Мутәхәссисләр: хитай иқтисади “чөкүш дәври” гә қәдәм басти

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2024.08.13
hengda-evergrande-peshtaq-xerite-ayal-AP Бир аял евиргрәнд (хеңда) өй-земин ширкитиниң хитайдики тәрәққият түрлирини көрситидиған хәритә бар тамниң йенидики пәләмпәйдин чүшүватқан көрүнүш.2023-Йили 18-сентәбир, бейҗиң.
AP

Йеқинда гео-сиясий истратегийәчи питер зейхан “түз оқя хәвәрләр” (Straight Arrow) ториниң “зейханниң гио-сиясәт һәққидики мулаһизиси” намлиқ сәһиписидә, хитай иқтисадиниң заваллиққа йүзләнгәнликидин аллиқачан муқәррәр хуласә чиқарғили болидиғанлиқи тоғрулуқ анализ елип барған. У бу һәқтә пикир йүргүзүп, хитайниң һазир “чекиниш һалити” вә “чөкүш дәври” дә икәнликини ейтишниң мубалиғә болмайдиғанлиқини оттуриға қойған.

Питер зейханниң 6-авғустта елан қилинған мәзкур видийолуқ мақалисидә, хитай иқтисади дуч кәлгән хирислар оттуриға қоюлған.

Йеқинқи йиллардин буян хитай иқтисадидики чөкүш вәзийити хитайниң өй-мүлүк базириниң көпүккә айлиниши һәмдә банка системисида көрүлүватқан киризис вә боһранда әкс етиватқанлиқи мәлум. Питер зейхан өзиниң хитай иқтисадиниң “чөкүш дәври” гә қәдәм басқанлиқи һәққидики анализ мақалисидә, хитай иқтисадиниң нөвәттә “әхләт вақит” вә бузулған системиға қәдәм қойғанлиқини шәрһләп өткән. У бу һәқтә мундақ дегән; “‛әхләт вақит‚ адәттә бир тәнһәрикәт аталғуси болуп, аллиқачан уттуруп қойған командиниң утуш пурсити болмиған бир мәйдан мусабиқисиниң ахирқи минутлирини көрситиду. Әмма оюн йәнә чоқум давамлишиши керәк. Шуңа биз буни хитай иқтисадиға тәтбиқлисақ, бу, хитай иқтисадиниң әслигә келиш басқучидин өтүп кәткәнликини көрситип бериду. Йәнә бири хитай иқтисадини ‛тәкши ятти‚ дегән аталғуға тәтбиқлисақ болиду. Чүнки бу, ишларниң бузулғанлиқидин дерәк бериду. Бу, бузулған системида һәр қанчә бәдәл төлигән тәқдирдиму униң һечқандақ пайдиси йоқлуқини көрситиду. Чүнки у, буниңдин бәрибир мәнпәәт алалмайду.”

Америкадики ранд тәтқиқат мәркизиниң хитай ишлири тәтқиқатчиси, доктор реймонд кониң қаришичә, хитай нөвәттә бир қатар иқтисадий вә нопус мәсилисигә дуч келиватқан болсиму, һалбуки, бу, хитай иқтисадиниң чоқум чөкүватқанлиқидин дерәк бәрмәйду. У бу һәқтики қаришини ипадиләп мундақ деди:

“хитай иқтисади у пәқәт астилаватиду. Буни тәкитләш толиму муһим. Әмма, униң иқтисадиниң 21-әсирниң бешидики қош ханилиқ %10 лик ешиштин йирақ икәнликини ениқ билимиз. Әлвәттә һәммигә мәлумки, хитайниң иқтисади истемал вә мәбләғ селиш җәһәттә еғир тәңпуңсиз һаләттә болуп, нопус мәсилисиму буниңға һечқандақ өзгириш көрситәлмәйду. Прайд (Pride) ниң истатистикисиға қариғанда, хитайниң нопуси азийиватқандәк қилиду. Бу униң әрзан баһалиқ ишләпчиқириш әвзәлликини сақлап қелишниң қийинлишидиғанлиқидин дерәк бериду. Шуңлашқа хитай бу мәсилиләрни һәл қилиш үчүн тиришиватиду. Йәни, хитай һазир експорт мәһсулатлирини ишләпчиқириш арқилиқ тәрәққий қилмақчи болуватиду. Шуңа, хитай експорт саһәсигә көпләп мәбләғ селип, буни дөләт ичидики юқири нисбәтлик ишқа орунлишишни сақлап қелиш арқилиқ иқтисадниң астилишидин қутулушниң йоли дәп қаримақта.”

Һалбуки, питер зейхан мақалисидә хитай иқтисадиниң “тохташ” вәзийити һәққидә өз қаришини мундақ шәрһләп өткән; “әгәр сиз хитайниң санлиқ мәлуматлириға ишәнсиңиз, хитай иқтисадиниң тохтап туруватқанлиқини, нопус әһвалиниң үмидвар әмәсликини байқайсиз. Әгәр сиз хитайниң санлиқ мәлуматлириға гуман билән қарисиңиз, униң иқтисадий вә нопус вәзийитиниң әслигә кәлтүргили болмайдиған һаләттә төвәнләватқанлиқини байқайсиз. Шуңлашқа, һазир хитай “заваллиққа йүзләнди” вә у “әхләт дәври” дә туруватиду, дейиш мубалиғә әмәстур.

Америкадики сиясий анализчи доктор гордон чаң (Gordon Chang) хитай иқтисади һәққидә көз қаришини билдүрүп, иқтисадий җәһәттә ши җинпиңниң қурулма характерлик ислаһат арқилиқ истемални қозғитишқа урунмайдиғанлиқини ениқ оттуриға қойғанлиқини һәмдә буниң хитайниң експортқа тайиниши керәкликидин дерәк беридиғанлиқини билдүрүп мундақ деди:

“шуни көрүвалалаймизки, тәрәққий тапқан дөләтләр вә йәр шариниң җәнубидики бир қисим дөләтләр хитайниң дәһшәтлик җинайи қилмишлири сәвәбидин хитайниң експортини байқут қилишқа башлиди. Шуңа хитай иқтисади һазир тақ йөнилишлик йолда туруватиду дәп ойлаймән. Йәни, бу тақ йөнилишлик йолда у төвәнгә қарап кетиватиду. Бу сәвәблик, мән хитайниң өз иқтисадини қутулдуруш җәһәттә амал қилалайдиған усул-чарилирини интайин аз дәп қараймән.

Ваһаләнки, улар иқтисадий чөкүштин ибарәт бу муқәррәрликни кечиктүрәләйду, әмма улар бу муқәррәрликниң алдини алалмайду. Униң үстигә иқтисади тақ йөнилишлик төвәнләш басқучида туруватқан хитайниң нопус қурулмисидики рошән өзгириш, йәни, хитайдики туғуш нисбитиниң омумйүзлүк төвәнләватқанлиқини, йәни, нопус азийишини көрүватимиз. Демәкки, мушу әсирниң бешида хитайниң нопуси һазирқиниң үчтин бир қисмиға тоғра келиши, һәтта бу уруш яки кесәллик болмиған шараитта тарихтики әң көп нопус азийиш болуп һесаблиниши мумкин. Шуңа, мениңчә хитай һөкүмити бу иқтисадий мәсилини һәл қилалмайду. У охшимайдиған бир нуқтиға бериши мумкин. Чүнки бу дөләт тез сүрәттә чөкүшкә қарап меңиватиду.”

Питер зейхан мәзкур мақалисидә йәнә, хитай иқтисадиниң әслигә келиши үчүн күчлүк хәлқара содиниң униңға ярдәм берәләйдиғанлиқини тилға алған. Һалбуки униң қаришичә, бәхткә қарши нурғун дөләтләр һазир хитай билән болған содидин чекинип, хитай һөкүмитиниң ахирқи үмидини йоққа чиқарған.
Доктор реймонд ко хитайниң иқтисадий вәзийитидә бәзи муһим өзгириш вә давалғушлар йүз бериватқан әһвалда униң өз иқтисадиниң ешишини әмәлгә ашурушиниң тәскә тохтайдиғанлиқини тилға алди. Униң қаришичә, лекин, хитай иқтисадидики астилаш униң иқтисадиниң бирақла гумран болидиғанлиқидин дерәк бәрмәйду. У бу һәқтики пикрини мундақ шәрһләп өтти:

“мениңчә бу пәқәт хитайдила йүз бериватқан мәсилә әмәс. Чүнки, адәттә биз әң тәрәққий тапқан дөләтләрдила әмәс, тәрәққий қиливатқан дөләтләрдиму сода тосуқлириниң көпийиватқанлиқини көрүп туримиз. Мениң демәкчи болғиним, хитай иқтисади ғайәт зордур. Ениқки, хитай иқтисади йәнила интайин һаятий күчкә толған. Чүнки, бир пүтүн система ичидики қурулма амиллирини асас қилған омумий астилаш хитай иқтисадиниң гумран болидиғанлиқидин дерәк бәрмәйду. Мениңчә муһим өзгиришләр давамлиқ йүз бериду, әмма иқтисадий чөкүш йүз бәрмәйду, бәлки иқтисадий тәрәққиятниң астилиши узунға созулуши мумкин дәп қараймән.”

Лекин, доктор гордон чаңниң хитайниң иқтисади йүзлиниши һәққидики қариши реймонд кодин пәрқлиқ болуп, у, хитай иқтисадиниң һазир түрлүк киризис вә хирисларға дуч келиватқанлиқини һәм униң иқтисадий җәһәттин қайтидин гүллинишиниң ахирлашқанлиқини әскәртти. У мундақ деди:

“һазир нурғун дөләтләр хитайдин мал импорт қилишни байқут қилмақта. Һәтта нурғун дөләтләр улар билән һәмкарлиқни тохтитиш, таможна беҗини өстүрүш вә башқа тәдбирләрни қоллиниватқан болсиму, һалбуки, хитай дәһшәтлик җинайи сода қилмишлирини тохтитишни қәтий рәт қилип кәлмәктә. Әлвәттә, һазирқи шараитта хәлқара сода мунасивәтлири хитай үчүн интайин муһим. Чүнки у, хитай иқтисадини қутқузуштики бирдинбир реал таллаш һесаблиниду. Униң һазирқи хәлқара мунасивәтлири вә иқтисадий вәзийити бу тәрәптики үмидиниң интайин кичик икәнликидин дерәк бериду. Һәмдә хитайниң илгирикигә охшаш әркин експорт қилалмайдиғанлиқини көрситиду. Хитай һазир 2008-йилдики киризисни баштин кәчүрүватиду, ундин башқа йәнә, 2008-йилдин кейин йиғилған қәрзни қайтуруш үчүн керәклик ишләпчиқириш мәблиғи һасил қилғини йоқ.”

У йәнә ши җинпиң һакимийитиниң дөләт башқуруш түзүлмисиниң хитай иқтисадиниң һалак болушини кәлтүрүп чиқидиғанлиқини илгири сүрүп мундақ деди:

“ши җинпиң бир идеолог. У дөләт һакимийитиниң җәмийәтни монопол қилидиғанлиқиға ишиниду. У өз һакимийитини сақлап қелишқила берилип кәтти. У пәқәт өз һакимийитиниң йимирилишини кәйнигә сүрүватиду. Йәнә бир тәрәптин, у йәнә хитайниң иқтисадий мөҗизисини яратқан барлиқ сиясәт вә усулларни бузуватиду. Шуңа, биз бир дөләтниң өзини һалак қилиш йолиға кетиватқанлиқини көрүватимиз. Мана булар һазир хитайда йүз бериватқан ишлар болуп, униң һакимийити өзини өзи йоқитиватиду.”

Дәрвәқә, хитай иқтисадиниң киризис вә боһранға дуч келиниватқанлиқи қизиқ нуқта болуватқан пәйттә, бу саһәдики мутәхәссисләрниң қарашлириму түрлүк шәкилдә болмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.