтләр тәшкилати әслидә битәрәп болуши керәк. У мәсилиләргә оттурида туруп муамилә қилиши керәк. Әмма б д т һазир бундақ функсийәсини йоқатти. Униң ғәззәдики дәһшәтлик азаб-оқубәтләрни сөзлиши пүтүнләй тоғра, әмма у уйғурларға йүз бәргән дәһшәтлик азаб-оқубәтләрниму сөзлиши керәк. Мениңчә униң уйғурларға кәлгәндә тилиниң тутулуп қилиши ениқла ашу мәбләғ фонди билән бағлинишлиқ. У өзи яқтурған түрлири үчүн йилиға алған 10 милйон долларға б д т ни хитайға сетип бәрди. Нөвәттики б д т ниң вәзийитигә қариғанда, у хәлқара қаидиләрни қолланмаслиқ һәққидә қарарини берип болғандәк туриду. Униң бундақ қилишидики бирдинбир сәвәб хитайни рази қилиштин ибарәт, халас.”