Хитай гулаглиридики уйғурларға қарши җинайәтләр (3)

Мухбиримиз әзиз
2023.03.15
Mathias-Boelinger.jpg Германийәлик мухбир масияс болингер (Mathias Bölinger) нәқ мәйдандин хәвәр бериватқан көрүнүш.
Twitter/Mathias Boelinger

Германийәлик мухбир масияс болингер (Mathias Bölinger) ниң бирнәччә йиллиқ издинишиниң мәһсули болған “юғури техникилиқ гулаг: хитайниң уйғурларға қарши җинайәтлири” (Der Hightech-Gulag: Chinas Verbrechen gegen die Uiguren) намлиқ әсәр 2023-йили 16-февралда нәшр қилинғандин кейин уйғур дияридики лагирларниң арқа көрүнүши ғәрб оқурмәнлири үчүн техиму чүшинишлик һалда аян болди. Болупму уйғурларни милләт сүпитидә қайта қуруп чиқиш арқилиқ йоқ қилишни көзлигән бу зор лайиһиниң дәсләпки әмәлий қәдәмлириниң 2000-йиллардила башланғанлиқи, шу вақитлардики “қош тиллиқ маарип” намидики хитайчә оқутуш вә уйғур яшлирини “ешинча әмгәк күчлири” дегән намда ичкиридики завутларға әрзан баһалиқ ишләмчи қилип әвәтишниң уйғурларни ассимилятсийә қилиштики икки муһим қәдәм икәнлики тәпсилий шәрһиләнди. Лагерлар болса дәл әнә шу арқа көрүнүштә башланғаниди.

Германийәлик мухбир матияс болингер (Mathias Bölinger) ниң 2023-йили 16-феврал нәшр қилинған “юқири техникилиқ гулаг: хитайниң уйғурларға қарши җинайәтлири” (Der Hightech-Gulag: Chinas Verbrechen gegen die Uiguren) намлиқ әсириниң муқависи.
Германийәлик мухбир матияс болингер (Mathias Bölinger) ниң 2023-йили 16-феврал нәшр қилинған “юқири техникилиқ гулаг: хитайниң уйғурларға қарши җинайәтлири” (Der Hightech-Gulag: Chinas Verbrechen gegen die Uiguren) намлиқ әсириниң муқависи.
Twitter/Mathias Boelinger

Қирғинчилиққа чирмашқан “шадиманлиқ самаси”

Аптор әсәрдә нуқтилиқ баян қилған һадисиләрниң бири уйғур дияридики қирғинчилиқ лайиһисиниң қандақ болуп тез қәдәмдә оттуриға чиқиши һесаблиниду. Тарихтики мустәмликичилик системиларға охшаш хитайларниң һөкүмранлиқиму уйғур яшлирини ғайәт зор санда ‍ишсиз вә намрат болуш тәқдиригә гириптар қилған. Кейинчә болса бу хил ишсиз яшларниң көпийип кетиши бир түрлүк иҗтимаий хәвп дәп қаралған. Әмма уйғурларниң һөкүмәткә болған чүшәнчисидики бурулуш нуқтиси 5-июлдики үрүмчи қирғинчилиқидин кейин бир балдақ йүксәлгән. Болупму гуаңдоңниң шавгуән шәһиридики хитай аммисиниң шу җайдики оюнчуқ завутиға әрзан баһалиқ ишчи болуп йөткәлгән деһқан яшлириға кәлкүндәк бастуруп келиши, уйғур ишчилар таяқ йәп ‍өлүватқан нәқ мәйданда хитай сақчиларниң бәхираман қол қовуштуруп тамаша көрүши, 5-июл күни уйғур алий мәктәп оқуғучилири хитайниң бәш юлтузлуқ қизил байриқини көтүргиничә адаләт тәләп қилип намайиш қилғанда буниң қанлиқ бастурулуши уйғурлар һакимийәтни ағдуруп ташлашни тәләп қилмиған һаләттиму уларниң охшашла хәвп һесаблинидиғанлиқини дәсләпки қәдәмдә ‍уйғурларға һес қилдурған. Гәрчә шу күндики вәқәдә үрүмчи шәһиридә “197 хитай пуқрасиниң таяқ йәп өлгәнлики” елан қилинған болсиму, кейинчә буларниң “қисаси” бәкму қиммәт тохтиған.

Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики йиғивелиш лагериниң бири. 2019-Йили 31-март, хотән.
Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики йиғивелиш лагериниң бири. 2019-Йили 31-март, хотән.
AFP

Апторниң баян қилишичә, хитай һөкүмити шу қетимқи вәқәдин кейин өзлириниң бу җәрянда бирәр мәсулийити барлиқини тилға алмиған, әксичә тездин чәтәлдә муһаҗир болуп туруватқан рабийә қадир ханимни вә дуня уйғур қурултийи (д у қ) ни бу қетимлиқ вәқәниң пәрдә арқисидики лайиһәлигүчиси, дәп елан қилған. Шуниң билән уйғурларни нишан қилған “терролуққа қарши туруш” һәрикити вә “қаттиқ зәрбә бериш” техиму юқири пәллигә чиққан. Шуниңдин кейинки бәш йилда зади қанчә уйғурниң, болупму уйғур яшлириниң шу вәқәгә бағлинип тутқун қилинғанлиқи намәлум һалда қеливәргән. Әнә шу тәриқидә лагер системиси башлиништин бурунла уйғурлар миңлап қамақханиға топлинивәргән. Әмма хитай һөкүмити терроризмни дәстәк қилған һалда хәлқараға пүткүл уйғурларни “дүшмән күчләр” қатарида тәсвирләшни башливәткән. Буниң билән уйғур диярини әң чоң гулаг маканиға айландурушниң нәзәрийәви асасий һасил болған.

Аптор алаһидә диққәт қилған йәнә бир қизиқарлиқ һадисә шу болғанки, хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики сиясий контроллуқ вә бастуруш сиясити 1950-йиллардин буян аддийлиқтин мурәккәпликкә, бир қатламлиқтин көп қатламлиққа, бир саһәдин көп саһәгә йүзләнгән. Әң ахирида бу һал қирғинчилиқниң ‍оттуриға чиққанлиқини намаян қилған. Әмма бу җәрянда уйғурларни “шадиманлиқ уссули” ға тәшкилләш арқилиқ буни уйғурларниң “бәхтияр турмуши” ға “испат” қилиш хаһиши қилчә өзгәрмәстин давам қилған. Лагер системиси әң юғури пәллигә чиққан 2018-2020 йиллири арилиқида уйғур дияриға зиярәткә кәлгәнләр “қирғинчилиқ” билән бағлинишлиқ болған уйғурларниң “хушаллиқ ичидә уссул ойнаватқанлиқи” ни һәммила җайда көргән. Хитай һөкүмити қирғинчилиқ һәққики әйибләшләрни рәт қилишта һәрқачан “уйғурларниң уссулға чүшүватқанлиқи” ни муһим дәстәкләрниң бири қилип кәлгән. Бу һәқтә сөз болғанда аптор масияс бөлингер мундақ дәйду.

“шундақ. Буни бәкму қизиқарлиқ болған бир һадисә, дейиш мумкин. Чүнки хитай хәлқ җумһурийити қурулған вақитлардин башлапла хитай болмиған милләтләр һәрқачан нахша-уссулға җор болған һалда көзгә челиқип кәлди. Бу әһвал ялғуз уйғурлар үчүнла шундақ болған әмәс. Қарайдиған болсақ хитайниң ғәрбий җәнуб қисмидики йүннән әтрапида яшайдиған милләтләр, тибәтләр бирдәк нахша-уссул билән муҗәссәмләнгән һалда тәсвирлинип кәлди. Гәрчә бу хәлқләрниң мәдәнийәт әнәниси хитай үчүн һәрқачан тәһдиттин бешарәт болуп туюлсиму, әмма бу хәлқләр мәдәнийитиниң муһим тәркиби қисми болған уссул ундақ болмиди. Шундақ әмәсму? әқәллийси бу хәлқләрниң әдәбияти һәрқачан хитай үчүн хәтәрлик саһә болуп кәлди. Әмма уссулда бундақ амиллар мәвҗут болмиди яки башқа саһәгә охшаш унчилик хәтәрлик болмиди. Шуниңдәк бу хил уссулларниң хитай һакимийити билән тоқунушуп қелиши кәмдин-кәм көрүлди. Шуниң билән хитай һөкүмити бу амилдин толуқ пайдилинип уйғурларни уссулға селишни изчил давам қилдурди. Буниңда бир яқтин уйғурларға зулум салмиғанлиқини һәмдә уларниң мәдәнийәт әнәнисиниң қандақ қоғдиливатқанлиқини пәш қилғили болиду, йәнә бир яқтин хитай хәлқигә бу маканни ‛шадиманлиқ дуняси‚ шәклидә тәсвирләп бәргили болиду. Қисқиси уйғурларниң уссули хитай үчүн уйғурларни ассимилятсийә қилишта һечқанчә салмақлиқ тосуқ болалмайду. Шуңа уйғурларниң һәммила нәрсисини чәклигән хитай уйғурчә уссулни чәклимиди”.

Тарихниң икки учида: охшимиған гулаглар

Аптор әсәрдә йип учи қилған бәзи шәхсләрниң кәчмишлири уйғур дияридики сиясий вәзийәтниң арқа көрүнүшигә даир назук саһәләрни охшимиған нуқтилардин йорутуп бериду. Шу хилдики деталларниң бири илһам тохти вә абдувәли аюп дейиш мумкин. Апторниң баян қилишичә, әйни вақитта абдувәли аюп замандаш уйғур яшлириға охшаш язғучи яки шаир болуш истикидә мәркизий милләтләр университетиға оқушқа кәлгәндә илһам тохти униң арзусини аңлап “биз яшаватқан бу дуня шаир-язғучиларниң әмәс, бәлки сиясийонлар яки иқтисадшунасларниң дуняси” дегән. Кейинчә, хитай һөкүмити илһам тохтини уйғур мәсилисиниң мәнбәсини тәһлил қилип беқишқа тәклип қилғанда у мәсилиниң уйғурларда әмәс, әксичә хитай шовенизими билән юғурулған сиясәтләрдә икәнликини пакитлар билән оттуриға қойған. Уйғур дияридики лагер системиси юқири пәллигә йәткәндә ашу хилдики пикиргә майил бирму уйғур зиялийси аман қалмиған. Сиясий яки иқтисад саһәсигә йүрүш қилиш арзусида болғанлики уйғур өзини лагерда көргән.

Совет коммунист һакимийитиниң рәһбири сталин дәвридә 30 йил әтрапида йолға қоюлған дәһшәтлик җазалаш лагерлири болған “гулаг”. 2012-Йили 2-ноябир.
Совет коммунист һакимийитиниң рәһбири сталин дәвридә 30 йил әтрапида йолға қоюлған дәһшәтлик җазалаш лагерлири болған “гулаг”. 2012-Йили 2-ноябир.
AP

Аптор мушу хил реаллиқни арқа көрүнүш қилған һалда әйни вақитта йәһудийлар қамалған лагерлар билән уйғурлар қамалған лагерларни охшимиған нуқтилардин селиштуриду. Ши җинпиң шу қатарда хитай кадирларға сөз қилғанда ейтқан “тәрбийәләштин чиққандин кейинму уларни давамлиқ тәрбийәләш лазим. Шундақ қилғандила улуғ җуңхуа кимлики вә мәдәнийитини барлиқ милләтләргә ортақ чүшәнчә қатарида сиңдүргили болиду” дегән сөзләр маһийәттә уйғурлар қамалған лагерлар билән 20-әсирдики гулаг яки лагерларниң пәрқ қилидиғанлиқини көрситип бериду. Бу һәқтики зияритимиз җәрянида у бу һәқтә мәхсус тохтилип өтти.

“мениңчә бу лагерлар оттурисида йәнила көплигән пәрқләр бар. Иккинчи дуня уруши мәзгилидә йәһудийлар қамалған лагерлар әмәлийәттә адәм өлтүридиған завутқа айлинип қалған. Буниңда тутуп келингән йәһудийлар лагерға қамилиду һәмдә узун өтмәй топ-топи билән қирип ташлиниду. Уларниң бир қисми дәрвәқә мәҗбурий әмгәккә селинған. Әмма уларму кейинчә өлүм хәвпидин қечип қутулалмиған. Демәкчимәнки, натсистларниң мәқсити йәһудийларни түп йилтизидин йоқ қиливетиш болған. Йәнә келип әйни вақитта бир қисим йәһудийлар натсистларниң контроллуқи йәтмигән җайлардин башқа җайларға қечип кетишкә илаҗ қилалиған. Әмма һазирқи басқучта хитай компартийәси қиливатқан ишлар буниңға охшимайду. Гәрчә уларниң қиливатқанлириму қирғинчилиқ, дәп қариливатқан билән улар мәҗбурий һамилә чүшүрүш, теббий васитиләрни қоллиниш дегәндәк чарилар арқилиқ уйғурларниң нопусини тәдриҗий азайтиватиду. Биз буниң дәлиллирини кәң-кушадә көрмәктимиз. Шуңа һазир биз хитай компартийәсиниң пүткүл уйғурларни бирақла қирип ташлаш орниға уйғурларниң кимликини унтулдуруш, уларға хитай кимликини сиңдүрүш шәклидә ‛қанунға бойсунидиған инсанлар‚ қилип өзгәртиватқанлиқини көрүватимиз. Һазир бу лагерларда өлүп кетиватқан адәмләр аз әмәс. Буниңму испатлири йетәрлик. Шуңа бу ишларни һәммила киши мушу әсирдики әң қәбиһ җинайәт, дәп қараватиду. Йәнә келип бу лагерға қамалғанлар мәлум етник түркүмгә мәнсуп кишиләр болуватиду. Шуңа бу ишлар ‛қирғинчилиқ‚ дәп қариливатқан билән натсистларниң қирғинчилиқидин пәрқлиқ алаһидиликләргә игә”.

Һазирғичә мәлум болған бир қисим “қәтий мәхпий” һөҗҗәтләр хитай һөкүмитиниң нәзиридә “төт милйон гуманлиқ” уйғурниң барлиқини тәкитләватқан болуп, бу санни “тәрбийәләш” ниң қанчилик нисбәттә омумлашқанлиқи һазирғичә сир болуп кәлмәктә. Шуниң билән бирликтә адрян зензға охшаш лагершунас алимлар хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики қилмишлирини “аста сүрәтлик қирғинчилиқ” дегән тәсвирдә хуласиләп кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.