Анализчилар: “хитай компартийәсиниң һөкүмранлиқ тарихи уни инсанийәтниң ортақ дүшминигә айландурди”
2021.06.30

Мәлум болушичә, хитай компартийәси қурулғанлиқиниң 100 йиллиқи хитайда дағдуғулуқ хатириләнмәктә. Бу мунасивәт билән хитай даирилири хитай компартийәси һакимийәт бешиға кәлгәндин буянқи аталмиш “мувәппәқийәт” лирини тәбрикләш йиғинлири уюштуруп, компартийәни мәдһийәләйдиған сәнәт паалийәтлирини көпләп өткүзмәктә.
Хитай таратқулирида хитай компартийәсиниң баш секритари ши җинпиңниң пүтүн мәмликәт бойичә компартийә әзалириниң қәсәмят йиғиниға риясәтчилик қилип, хитай компартийә әзалиридин мутләқ садақәтни тәләп қилғанлиқи хәвәр қилинмақта.
Шуниң билән бир вақитта хитай таратқулирида йәнә хитайниң йеқинқи йиллардики тәрәққиятиниң дуня иқтисадиниң йүксилишигә зор һәссә қошқанлиқи давраң қилинмақта.
Ундақта, хитай коммунист партийәси вә у рәһбәрлик қилған хитай һөкүмити һәқиқәтәнму өз тәшвиқатлирида дейилгәндәк, шанлиқ тарих яратттиму? хитай компартийәси һөкүмранлиқ қилған 70 йилдин артуқ вақит җәрянида хитай хәлқи, җүмлидин уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ хитай болмиған хәлқләр растила хитай таратқулири тәшвиқ қилғинидәк аталмиш “аптономийә сиясити” дин бәһримән болуп, бәхтлик яшаватамду?
Америкада чиқидиған “бейҗиң баһари” жорнилиниң баш муһәррири хупиң, ню-йорк шәһәр университетиниң сиясий пәнләр профессори шя миң, дуня уйғур қурултийи тәтқиқат мәркизиниң мудири әнвәр әхмәт әпәндиләр радийомиз зияритини қобул қилип, хитай коммунист партийәси вә униң һөкүмранлиқ сияситигә қарита өз қарашлирини оттуриға қойди.
Ху пиң әпәндиниң қаришичә, хитай коммунист партийәси қурулған йүз йил вә униң хитайда һакимйәтни қолға алғандин буянқи 73 йиллиқ һөкүмранлиқ тарихини “инсанийәткә қарши җинайәт билән толған қанлиқ тарих” дейишкә болидикән.
Ху пиң әпәнди йәнә хитай компартийәсиниң нөвәттики баш секритари ши җиңпиң һөкүмранлиқ қиливатқан дәвридә хитайдики мустәбитликниң әвҗигә чиққанлиқини билдүрди.
У хитай коммунист партийәси хитайда һакимийәтни қолға алғандин буян, дөләт ичидә хитай хәлқи вә уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ хитай болмиған хәлқләргә йүргүзгән бирқанчә қетимлиқ зор көләмлик сиясий бастурушларни тилға алди.
Ху пиң йәнә аталмиш “җоңхуа миллити бирлики” намидики чоң хитайчилиқ сияситиниң маһийити, уйғурларниң милләт гәвдиси бойичә бойичә ирқий қирғинчилиқниң обейктиға айлиниши, тибәтләр вә моңғуллар учраватқан милли зулум вә хоңкоңда йүз бериватқан демократийәниң йоқутилиши қатарлиқларни нәқил елип, хитай компартийәсиниң йүз йиллиқ тарихниң әмәлийәттә “инсанийәткә қарши җинайәт билән толған тарих” икәнликини тәкитләп өтти.
Ню-йорк шәһәр университетиниң сиясий пәнләр профессори шямиң әпәндиниң билдүрүшичә, хитай компартийәси қурулған дәсләпки мәзгилләрдә хитай хәлқиниң һимайисини қолға кәлтүрүш үчүн “әркинлик, демократийә вә баравәрлик” капаләткә игә қилинған демократик һакимийәт қуридиғанлиқини тәшвиқ қилған икән. Һалбуки, 1949-йили компартийә һакимийәтни қолға алғандин кейин болса “пролетарият диктаторлуқи” намидики мустәбит сияситини йүргүзүп, компартийә һөкүмранлиқини үзлүксиз мустәһкәмләп маңған икән.
Дуня уйғур қурултийи тәтқиқат мәркизиниң мудири әнвәр әхмәт әпәнди хитай компартийәсиниң характери вә униң һөкүмранлиқ тарихи һәққидә издәнгән уйғур зиялилириниң бири. У йеқинда елан қилған “хитай компартийәси дунядики әң чоң қара гуруһ” намлиқ мақалисидә оттуриға қойған көз қарашлирини радийо аңлиғучилар билән ортақлашти
Әнвәр әхмәт әпәндиниң билдүрүшичә, хитай компартийәси қурулғандин тартип, өзиниң қанлиқ һөкүмранлиқ тарихини давамлаштуруп кәлгән. Йәни хитай компартийәси бир тәрәптин өз ичидә хитай хәлқини бастурупла қалмастин, бәлки уйғур, тибәт қатарлиқ аз санлиқ милләтләрни вәһшийлик билән бастурған. Йәнә бир тәрәптин әтрапидики қошна дөләтләргә зимин тәлипи қоюп, түрлүк шәкилләрдә таҗавузчилиқ елип барған.
Униң тәкитлишичә, хитай компартийәсиниң мәвҗутлиқиниң өзила дуня тинчлиқи, хәлқара иқтисадий мунасивәтләргә еғир тәһдитләрни елип кәлгән болуп, хитай компартийәсини “инсанийәтниң ортақ дүшмини” дейишкә болидикән.