америка хәлқара диний әркинлик комитети (USCIRF) йеқинда өзлириниң 2024-йиллиқ доклатини елан қилип, хитайдики динни "хитайчилаштуруш" сияситиниң һәр тәрәплимә тәсиригә тәпсилий қарап чиқти.
мәлум болушичә, ши җинпиң һакимийити 2014-йилдин башлап динларни, җүмлидин ислам динини хитайчилаштуруш сияситини йолға қойған һәмдә 2016-йилидин етибарән "диний әсәбийликни түгитиш" һәрикитини қозғиған. нәтиҗидә милйонлиған уйғур лагер вә түрмиләргә қамалған, диний китаблар көйдүрүлүп, миңлиған мәсчитләр вәйран қилинғаниди. буниң тәсири һәтта уйғур мусулманлириниң тарихий мәдәнийитидики символлуқ характеригә игә болған қәшқәрдики һейтгаһ мәсчитигичә йетип, уни хитайларниң саяһәт вә көңүл ечиш соруниға айландурғаниди.
атеизмни тәрғиб қилғучи хитай компартийәсиниң бир худалиқ ислам динини "хитайчилаштуруш" урунуши изчил һәрқайси саһәниң тәнқидлиригә дуч келиватқан иди. америкадики әң чоң мусулман тәшкилатлириниң бири болған "америка-ислам мунасивәтлири кеңиши" (CAIR) ниң һөкүмәт ишлириға мәсул директори роберт мәккав (Robert McCaw) бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда, хитай һөкүмитиниң "динни хитайчилаштуруш" намида өз ишғалийити астидики барлиқ динларни, җүмлидин уйғур вә башқа түркий мусулманлириниң диний етиқадини контрол қилиш қилмишиниң қаттиқ әйиблиниши керәкликини тәкитлиди.
"әмәлийәттә, хитай һөкүмити динниң әркин ипадилинишини яман көриду, шуңа улар хитайдики диний паалийәтләрниң һәммила тәрәплирини контрол қилишқа урунмақта. уларниң хитайдики мусулманларниң, җүмлидин уйғур вә башқа түркий тиллиқ мусулманларниң диний етиқади, өрп-адити вә әнәнисини дәпсәндә қилиши вә буларға болған контроллуқи кишини толиму биарам қилиду. әслидә бундақ ишлар йүз бәрмәслики керәк. әмма бундақ әһвалда биз сүкүттә турмай уни әйиблишимиз керәк. һалбуки, нөвәттә хитай һөкүмити өз һөкүмранлиқи вә ишғалийити астида кишиләрниң өз диниға етиқад қилишиға вә уни әркин ипадилишигә қарши туруп, ислам дини, хиристиян дини вә башқа динларниң һәммила саһәсини контрол қилишқа урунуватиду."
америкадики чекаго университетиниң тәклиплик пирофессори, кишилик һоқуқ адвокати вә хитай вәзийити анализчиси тең бявниң қаришичә, хитай һөкүмити һечқандақ дин билән сиғишалмайдиған етиқадсиз (худасиз) һакимийәт болуп, башқа һәрқандақ бир диний етиқадниң мәвҗутлуқи, маһийәттә униң догматик идеологийәсигә хирис икән. у хитайниң "динни хитайчилаштуруш" қа урунушиниң униң башқа динлар билән дүшмәнлишиш йоли һесаблинидиғанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди.
"хитай коммунистик партийәси динни сиясий тәһдит дәп қарайду. у идийәви етиқад системисинила әмәс, нурғун диний шәкилләрни, болупму ислам вә тибәт буддизмини бир хил сиясий бөлгүнчилик дәп қарайду. у һәтта бөлгүнчилик, террорлуқ вә ашқунлуқ нами астида шинҗаңда ирқий қирғинчилиқ қиливатиду. чүнки бу униң сиясий контроллуқини күчәйтиш арзусиниң бир қисмидур. болупму ши җинпиң һакимийәт бешиға чиққандин кейин, у бу җәһәттики контроллуқини техиму күчәйтти. йәнә бир нуқта шуки, хитай компартийәси милләтчиликни барғансери тәкитләватиду, у бу арқилиқ һакимийәттики киризисни йошуруш вә яки башқичә қилип ейтқанда, милләтчилик арқилиқ өзиниң һакимийәт йүргүзүшиниң қанунлишишини әмәлгә ашурмақчи болуватиду."
тең бявниңниң билдүрүшичә, хитайниң "динни хитайчилаштуруш" ни омумлаштуруши вәһимилик бир қилмиш болуп, бу униң уйғур елидә ирқий қирғинчилиқ сияситини давамлаштуридиғанлиқидин бешарәт беридиған әң типик амил һесаблиниду. у бу һәқтә тохтилип, уйғур ели вә тибәттә "динни хитайчилаштуруш" намида бир қатар сиясий тәдбирләрни қоллинип милләт, дин вә тил қатарлиқ кимлик алаһидиликләрни хитайлар билән охшаш қилишқа урунуватқанлиқини, хитай компартийәси хитайлардин пәрқлиқ болған һәммила саһәни өзгәртип, хитайлар билән охшаш тил вә турмуш адитигә игә қилса, у чағда хитай компартийәси үчүн тәһдит һесаблинидиған барлиқ амиллар йоқалған болидиғанлиқини көрсәтти.
мәзкур доклатта, хитайниң динни хитайчилаштурушиниң мәҗбурлаш характерлик диний сиясәт икәнлики тәнқидләнгән. доклатта бу һәқтә мундақ дейилиду: "ши җинпиң хитай компартийәсиниң алий рәһбири болуш сүпити билән хитайда мәҗбурлаш характерлик ‹динни хитайчилаштуруш› сияситини йолға қоюп, хитайдики диний муһитни түптин өзгәртти, уни һөкүмәтниң диний ишларни башқуруштики ядролуқ пиринсипиға айландурди. улар йәнә хитай компартийәсиниң сиясий йөнилишигә зит дәп қариған диний етиқад вә чүшәнчиләрни һәр хил намларда йоқатти."
америкадики уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири абдулһаким идрис әпәндиниң билдүрүшичә, хитайниң йеқинқи йиллардин буян җиддий рәвиштә елип бериватқан "динни хитайчилаштуруш" һәрикити маһийәттә, "җуңхуа миллити ортақ гәвдиси бәрпа қилиш" тин башқа нәрсә әмәс. бу һәқтики зияритимиз җәрянида у мушу нуқтини алаһидә шәрһләп өтти.
америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң бу йиллиқ доклатида, хитайниң диний әркинликкә системилиқ вә ашқун шәкилдә дәхли-тәруз қилғанлиқи; шуңа америка ташқи ишлар министирлиқиниң хитайға "алаһидә диққәт қилидиған дөләт" қатарида муамилә қилишини тәвсийә қилған. "уйғур кишилик һоқуқ қурулуши" ниң тәтқиқатчиси һенрик шаҗевиски (Henryk Szadziewski) бу һәқтә сөз болғанда, өзиниң динсизлиқини очуқ-ашкара җакарлиған хитай компартийәси үчүн барлиқ динлар, болупму ислам дининиң хитайниң нөвәттики сиясий түзүми үчүн хирис икәнликини тәкитләйду. у бу тоғрисида мундақ деди.
"уйғурларға кәлсәк, мениңчә ислам дини хитайниң идеологийәси вә һазирқи турмуш усулиға охшимайдиған түзүлмә әндизиси вә турмуш усулиға игә. шуңлашқа, ислам диниға етиқад қилиш хитайниң һазирқи түзүмигә хирис һесаблиниду. шу бу сәвәбтин бу бир муһим амил. йәни динни хитайчилаштуруш арқилиқ хитай компартийәси бу динларни контрол қилалайду вә бу арқилиқ улар йәнә бу кишиләргә хитай мәдәнийити яки дөләт идеологийәсигә мас келидиған нурғун өрп-адәтлирини қобул қилдуралайду. йәнә бир муһим нуқта шуки, ислам дини тәбиий йосунда дуняниң һәрқайси җайлиридики мусулманлар билән чегра һалқиған бағлиниш мунасивитигә игә. ваһаләнки, бу әлвәттә хитай башқурушидики хитайларни өз ичигә алмайду. шуңа бу мәнидин ейтқанда, улар бу ташқи бағлинишни контрол қилип, ислам динидики уйғурларниң һәҗигә тавап қилидиған мусулманлар билән әмәс, бейҗиң билән болған бағлинишиға капаләтлик қилиши керәк дәп ойлайду. "
бу қетимлиқ йеңи доклатта йәнә, хитайниң "динни хитайчилаштуруш" сияситиниң хәлқара диний етиқад әркинлики, шуниңдәк бу һәқтики қанун-бәлгилимиләргиму дәхли-тәруз шәкилләндүргәнлики тәкитләнгән. роберт мәккав бу һәқтә тохталғанда, хитайниң бу хил урунушиниң хәлқарада ислам дини үчүн һечқандақ тәһдит пәйда қилалмайдиғанлиқини илгири сүрүп мундақ деди.
"бу урунуш ислам динини өзгәртәлмәйду һәм уни йоқиталмайду. чүнки, хитайда ислам дининиң алаһидә бир нусхиси йоқ. униң үстигә башқа һәрқандақ дөләттә хитай қуранни тәкшүрәлмәйду яки йоқиталмайду вә яки уни коммунизм сияситигә маслаштуралмайду. шуңа, хитай һөкүмитиниң исламниң әмәл қилиш усулини өзгәртишкә урунуши хәлқарада исламға тәһдит елип кәлмәйду дәп қараймән. әксичә, хитайдики ислам диниға етиқад қилғучиларниң һоқуқи вә әркинликини чәкләйду, халас. "
ваһаләнки тең бявниңниң қаришичә, нөвәттә хитайниң дөләт һалқиған түрлүк паракәндичилик селиш усуллири, чәтәлләрдә әркин яшаватқан кишиләргиму хитай компартийәсиниң тәһдитини һес қилдурмақта икән.
"әмәлий нуқтидин елип алғанда, хитай компартийәси чәтәлләргә җасус әвәтиш, учур йәткүзгүчи вә башқа пуқрачә ясанған хадимлар арқилиқ муһаҗирәттә яшаватқан диний затларни из қоғлаш вә уларға тәһдит селиш, һәтта җисманий җәһәттин һуҗум қилиш вә паракәндичилик селиш қатарлиқ нурғун усулларни қоллиниватиду. бу әһвал барғансери еғирлашмақта. демәк, муһаҗирәттики кишиләр чәтәлләрдики әркин вә қанун билән идарә қилинидиған муһитта яшиған тәқдирдиму, улар йәнила хитай компартийәсиниң тәһдитигә учрап, йәнила әркин пикир баян қилиш вә динға әркин етиқад қилиш һоқуқидин мәһрум қеливатиду."
дәрвәқә, америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң бу йиллиқ йеңи доклатида, хитайниң америкадики юқири техника ширкәтлириниң техникилиридин өзләштүргән чирай тонуш вә башқа юқири иқтидарлиқ тәқиб системисидин үнүмлүк пайдилинип, хитай пуқралириниң диний етиқад әркинликигә дәхли-тәруз қилғанлиқи, һәтта дөләт һалқиған бастуруш билән шуғуллинип, американи өз ичигә алған әркин дунядики кишиләрниң етиқад муһитиғиму яман тәсир пәйда қилғанлиқи әскәртилгән.