Хитай әлчисиниң“қайта тәрбийәләш” мәвқәси қозғиған инкаслар вә ғулғулилар

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2022.08.16
Хитай келичәктә тәйвәндиму җаза лагерлирини қурамду? Хитайниң фирансийәдә турушлуқ баш әлчиси лу шайе фирансийәниң BFM телевизийәсиниң зияритини қобул қилған көрүнүш.
Xitayning Fransiyediki bash elchixanisining torbéti

Америка авам палатасиниң рәиси нәнсий пелосиниң тәйвән зиярити мунасивити билән алдинқи һәптә таратқуларниң зияритини қобул қилған хитайниң фирансийәдә турушлуқ баш әлчиси лу шайе “тәйвәнни бирликкә кәлтүргәндин кейин, тәйвәнликләрни қайта тәрбийәләймиз”дегән болуп, униң бу сөзи ғәрб мәтбуатлириниң күчлүк диққитини тартқан.

“фирансийә авази”ниң алдинқи күнлири елан қилған “һәрбий маневир тәйвән кризисини пәйда қилди һәмдә хитайниң чәтәлләрдики әлчилиригә асан қутулалмайдиған бир ора колап бәрди” намлиқ хәвиридә баян қилинишичә, явропа вә америка сиясийонлири, кишилик һоқуқ паалийәтчилири, дипломатлири вә мәтбуатлири хитай баш әлчиси лу шайениң юқириқи сөзлирини унтуялмиған.  Болупму фирансийәдә бу сөз зор ғолғулиларға сәвәб болған.

Фирансийә демократик һәрикәт партийәсиниң парламенттики вәкили фредерик петит бу һәқтә: “хитайниң фирансийәдә турушлуқ баш әлчисиниң сөзлири һәргизму мушундақла өтүп кәтмәйду. Бу сөзләр кишини һәқиқәтәнму чөчүтиду вә хәлқниң нәпритини қозғайду. Биз хәлқләр үстидин ‛қайта тәрбийәләш‚ намида елип бериливатқан зораванлиқларниң қайси дәриҗигә йәткәнликини билимиз, бу униң (йәни лу шайениң) көңлигә аян” дегән.

Фирансийә солчиллар партийәсиниң парламенттики әзаси әленоре без мундақ дегән: “хитай баш әлчиси тәмкин һалда тәйвәнликләрни кәлгүсидә қайта тәрбийәләйдиғанлиқини ипадә қилди. Хитайда қайта тәрбийәләш лагерлири ‛әмгәк билән өзгәртиш‚ дәп атилиду. Халиғанчә тутқун қилишлар билән толған җаза лагерлиридики қайта тәрбийәләштә йүзмиңлиған инсан һаятидин айрилди, лекин бу гәпкә (йәни лу шайениң сөзигә) инкас қайтуридиған адәмләрниң тайини болмиди”.

Бирақ, д у қ берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбан әпәндиниң билдүрүшичә, лу шайениң сөзлиригә нурғун мәтбуатлар диққитини бәргән. ялғуз фирансийәдила әмәс, германийәдиму көплигән кишиләр бу сөзни хитай дөлитиниң ирадиси сүпитидә муһим тема қатарида мулаһизә қилған.

Чеграсиз мухбирлар тәшкилати фирансийә шөбисиниң рәиси пирре һаски “хитай билән демократик дөләтләрниң идеологийәлик пәрқи” намлиқ обзорида мундақ язған: “лу шайениң фирансузчини хелила яхшикән, бирақ мениң қаришимчә, у ‛қайта тәрбийәләш‚ дегән бу сөзниң ғәрб җамаитигә беридиған зәрбисини яхши аңқиралмиған. Бу интайин вәһший, апәт характерлик баяндур”.

Хитайниң фирансийәдә турушлуқ баш әлчиси лу шайениң “биз тәйвәнни бирликкә кәлтүргәндин кейин, қайта тәрбийәләш елип баримиз” дегән бу сөзи хитайниң ‛қайта тәрбийәләш‚ намидики җаза лагерлири сияситиниң қурбаниға айланған муһаҗирәттики лагер шаһидлириниңму күчлүк диққитини тартқан. Фирансийәдә яшайдиған лагер шаһити гүлбаһар җелилова бу һәқтә өз қарашлирини оттуриға қоюп өтти.

“һәрбий маневир тәйвән кризисини пәйда қилди һәмдә хитайниң чәтәлләрдики әлчилиригә асан қутулалмайдиған бир ора колап бәрди” намлиқ хәвәрдә баян қилинишичә, фирансийә хәлқара мунасивәтләр институти асия тәтқиқат мәркизиниң мудири марк җулинне таратқуларниң зияритини қобул қилғанда мундақ дегән: “бу баянлар ялғуз бирқисим фирансийәликләргә хитайниң тәйвәнгә болған ғәризини ашкарилап бериш биләнла чәкләнмәйду. Бу бәлким хитай баш әлчисиниң өзиниң вә хитайниң образини қайтидин тикләш йолидики истратегийәлик хаталиқи болушиму мумкин”. “бу ‛қайта тәрбийәләш‚ дегән гәп кишиләргә 2 - дуня уруши, советлар иттипақи вә мавзедоң дәврини өз ичигә алған азаблиқ бир тарихни әслитиду. Әң ахирқи қетимлиқ ‛қайта тәрбийәләш‚ болса, хитайниң шинҗаңдики уйғурларға қарита йүргүзүватқан ‛қайта тәрбийәләш‚ лиридур. Хитай һакимийити аталмиш ‛тәрбийәләш арқилиқ өзгәртиш‚ ни ашкара тәрғиб қилмақта. Хитай баш әлчисиниң ‛тәйвәнни бирликкә кәлтүрүп, тәйвәнликләр үстидин қайта тәрбийәләш елип барсақ, улар вәтәнпәрвәрләргә өзгириду‚ дегән сөзи, бәлким униң әң начар сөзи болуши мумкин. Бу сөз фирансийә җамаитигә нисбәтән интайин шүркүнәрлик бир баянат болуп һесаблиниду, бу зорлуқ васитилири арқилиқ инсанларниң идийәсини өргәртиштин дерәк бериду. Бу ялғуз һакиммутләқлиқ болупла қалмай, бәлки йәнә мустәбитликтур”.

Д у қ баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, хитай дипломати лу шайениң сөзлири хәлқара мәтбуатларда һазирму қизиқ нуқта тәриқисидә тарқиливатқан болуп, дуня җамаити хитай баш әлчисиниң бу баянлиридин хитайниң таҗавузчилиқ қара нийитини йәниму чуңқур чүшинип йәткән.

Хәвәрдә тәсвирлинишичә, явропа парламенти хәвпсизлик вә дөләт мудапиә комитетиниң рәиси натали лойзея өзиниң твиттер һесабида мундақ язған: “пелосиниң тәйвән зияритидин нәпрәтләнгүчиләргә мениң беридиған тәклипим, улар бу нәпрәтлирини хитай баш әлчисиниң бимәнә сөзлири үчүн сақлап қойсун, у тәйвән хәлқиниң ирадисигә қаримай тәйвәнни зорлуқ билән бирликкә кәлтүридиғанлиқини һәмдә уларни қайта тәрбийәләйдиғанлиқини ейтти. Бу инсанниң һәқиқәтәнму нәпритини қозғайду.

Белгийәниң сабиқ баш министири, явропа парламенти әзаси гуй ферхофшитат мундақ дегән: “мустәбит һакимийәтләр хәлқниң әркинлик қойнида яшишини қобул қилалмайду, һәтта тәсәввурму қилалмайду, улар бастурушқа вә меңә ююшқа уруниду. Тәйвән, украина, явропа агаһ болушлири лазим”.

Америка дөләт мәҗлиси черикликкә қарши туруш бөлүминиң мәслиһәтчиси паул массаро болса “ирқий қирғинчилиқ, қайта тәрбийәләш, әмгәк билән өзгәртишләр мустәбит һакимийәтләрниң йеңи әсиридә пүтүнләй нормал һадисиләргә айлинип қалди” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.