Хитай гулаглиридики уйғурларға қарши җинайәтләр (2)

Мухбиримиз әзиз
2023.03.13
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Хитай гулаглиридики уйғурларға қарши җинайәтләр (2) Германийәлик мухбир матияс болингер (Mathias Bölinger) ниң 2023-йили 16-феврал нәшр қилинған “юқири техникилиқ гулаг: хитайниң уйғурларға қарши җинайәтлири” (Der Hightech-Gulag: Chinas Verbrechen gegen die Uiguren) намлиқ әсириниң муқависи.
Twitter/Mathias Boelinger

Германийәлик мухбир матияс болингер (Mathias Bölinger) ниң бирнәччә йиллиқ издинишиниң мәһсули болған “юқури техникилиқ гулаг: хитайниң уйғурларға қарши җинайәтлири” (Der Hightech-Gulag: Chinas Verbrechen gegen die Uiguren) намлиқ әсәр 2023-йили 16-февралда нәшр қилинди. Апторниң мәзкур әсири уйғур дияридики сиясий вәзийәтниң бир пүтүн картинисини сизип беришкә беғишланғанлиқи үчүн у һазирқи вәзийәткә мунасивәтлик болған барлиқ тарихий һадисиләрни селиштуруп чиққан һәмдә ғәрб оқурмәнлиригә шундақ бир ‍омуми хуласини тәқдим қилған: хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики қирғинчилиқ қилмиши йеқинқи мәзгилләрдә ши җинпиң һакимйәтни қолға алғандин кейин оттуриға чиқип қалған бир мәзгиллик “калла қизип кетиш” ниң мәһсули әмәс. Әксичә хитайларниң бир әсирлик сиясий тиришчанлиқиниң юқури пәллисини “ахирқи һәл қилиш чариси” бойичә зорлуқ күч шәклидә иҗра қилиш урунуши һесаблиниду.

“бир дөләттә бәш милләт” тин бир районда “икки һакимийәт” кичә

Аптор уйғур дияриниң йеқинқи заман тарихидики зор вәқәләр қатарида яқуб бәг қуруп чиққан “йәттә шәһәр дөлити” ни алаһидә тилға алиду. Гәрчә манҗулар ‍өз заманисидики рус қошнилири “шәрқий түркистан” дәп атаватқан бу районни 1759-йили қорал күчи билән бойсундурушқа мувәппәқ болалиған болсиму уларниң йәрлик бәгләр арқилиқ мәзкур районни идарә қилиштәк һөкүмранлиқ усули түпәйлидин бу вақиттики хитай дөлитиниң бу райондики тәсири йоқниң орнида болған. Шу сәвәбтинму 1864-йили қәшқәр, хотән, куча, или қатарлиқ һәрқайси җайлардики йәрлик хәлқ манҗуларға қарши қораллиқ қозғилаңни башлиғанда чиң сулалисиниң бу җайлардики бәкму аҗиз болған һөкүмранлиқ апаратлири тезла ғулап чүшкән. Буниң билән оттура асядин кәлгән яқуб бәг тезла һәрқайси қозғилаңчи күчләрни бирләштүрүп мустәқил бир дөләт қуруп чиққан һәмдә рус, әнглийә һөкүмәтлири билән алақида болған.

Тез сүрәттә көпийиватқан “йепиқ тәрбийәләш лагери” йәни хитайниң җаза лагеридин бириниң көрүнүши. 2018-Йили 3-декабир, атуш.
Тез сүрәттә көпийиватқан “йепиқ тәрбийәләш лагери” йәни хитайниң җаза лагеридин бириниң көрүнүши. 2018-Йили 3-декабир, атуш.
AP

Һалбуки, чиң империйәси росийә вә әнглийә қатарлиқ дөләтләр билән бир қатар йошурун сөһбәтләрдә болуп бир қисим келишимләргә имза қойғандин кейин 1878-йили хитай генерал зо зоңтаң қорал күчи арқилиқ бу районни ишғал қилған. Өзлириниң бу районға мунасивәтлик бир қатар сиясий вә иқтисадий мәнпәәтлири һәққидики тәливи әмәлгә ашқандин кейин рус империйисиму өзи аллиқачан ютуп болған или районини манҗуларға қайтуруп бәргән. Буниң билән 1884-йили чиң империйисиниң ишғал қилинған бу районға рәсмий һалда “шинҗаң” ( “йеңи чегра” ) дәп нам қоюши әмәлгә ашқан. Һалбуки бу районға йеңидин хитайчә нам қоюлған болсиму район тәвәсидики хитайниң тәсири бу вақитта бәкму чәклик болған. Йәнә келип чиң империйисиниң ахирқи мәзгиллиригә кәлгәндиму “шинҗаң” дәп аталған бу райондики нопус қурулмисида хитайларниң омуми сани бәш пирсәнт әтрапида болған һәмдә улар асасән үрүмчи қатарлиқ шимал тәрәптики бирнәччә чоң шәһәргә мәркәзлишип қалған. Әқәллиси үрүмчи шәһридә шу вақитта һасил болған бу хил мустәмликичилик аһалә қурулмиси һазирғичә давам қиливатқан болуп, хитайлар асасән шәһәрниң җәнуби қисмиға өтмигән.

Һалбуки, чиң сулалисиниң бу районни хитай дөлитиниң аҗралмас тәркибий қисмиға айландуруш урунуши әмәлгә ешип болғучә 1911-йили манҗулар ғулап чүшкән. Иқтисадий җәһәттә вәйран болған, пән-техиникида арқида қалған вә сиясий системиси чирип кәткән, қисқиси исми бар җисми йоқ һалға чүшүп қалған чиң имперйисини ағдуруп ташлашта хитай зиялилири ғәрптин қобул қилған әң күчлүк қоралниң бири милләтчилик болған. “манҗу бәдәвилирини қоғлап чиқирип җуңхуа дөлитини әслигә кәлтүрүш” тәк шоарни дәстәк қилған хитай милләтчиликиниң әң күчлүк тәрғибатчиси сун җоңшән (1866-1925) тезла йеңидин қурулған бу “хитай дөлити” ниң рәһбири болған болсиму өзи варислиқ қилған бу йеңи дөләттә хитайлардин башқа хитай болмиған уйғурлар, тибәтләр, моңғулларға охшаш көплигән “бәдәвийләр” ниң мәвҗутлуқини тонуп йәткән. Шуниң билән хитай болмиған бу хәлқләрни хитай дөлитиниң тәркиви қисмиға елип кириш үчүн у тезла “бир дөләттә бәш милләт болуш” лайиһисини оттуриға қоюп, буни йеңидин қурулған бу хитай дөлитиниң бәш хил рәңлик йоллуқ байриқида намайән қилған.

Бу һәқтә сөз болғанда аптор матияс бөлингер мундақ дәйду: “1911-йили ‛җумһурийәт‚ намида қурулған бу дөләт кейинчә хәлқ җумһурийти шәклидә қайтидин дуняға кәлгән болсиму хитай болмиған хәлқләр мәсилисидә улар охшаш қийинчилиққа дуч кәлгән. Бу дөләт гәрчә хитайларниң болсиму әмма бу дөләт земининиң хели обданла бир қисимини игиләп туруватқанлар хитай әмәс иди. Йәнә келип бу хәлқләр хитай билән һечқандақ мәдәнийәт бағлинишиғиму игә әмәс иди. Шуңа бу земинларни қолдин берип қоймаслиқ үчүн хитай инқилабчилири тездин бу хәлқләрниң хитай хәлқиниң тәркиви қисми һесаплинидиғанлиқини җакарлашқа үлгүрди. Шу қатарда шәрқий түркистан дәп атиливатқан бу районму хитай дөлитиниң бир қисми, дәп чүшәндүрүлди. Улар мушу хил ‛өз ичигә елиш‚ усули арқилиқ бу районларни хитай дөлитиниң бир қисмиға айландуривәткили болиду, дәп ишәнгән иди. Әмма кейинки реаллиқ ундақ болмай чиқти: тибәт тезла мустәқил болуп кәтти, аридин узун өтмәй ташқи моңғулийәму мустәқил болувалди. Кейинчә шәрқий түркистанда биринчи қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийити қурулди. Әмма бу җайдики хәлқ бу вақитта район бойичә яхши тәшкиллинәлмигән, шуниңдәк охшаш тилда вә динда болушиға қаримай өзлирини йәнила уйғур дәп атимиған бир әһвалда болсиму өзлирини һечқачан хитай дөлитиниң бир тәркиви қисми, дәп қаримиған. Шуңа улар өзлириниң бир мустәқил дөлити болушни арзу қилған. Иккинчи қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийити совет иттипақиниң ярдими билән қурулған һәмдә йеңичә бир дөләтни барлиққа кәлтүрүшкә урунған болсиму уларниң арзусиму охшашла әмәлгә ашмиған.”

Апторниң қаришичә, әнә шу йосунда хитай дөлитиниң хитай болмиған милләтләрни хитайға айландуруш урунуши илгири-кейин болуп мәнфи нәтиҗә билән хуласиләнгән. Шу сәвәбтинму 1949-йили хитай хәлқ җумһурийити қурулғандин кейин сун җоңшәнниң әнәниви “хитайға айландуруш” сиясити әмәлдин қалдурулған. Өз қошниси болған совет иттипақидин үлгә алған хитай һөкүмити мустәмликичилик сияситиниң қурбаниға айлинип болған бу райондики хәлқләргә “аптономийә һоқуқи бериш” ни қарар қилған. Әмма хитай дөлити бу аптономийәни контрол қилиш вә чәкләп туруштики йеңи бир күч сүпитидә йәрлик милитаристлардин бирла юмулап байрақлирини бәш юлтузлуқ қизил байраққа өзгәртивалған хитай қораллиқ күчлирини асас қилған биңтуән системисини техиму мунтизим вә мукәммәл шәкилгә игә қилған.

У бу һәқтә мундақ дәйду. “бу районни улар аптоном район дәп атиған болуп, територийә нуқтисидин аптономийә һоқуқи берилгән. Әмилийәттә болса хитай һөкүмити һечқачан бирәр милләткә аптономийә беришни ойлап бақмиған. Шуңа улар аптономийәни мәркәздин бивастә башқурған. Йәнә келип бу райондики хәлқләрниң һәммиси бириниң арқисидин бири аптономийә тәләп қилидиғанлиқи үчүн уларниң контроллуқтин чиқип кетиш еһтималлиқи хитай һөкүмитини әнсиритип қойған. Буниң үнүмлүк чариси болса биңтуән болди. Чүнки биңтуән тәвәсидики мәркизий һөкүмәткә вә компартийәгә садиқ болған нопусниң сани ‛садиқ болмиған‚ башқа хәлқләр санидин ешип чүшкәндә бу район контроллуқтин чиқип кетәлмәйду. Шуңа бу мәнидин алғанда биңтуән изчил һалда хитайниң бу районға нопус көчүрүшидики әң күчлүк қорал болуп кәлди. Бу районға көчүрүп келингән нопус бу җайға маканлаштурулуп уларға йеңидин шәһәрләр қуруп берилди. Йиғип ейтқанда буларниң һәммиси пүтүнләй контроллуқ үчүн болған ишлар иди. Чүнки улар мушундақ қилиш ‍арқилиқ техиму көп сандики ‛садақәтмән‚ пуқраларни йөткәп уларниң санини бу җайда яшап кәлгән башқа хәлқләрдин ашуруветишкә зеһин қоюп кәлди. Болупму шинҗаң дәп атиливатқан бу районда һәрқачан бу җайдики хәлқләрниң хитайдин бөлүнүп чиқип кетишидин вә өзлириниң дөлитини қайта қурувелишидин әндишә қилиш қорқунчи һечқанчан йоқалмиди. Шуңа улар бу җайни ‛уйғуристан‚ яки башқа намда әмәс, дәл ‛шинҗаң‚ дегән намда атиди.”

“бастурушқа баһанә зөрүр болди!”

Аптор әсәрдә өзи сөһбәттә болған муһаҗирәттики бир қисим уйғурларниң кәчмишлирини йип учи қилған һалда хитай һөкүмитиниң өткән әллик йил ичидики бастуруш сияситини тәққаслап чиқиду. Қәшқәргә анчә йирақ болмиған япчан вадисида чоң болған йүсүп исмайил башланғуч мәктәпни пүттүргәндин кейин шу вақиттики қошниси вә тәңтуш достлиридин болған һәсән мәхсумниң тәвсийәси бойичә қарғилиқта диний мәктәп ечип балиларға қуран дәрси вә әрәбчә өгитиватқан абдулһәким мәхсумни панаһ тартип шу яққа йол алған. Изчил тәқип қилинип кәлгән ислам дини дуч кәлгән өткән йигирмә йилдики қабаһәт, җүмлидин мәсчитләрни чошқа еғили қилип ишлитиш, қуранни көйдүрүш дегәнләр аяқлашқан, “ислаһат вә ишикни ечиветиш” намидики нисбий әркинлик башланған 1980-йиллиридики шу вәзийәттә қарғилиқта аллиқачан миңлиған уйғур яш-өсмүрлирини әтрапиға топлап болған абдулһәким мәхсумға немә үчүндур мәлум мәзгил бирәр чәклимә қоюлмиған. Аптор зиярәт қилған уйғурлардин абдуқадир япчан бу һәқтә сөз қилип “бу мәктәпни шу вақитта наһийәдики һәммила киши биләтти” дегән.

Нисбий әркинлик дәвридә туғулған уйғурлардин бурһан улуғйол, найрола елима, яқубҗан, абдулһәмид уйғур қатарлиқлар охшимиған шәкилләрдә уйғурларниң қандақ уйғур болуп кетишидин, хитайчә яки чәт әл тиллирини қанчилик билип кетишидин, қанчилик билимлик яки оқуған болушидин қәтинәзәр һаман “гуманлиқ” шәхсләрдин болуп қалидиғанлиқини, пүткүл уйғур җәмийити дуч келиватқан иҗтимаии тәңсизлик вә чәклимиләрниң һәммила җайда охшаш икәнликини охшимиған шәкилләрдә баштин кәчүргән. Шуниң билән биргә әнә шу мәзгилләрдә уйғурларға қаритилған түрлүк контроллуқ вә тәқип чарилири, җүмлидин “пиланлиқ туғут сиясити” ни қаттиқ қоллуқ билән иҗра қилиш, хитай аққунлириға қаритилған ‍алаһидә етибар чарилири дегәнләр 1990-йили уйғур җәмийитидики иҗтимаий наразилиқниң әң юқури пәллиси сүпитидә ақту наһийисиниң барен йезисида партлап чиққан.

Әнә шуниңдин кейинки он йилда хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруши “бөлгүнчилик” вә “диний ашқунлуқ” намида кәң-кушадә давам қилған. Абдулһәкимхан мәхсумниң диний мәктивидә тәрбийә алғанлики уйғурлар бу һуҗумдин сақ қалмиған. Буниңға улишпла 2001-йили йүз бәргән “11-сентәбир вәқәси” тездин дуня миқясида “терорлуққа қарши дуняви уруш” вәзийитини яратқан. Буниң билән уйғурларни “терорлуқ” қа бағлаш техиму асанға чүшкән.

Бу һәқтә сөз болғанда матияс бөлингер мундақ дәйду: “шундақ, 1990-йиллиридин бурун йүз бәргән бир қисим һуҗум вәқәлирини әмилийәттә терорлуқниң тәбири бойичә баһалашқа тамамән болатти. Әқәллиси коча аптобуслириниң партлитивелиши шундақ иди. Әмма хитай һөкүмити һечқачан бу ишларни терорлуққа бағлап бақмиған. Пәқәт уларни сиясий вә диний нуқтилар бойичә шәрһиләп кәлгән. Шу қатарда ислам әсәбийлики, миллий бөлгүнчилик дегәндәк аталғулар ишлитилгән. Әмма 2000-йилидин кейин, болупму америка һөкүмити терорлуққа қарши дуняви урушни башлиғандин кейин хитай һөкүмити буниң өзлири иҗра қиливатқан шинҗаң сияситини қанунлуқ қилип көрситиштики бир пурсәт икәнликини биливалди. Буниң билән уйғурлар бирдинла терорчи болуп қалди. Буниңға мас һалда диний ашқунлуқ көпрәк тәкитлинишкә башлиди. Шундақ ‛үч хил күчләр‚ һәққидики ‛мәшһур баянлар‚му әнә шу вақитлардин башлап раврус базар тапти. Чүнки бу ‛үч хил күч‚ләрниң һәммиси охшашла хитай һакимийити үчүн тәһдит иди.”

Әнә шу тәриқидә хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруши мукәммәл системиға вә “қануний дәстәк” кә игә болғандин кейин бу хил бастурушниң йеңи тәрәққиятиға тәдриҗи ййңи йоллар ечилишқа башлиди.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.