Софи ричардсон: “хитай әмәлдарлириға алаһидә қоғдиниш имтиязи беришкә болмайду! ”

Вашингтондин мухбиримиз шәһризад тәйярлиди
2024.08.06
Sophie-Richardson Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири мудири, кишилик һоқуқ мутәхәссиси доктор софий ричардсон (Sophie Richardson) америка уйғур бирләшмиси мәхсус тәшкилләнгән “гүлхан сөһбити” дә сөзләватқан көрүнүш. 2024-Йили 30-июл, файрфакс
RFA/Shehrizad

Йеқинда америка уйғур бирләшмиси уюштурған “гүлхан сөһбити” паалийитидә, биз кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай бөлүминиң сабиқ директори доктор софи ричардсон ханим билән сөһбәтлишиш пурситигә ериштуқ. Кишилик һоқуқ, болупму уйғурлар мәсилиси һәққидә чоңқур билимгә игә болған софи ханим сөһбәт җәрянида ши җинпиңға қарши хәлқаралиқ һәрикәтләр, уйғур ирқий қирғинчилиқиға қарита хәлқара җәмийәтниң инкаси вә уйғурларниң дөләт һалқиған бастурулуши һәққидики көз қарашлирини биз билән ортақлашти.

Төвәндә өз мухбиримиз шәһризадниң софи ричардсон ханим билән өткүзгән мәхсус сөһбити диққитиңларда болиду.

Мухбир: софи ханим, зияритимизни қобул қилғиниңизға рәһмәт. Сиз хәвәрдар болғандәк, бу йил дуня пуқралар сот мәһкимиси вә аргентина соти ши җинпиңға қарши дава ачти. Бу сотларниң ши җинпиң һәққидә һөкүм чиқиришиниң қандақ әһмийити бар, дәп қарайсиз?

Софи ричардсон: бу йәрдә охшимиған икки хил җәрян мәвҗут. “дуня пуқралар соти” бир һөкүмәтсиз тәшкилат. Униң қануний җәһәттин мәҗбурлаш күчи йоқ. Гәрчә униң дәлил-испатларни баһалаш, соал сораш вә һөкүм бекитиш җәһәтләрдә қануни күчи болмисиму, әмма у бир қатар хәлқ сотлириниң әң йеқинқи бирси. Бу мәнидин ейтқанда, бу сот символлуқ ролға игә, шундақла уни бир қанчә йил илгири лондонда өткүзүлгән уйғур сотиниң давами дейишкиму болиду. Мәнчә бу сот әдлийә җәһәттики әмәлий бир илгириләшкә болған интилишниң қизиқарлиқ ипадилиниши. Аргентинада ечилған сот болса әмәлий вә қануний күчкә игә паалийәт. Әгәр бу дава илгирилийәлисә хушаллинарлиқ иш болиду, чүнки бу әмәлийәттә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә җавабкар хитай әмәлдарлирини қануни җазаға тартиштәк бир тиришчанлиққа вәкиллик қилиду.

Мухбир: сизниңчә, хәлқара җәмийәт уйғур қирғинчилиқини тохтитишта тәсир көрситәлидиму? болупму биз көрүватқан җаз тәдбирлири вә дипломатик тиришчанлиқлар йетәрликму? бу мәсилиләрни үнүмлүк һәл қилиш үчүн йәнә қандақ тәдбирләрни қоллиниш керәк?

Софи ричардсон: “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ниң яки хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши туруш йолида һәрқайси һөкүмәтләр көрсәткән тиришчанлиқларниң әһмийитини кәм сундурғум йоқ. Шуниң билән бир вақитта дуняниң башқа җайлирида, болупму һәқиқий зиянкәшлик болуватқан җайлардики кишилик һоқуқ киризислириға қарита һөкүмәтләр вә хәлқара тәшкилатлар вуҗудқа чиқарған әйибләшләргә, бу һәқтә оттуриға чиққан күчлүк дипломатик инкасларға һәмдә бу һөкүмәтләрниң бейҗиң билән содилашқандики муамилисигә селиштурғанда, маңидиған йолниң техи узун икәнликини көрүвалалаймиз. Мениңчә нурғун һөкүмәтләр йәнила ши җинпиңға җәң елан қилишни халимайду, болупму бу зиянкәшликләр сәвәбидин ши җинпиңға қарши чиқмайду. Әмма уларму бундақ қиливәргәндә өзлириниңму тәбиий һалда мушу мәсилиниң бир қисмиға айлинип қалидиғанлиқини, техиму муһими хитай һөкүмитиниң хәлқарадила әмәс, бу дөләтләр үчүнму барғансери бир чоң тәһдит болуватқанлиқини күнсери тонуп йетиватиду. Шуңа биз һазир көрүшкә башлиған һәмдә тоғра йөнилишкә қарап ташланған бәзи қәдәмләр буниңға җаваб болиду, дәп ойлаймән. Мән уларниң бу қабаһәтлик, системилиқ вә кәң көләмлик мәвҗут болуватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң пакитлириға қарита қәтий вә пиринсипал шәкилдә җаваб қайтурушини үмид қилимән.

Мухбир: сизниңчә, һөкүмәтләрниң хитай әмәлдарлириға виза чәклимиси қоюши вә уларниң мал-мүлкини тоңлитиш чарисини иҗра қилиши уйғур қирғинчилиқини һәл қилишта карға келәмду?

Софи ричардсон: мениңчә бу чәклимиләр чәкләш ролини ойнайду, бу тәдбирләр түпәйлидин ашу хитай әмәлдарлири бәдәл төләйду. Әмма униң нәтиҗисини көрүш унчә асан әмәс. Мениң әнсирәйдиғиним шуки, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң қурбанлири яки униңдин һаят қалғучиларниң бу тәдбирләр ишқа ашурмақчи болған нәтиҗиләрни көрәлиши натайин. Шуңлашқа, мениңчә биз хитай һөкүмәт әмәлдарлириға тәкшүрүш вә әйибләш мәсилисидә алаһидә қоғдиниш имтиязи берилиши лазим, дәйдиған қараштин ваз кечишимиз керәк. Билгиниңиздәк һәптиниң һәр қандақ күнидики һәрқандақ гезитни елип қарисиңиз һөкүмәтләрниң өз әмәлдарлириниң мәсулийитини сүрүштә қиливатқанлиқини яки б д т ға охшаш тәшкилатларниң бир қисим дөләтләрдики зиянкәшликкә учраватқан кишиләргә қарита тәкшүрүшни кеңәйтмәкчи болуватқанлиқи тоғрисидики хәвәрләрни көрисиз. Шуңа хитайниң нөвәттики рәһбәрликигә өз һөрмитини көрситиш билән биргә, оттуриға қоюлған дәлилләргә йүзләнгән һалда бу пикирни илгири сүрүшниң немишқа шунчә қийинға чүшүватқанлиқини чүшәнмәймән.

Мухбир: уйғур карханичилири вә хәйр-сахавәтчиләр қандақларчә хитай даирилириниң һуҗум нишаниға айлинип қалған? сизниңчә, америка һөкүмити бу кишиләрни қоғдаш үчүн немиләрни қилалиши мумкин?

Софи ричардсон: бу һәқиқәтәнму ғәлитә бир һадисә. Мәсилән, әкбәр әсәткә охшаш дәсләп хитай һөкүмити мукапатлиған бәзи кишиләр әмди келип қандақтур бир шәкилдә “тәһдит” яки “чатақ” қа айлинип қалған. Мениңчә, бу ашу кишиләрниң қанчилик мувәппәқийәт қазанғанлиқи һәмдә уларниң иш-паалийәтлириниң компартийә халайдиған чәк-чегра ичидә болушидин қәтийнәзәр, хитай һөкүмити уларниң алаһидә кимликкә игә болушини яки шундақ кимликтә һәрикәт қилишини халимаслиқи билән мәлум дәриҗидә бағлинишлиқ. Әмма бу кишиләрниң башқа дөләтләрдики кишиләр билән алақидә болғанлиқи, шундақла уларниң хәлқара таратқуларға улишалиғанлиқиму буниңдики муһим сәвәбләрдин, дәп ойлаймән. Чүнки һөкүмәт бу кишиләрниң мушу маканда болуватқан ишлар тоғрисида ташқи дуняға өзлириниңкидин пүтүнләй пәрқлиқ болған һекайиләрни сөзләп селишини чәкләшкә әң зор дәриҗидә зеһин қойған.

Мухбир: уйғурлар дуч келиватқан дөләт һалқиған бастуруш һәққидики чүшәнчиңизни биз билән ортақлишаламсиз? йәни хитай һөкүмитиниң чәт әлләрдики уйғур җамаитигә болған тәсири қанчилик болуватиду? бу кишиләрни қоғдаш үчүн қандақ тәдбирләрни қоллинишқа болиду?

Софи ричардсон: мениңчә бу кишиләрниң чүшәнгинидинму кәң даиригә четилидиған бир мәсилә. Сиз яки мән тонуйдиған қанчилиған кишигә һәптидә яки күндә дегүдәк уйғур районидики һөкүмәт әмәлдарлиридин қанчилик ватсап (WhatsApp) учури келидиғанлиқини ойлап беқиң. Улар әтрапимиздики вирҗинийә, мәрийләнд вә вашингтон шәһиридә туруватқан кишиләргә ашкара сөз қилмаслиқ, болмиса һелиһәм шу җайда яшаватқан уруқ-туғқанлириға хәвп йетидиғанлиқини ейтиватиду. Мениңчә көпинчә кишиләр буни мәлум қилиш-қилмаслиқ яки кимгә мәлум қилиш тоғрисида иккилинип қеливатиду. Мән нурғун кишиләр билән сөзләштим, улар бу хил бастурушни мәлум қилғанда уларниң мусапирлиқ яки сиясий панаһлиқ тәләп қилиш салаһийитигә, шуниңдәк мәңгүлүк олтурум яки вәтәндашлиқ елиш тиришчанлиқлириға дәхли йәткүзүшидин әнсирәйду. Уларниң өзлиригә чатақ тепивалғуси йоқ. Кишиләрдә һөкүмәт даирилиридин қачидиған, өзлири учраватқан мәсилиләрдә улардин ярдәм соримайдиған бир һессият бар, шуңа мән буни йәнила көп тәкшүрүлмигән мәсилә дәп ойлаймән. Мән йәнә һөкүмәтләрни бу мәсилигә қарши инкас билдүрүш, тәкшүрүш, хитай ичидики буниңға мәсул әмәлдарларниң исимлирини ашкарилаш яки җавабкарлиққа тартиш, уларниң бу йәргә келишиниң алдини елиш, бу хил қилмишларға чәк қойидиған башқа тәдбирләрни тепип чиқиш үчүн йетәрлик иш қилмиди, дәп ойлаймән.

Мухбир: ирқий қирғинчилиқни инкар қилиш яки сизниң хизмитиңизни инкар қилиштәк әһвалларда бу мәсилини қандақ һәл қилдиңиз? сизниңчә биз бу хил мәсилини қандақ бир тәрәп қилишимиз керәк?

Софи ричардсон: мениңчә изчил түрдә пакитлар билән йүзлишишимиз, бундақ ишниң болуватқинини инкар қиливатқанларға һармай чүшәндүрүшимиз лазим. Қени сиз мәлум бир шәхскә яки адәмгә мәлум бир йезида яки қамақханида йүз бәргән ишларни қандақ чүшәндүрисиз? бу һәқиқәтән чоңқур тәтқиқатниң күчи, мәйли у кишилик һоқуқ тәшкилатлири үчүн болсун, академиклар үчүн болсун, ахбаратчилиқ үчүн болсун, таратқулар үчүн болсун, пакитларни оттуриға қоялайдиған һәмдә “әгәр сиз бундақ иш болмиған, десиңиз ундақта маву шәхс яки маву вәқәдә йүз бәргән ишларни қандақ чүшәндүрисиз?” дейәләйдиған болуши керәк. Мениңчә, мана бу һәқиқәтәнму мәйли хәлқ сотида болсун яки һәқиқий сот болсун, уйғур районидики ирқий қирғинчилиққа җавабкар болған хитай һөкүмәт әмәлдарлири җавабкарлиққа тартилидиған сотта һаман бир күни оттуриға чиқидиған күчлүк пакитниң асасидур.

Мухбир: рәһмәт сизгә.

Софи ричардсон: сизгиму рәһмәт.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.