Бир уйғур аялниң голландийәдики чаған паалийитидә уйғурчә усул ойниши қаттиқ ғулғула пәйда қилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2020.01.29
xitay-chaghan-uyghur-ayal-usul.jpg Хитайниң 2020-йиллиқ чаған паалийәттә уссул ойнаватқан уйғур аял.
Social Media

Иҗтимаий таратқуларда 1-айниң 26-күни, голландийәниң дәнхаг (гаага) шәһиридики мәдәнийәт маарип мәркизидә хитай әлчиханиси уюштурған 2020-йиллиқ чаған паалийитидә бир уйғур аялниң еғзиға маска тақап уйғурчә усул ойнаватқанлиқиға аит син көрүнүши тарқитилғандин кейин, чәтәлләрдики уйғурлар арисида ғулғула пәйда қилди. Иҗтимаий таратқуларда бәзи кишиләр 2 милйон әтрапида уйғурни лагерға солап қойған хитайниң чаған байримида хитай дипломатларға вә хитай пуқралириға усул ойнап беришниң номуссизлиқ икәнликини тәкитлисә, йәнә бәзи уйғурлар, мәзкур уйғур аялниң әркин дуняда яшап турупму хитай дипломатлири вә хитай пуқралири үчүн усул ойнап беришиниң миллий ғурур туйғусиниң йоқлуқиниң ипадиси икәнликини билдүрүшкән.

Чағанда уйғурчә усул ойниған аялдин сирт йәнә хитай дипломатийә оргини уюштурған чаған паалийитигә башқа уйғурларму иштирак қилип, хитай дипломатлар билән сүрәткә чүшүп тарқатқан.

Биз мәзкур паалийәткә қатнашқан алимҗан әпәндигә телефон қилип, униң бу паалийәткә қатнишиш сәвәблирини сориғинимизда, у өзиниң хитай билән тиҗарәт қилидиған голландийә ширкитидә ишләватқанлиқини, хизмәт мунасивити билән бу паалийәткә қатнашқанлиқини баян қилғандин кейин башқа соаллиримизға җаваб бәргили унимиди.

Биз, чаған паалийитидә усул ойниған уйғур аялни көп издигән вә униң немә сәвәбтин хитай әлчиханиси уюштурған чағанлиқ паалийәттә усул ойниғанлиқини билишкә интилгән болсақму, бирақ уни тапалмидуқ вә униң әһвалиға аит учурға еришәлмидуқ. Бирақ, биз бу һәқтә ениқ мәлумат игиләш үчүн, бу паалийәтни иҗтимаий таратқуларда тарқатқан, 2018-йили 6-айниң 23-күнидин башлап һазирғичә һәр һәптә ахирида амистердамниң дам мәйданида хитайға қарши ялғуз кишилик наразилиқ намайиши өткүзүп келиватқан абдуреһим ғени әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. У, хитайниң чаған кечиликидә усул ойниған аял тоғрисида тәпсилий учур игиләшкә тиришқан болсиму игилийәлмигәнликини баян қилди.

Мәлум болғинидәк явропа дөләтлиридин панаһлиқ тилигән уйғурлар хитайниң зулумиға учриғанлиқини паш қилиду. Голландийәдики уйғурларниң көп қисми сиясий панаһлиқ йоли билән бу дөләткә орунлишип қалған. Абдуреһим ғени әпәнди бәлки мәзкур аялниңму шундақ панаһлиқ тилигән болуши мумкинликини пәрәз қилидиғанлиқини баян қилди.

Абдуреһим ғени әпәнди өз көз қарашлирини оттуриға қоюп, уйғур диярида хитай уйғурларниң миллий ғурурини, мәдәнийитини, миллий кимликини, динини аяқ астиға еливатқан бүгүнки күндә бу уйғур аялниң миллий қияпәтлири билән хитай һөкүмитиниң дипломатлири алдида усул ойнишиниң қобул қилғили болмайдиған иш икәнликини изаһлиди.

Голландийәдә паалийәт елип бериватқан явропа уйғур маарип җәмийити рәиси абдурахман абдулла әпәнди явропадики уйғурлар арисида һәр хил кишиләрниң барлиқи, лекин мутләқ көп қисим уйғурларниң хитай һөкүмитиниң уйғур диярида уйғурларға қарита елип бериватқан бастуруш сияситигә нарази икәнлики, һәтта уларниң хели көпиниң вәтинидики уруқ-туғқанлири, ата-анилири билән алақиси үзүлгәнлики вә бир қисминиң йеқинлириниң лагерларға соланғанлиқини тәкитлиди. Әмма униң әскәртишичә, явропа дөләтлиридә йәнә хитай һөкүмитиниң адәмлири билән йеқин алақидарда болидиған, хитай дипломатийә органлири вә башқилар билән зич мунасивәттә болуп келиватқан уйғурларниңму барлиқини, буларни қаттиқ әйибләйдиғанлиқини баян қилди.

Бәзи дөләтләрдә хитай әлчиханисиниң бу хил паалийәтлиригә қатнишип, уйғурларниң наразилиқиға учраватқан уйғурларниң сани аз әмәс. Буларға қандақ муамилә қилиш керәк. Голландийәдики уйғур паалийәтчи абдуреһим ғени әпәнди бу мәсилидиму өз қарашлирини оттуриға қойди

Хитай даирилириниң чаған мәзгилидә уйғур диярида уйғурларни хитайчә кийиниш, хитайчә шир вә әҗдиһа усули оюни ойнитиш, яңгир усули ойнитиш вә башқа чағанлиқ паалийәтләргә тәшкилләватқанлиқи мәлум. Мундақ әһвалда, хитай дипломатийә органлириниң чаған байрими вә башқа паалийәтләрдә чәтәлләрдики бир қисим уйғурларни уйғурчә усул ойнашқа, мундақ паалийәткә қатнишишқа тәшкиллишини қандақ чүшиниш керәк? дегән соалимизға әнқәрәдики уйғур тәтқиқати институти мудири доктор әркин әкрәм әпәнди җаваб берип, хитайниң лагер мәсилисидә хәлқарада бәкла абруйини чүшүрүвалғанлиқини, хәлқарада абруйини қайта яхшилаш үчүн, бу уйғурларни уйғурчә усул ойнитиватқанлиқини, бундин кейин чәтәлдики бәзи уйғурларни йениға тартишқа тиришидиғанлиқини илгири сүрди.

Игилишимизчә, бу йил әнқәрәдики хитай әлчиханисиму чаған паалийити өткүзгән билән наһайити аз санда уйғур вә қазақ қатнашқан. Бу, бурунқи йилларға қариғанда әң аз уйғур иштирак қилған чаған һесаблинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.