Хитай ишчилар: “шинҗаңда худди түрмигә соланғандәк яшайдикәнмиз”

Мухбиримиз сада
2019.04.29
heytgah-saqchi-charlash.jpg Һейтгаһ мәсчити алдида чарлап йүргән сақчилар. 2017-Йили 4-ноябир, қәшқәр.
AP Photo/Ng Han Guan

Хитай һөкүмитиниң уйғур диярида елип бериватқан “әсәбийликкә қарши туруш”, “муқимлиқини сақлаш” намидики йоқири бесимлиқ сиясәтлириниң асаслиқ ипадилири районда тәсис қилинған юқири техникилиқ назарәт системиси, бихәтәрлик камералири вә қәдәмдә бир учрайдиған тәкшүрүш понкитлири қатарлиқ бир қатар тәдбирлиридә әкис етиватқан болуп, буниңда уйғурлар асаслиқ тәқиб нишани қилинған иди.

Һалбуки, 29-апрел “зимистан” торида елан қилинған “шинҗаңда худди түрмигә соланғандәк яшайдикәнмиз” сәрләвһилик мақалидә уйғур дияридики хитайларниңму райондики бу хил тәқип сиясәтлириниң асаритидин қечип қутулалмиғанлиқи баян қилиниду.

Мәзкур мақалә уйғур диярида вақитлиқ хизмәт қиливатқан хитайларниң районда көргән қорқунчлуқ мәнзирилири вә учриған тосалғулири асасида йезилған. Мақалидә уйғур дияридики орвелчә назарәт системиси, чекидин ашқан бихәтәрлик тәдбирлири, даириләрниң хитай вә уйғурларниң өзара никаһлиниш тәшвиқати қатарлиқлар тәпсилий чүшәндүрүлгән.

Мақалә уйғур диярида ишләйдиған бир хитай аялниң қол телефонға мәҗбурий қачиланған юмшақ детал әплири һәққидә қилған шикайити арқилиқ раваҗланған. У сөзидә “мән тәкшүрүш понкитидики хадимдин бу деталниң адәмниң җуғрапийәлик орнини билип туруш иқтидари барму-йоқ дәп соридим. У маңа варқирап қалаймиқан гәпләрни соримаслиқимни, әгәр йәнә ашундақ гәпләрни қилсам, мени солап қойидиғанлиқини ейтти,” дегән.

Мәзкур хитай аялниң билдүрүшичә, улар уйғур дияридин айрилғанда сақчилар юқириқи юмшақ детални уларниң телефонидин өчүрүветидикән, буниңдики мәқсәт хитайниң ичкий өлкилиридики хитайларниң уйғур районда боливатқан ишлардин хәвәрдар болуп қелишини тосуш үчүн икән.

Мақалидики диққәтни тартидиған нуқтилардин бири уйғур диярида хизмәт қилған йәнә бир хитайниң аптомобилиға бензин қачилаш җәрянида йолуққан мәсилисидур. У буни төвәндикидәк баян қилған: “аптомобилға бензин қачилаш җәряни кимликни тәкшүртүш-көзни сиканерлаш-рәсимгә чүшүш дегән тәртип билән елип берилиду. Кимликиңиз испатланғандин кейин андин май қачилаш понкитиға кирәләйсиз. Адәттә кичик дуканлардин тамака сетивалсиңизму чоқум кимликиңизни тәкшүртүшиңиз керәк.”

Йеқиндин буян хитай һөкүмити милләтләр ара өз-ара тойлишиш тәшвиқатини күчәйтиватқан болуп, буниңда тәкитлиниватқини хитайниң ичкири өлкилиридики хитай әрләрни уйғур дияриға келип уйғур қизлири билән никаһлинишқа сәпәрвәр қилиштин ибарәт. Мақалидә мушу нуқтидин сөз қилған хитай ишчиларниң баянлириғиму алаһидә орун берилгән.

Мақалидә бурун уйғур дияриниң мәркизи-үрүмчидә хизмәт қилған бир хитай ишчиниң сөзлири нәқил кәлтүрүлүп мундақ дейилгән: “һөкүмәт ичкири өлкиләрдики хәнзуларни шинҗаңға келип олтурақлишиши үчүн нурғун сиясәтләрни йолға қойди. Мәсилән, бир хәнзу әр шинҗаңда олтурақлишишқа вә уйғур қизи билән никаһлинишқа қошулсила һөкүмәт униңға туралғу өй вә зор соммилиқ пул бериду. Әмма йәнә нурғун хәнзулар һөкүмәтниң ‛қайта тәрбийләш лагери‚ ға қамилип қелиштин әнсирәп, өз юртлириға қайтип кәтти.”

Бу хитай ишчи уйғур дияриниң нөвәттики вәзийити һәққидиму сөз қилған. У сөзидә мунуларни алаһидә тәкитлигән: “шинҗаң һазир чоң бир түрмигә айланди. Кишиләр бу җайда бирәр еғиз гәпни қорқмай дейәлмәйду һәм сориялмайду. Билмәй сорап қалғанларни палакәт басиду. Әгәр сиз тутқун қилинған болсиңиз, қанчилик вақттин кейин қоюп берилидиғанлиқиңизни һечким билмәйду. Шуңа әң яхшиси хизмитиңизни тездин түгитип, юртиңизға қайтип кәткиниңиз түзүк. “

Хитай ишчиларниң уйғур дияридики хизмәт вә башқа яхши шараитларни ташлап кетиш һәққидә “бейҗиң баһари” журнилиниң баш муһәррири ху пиң радийомиз зияритини қобул қилип, мундақ деди: “һөкүмәтниң уйғур дияриға тутқан башқуруш системиси у йәрдә яшиған һәрқандақ адәмни биарам қилиду, әлвәттә, хәнзуларму буниң ичидә. Буниңдин бурун хәнзулар уйғур дияриға келишни халиған болса, мана әмдиликтә улар өз юртлириға кетиш яки көчүш һадисиси йүз бериватиду. Дуня буниңдин уйғур дияриниң вәзийитиниң нәқәдәр начарлишип кәткәнликини көрүвалалайду. Мениңчә, хәнзу пуқралирниң уйғур дияридин кетиш арзуси изчил давамлишиду.”

Илгири уйғур диярида зиярәттә болған чәтәллик мухбирлар елан қилған зиярәт хатирилиридә өзлириниң қәшқәр вә хотәнгә охшаш уйғурлар нопуси бир қәдәр зич олтурақлашқан районларда сақчи аптомобиллири вә толуқ қуралланған һәрбийләрниң кочиларни давамлиқ чарлап туридиғанлиқини көргәнликини қәйт қилған иди.

Мәзкур мақалидә уйғур дияриниң йәкән наһийәсидә хизмәт қилған бир хитай аял райондики шу хил вәзийәт һәққидә тохталған. Униң сөзлиридин мәлум болушичә, кочиларда сақчи гүдүки давамлиқ аңлинип туридикән, кочини чарлайдиған сақчилар аптоматик қураллар билән қоралланған икән, бәзилири добулға кийип, төмүр калтәк көтүридикән. Бу йәрдики әң һәйран қаларлиқ бир нуқта кочилардики сақчиларниң сани йәрлик пуқраларниң нәччә һәссисигә тоғра келидикән.

Мәзкур хитай аял сөзи давамида йәнә нуқтилиқ қилип, “шинҗаңда худди түрмигә соланғандәк яшайдикәнмиз, мән хизмитимни тездин түгитип чаққанрақ юртумға кетивелишни ойлаймән,” дегән.

Ундақта хитайларниң һөкүмәт бәрпа қилип бәргән яхши сиясәтләрни ташлап юртиға кетиш әндизиси кәлгүсидә уйғурларниң вәзийити үчүн қандақ мәсилиләрни пәйда қилиду? америка уйғур бирләшмисиниң һәйәт әзаси җүрәт обул әпәнди бу һәқтә радийомизға сөз қилип, мунуларни билдүрди: “гәрчә хитай ишчи-хизмәтчиләр уйғур дияридин кетиватқан болсиму, әмма хитай һөкүмити йәнила хитай әскәрлирини, сақчиларни вә алий мәктәп пүттүргән хитайларни юқири соммилиқ мааш һәм тәминатлар билән уйғур диярида тутуп турушни ойлайду. Һазир хитай һөкүмити райондики уйғурларни хитайниң ичкири өлкилиригә йөткимәктә, шу арқилиқ хитайларни уйғурларниң орниға дәсситип, райондики уйғурларниң нопусни шалаңлаштуруш мәқситигә йәтмәкчи болуватиду. Әмма мениңчә, бүгүнкидәк дәврдә ундақ еғир сиясәтләр билән өзиниң мәқситигә йетәлмәйду. Бу бизниң земинимиз, хитай һөкүмити бизни тарқақлаштуруп, туприқимиздин һәммә уйғурни йоқ қиливетәлиши мумкин әмәс.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.