Хитайниң “бир бәлбағ бир йол” пилани барғансери киризисқа патмақта
2024.08.22
“хәтәрлик район: хитай билән тоқунушниң йетип келиши” намлиқ китабниң аптори майкол бекли (Michael Beckley) 19-авғуст күни “ню-йорк вақти” журнилида бир мақалә елан қилип, хитайниң дуня иқтисадини алға силҗитидиған паравозлуқ ролини барғансери йоқитип бериватқанлиқини, “бир бәлбағ бир йол” пиланиға селиватқан мәблиғи, бериватқан қәрзиниң азлаватқанлиқини, чүнки хитай иқтисадиниң униңға мадари йәтмәй һалсирап қалғанлиқини, ақивәттә хитайға қәрздар дөләтләрниң иқтисадини астилитип, һәтта уларни вәйран болуш гирдабиға сөрәватқанлиқини оттуриға қойған.
“хитай қалдуруп кәткән асарәт” намлиқ бу мақалидә аптор хитай билән бир мәһәл шерикләшкән вә арқидин иқтисади вәйран болған дөләт венезуелани мисал алиду.
2000-Йилларда , венезуеланиң сабиқ пирезиденти һюго чавез (Hugo Chavez) өз дөлитиниң кәлгүсини күнсери күчийиватқан хитайға бағлап, хитайдин нәччә он милярд доллар мәбләғгә еришкән вә бу қәрзни нефит билән қайтуридиған болған. Хитай венезуеланиң нефитини болушиға елип, униң юқири сүрәтлик төмүр йолдин електир истансисиғичә болған ул әслиһә түрлирини мәбләғ билән тәминлигән. 2010-Йил нефит баһаси төвәнлигән, хитайниң нефит еһтияҗи униң иқтисади билән тәң астилиған. Венезуеланиң нефит експорти кирими төвәнләп, 2011-йилдики 73 милярд доллардин 2016-йили 22 милярд долларға чүшүп қалған. 2014-Йили, венезуеланиң иқтисади гумран болуп, хәлқи әхләт сандуқидин йемәклик издәйдиған һалға чүшүп қалған, җинайәтләр көпәйгән, сәккиз милйонға йеқин адәм бу дөләттин қечип кәткән. Хитай болса венезуелаға беридиған қәрзини асасән үзүп ташлап, тамамланмиған қурулуш түрлирини ташлап қойған.
Америкадики рәнд сиясәт тәтқиқат мәркизи хитай ишлири мутәхәссиси раймонд ко, венезуела йолуққан бу палакәтниң башқа дөләтләрдиму йүз бериши мумкинликини билдүрүп мундақ деди: “шундақ, бу ишлар башқа дөләтләрдиму йүз бериду. Мениңчә мәсилә шу йәрдики, бу йәрдики қәрз бериш вә қәрз қайтуруш усули ениқ әмәс, көпинчә сода йәң ичидә елип берилиду. Тохтам-келишимләр авазға қоюлмайду. Қәрз алғучи дөләтниң қийинчилиқи вә хитайниң қәрзини қайтуруш күчиниң қанчилик икәнликини билмәк тәс. Әмәлийәттә у киризис аллиқачан йүз бәрди. Биз сириланка билән пакистанниң әһвалини көрдуқ, улар хитайниң қәрзини қайтуралмайватиду. Чүнки бу қәрзләр мәхпий келишим билән берилгән”.
Америкада яшаватқан иқтисад пәнлири доктори қәйсәр миҗит хитайниң “бир бәлбағ бир йол” қәрз тузақлириға чүшкән дөләтләрниң уйғурлар үчүнму аваз чиқармайдиған дөләтләргә айланғанлиқини билдүрди.
Мақалә апториниң қаришичә, венезуеланиң хитайға бәк тайиниши хитайдин агаһ болушқа берилгән әң балдурқи сигнал болсиму, нурғун дөләтләр униңға сәл қариған. Кейинки йилларда хитай билән тәң гүллинишни тәмә қилип йүргән он нәччә дөләт хитай иқтисадиниң тохтап қелишиға әгишип, пул-муамилә қийинчилиқи вә қәрзни қайтуруш хәвпигә дуч кәлгән. Хитай у қәрзләрни бикар қилишни рәт қилған.
Мақалидә ейтилишичә, 2008-йилдики йәр шари пул-муамилә киризисидин кейин, дуня иқтисади бир қутқузғучиға моһтаҗ болған болуп, хитай бу ролни ойниған. 2008-Йилдин башлап, хитай 9 йилда өз иқтисадини тәрәққий қилдурушқа 29 тириллийон доллар мәбләғ салған болуп, бу йәр шари GDP (омумий ишләпчиқириш қиммити) синиң тәхминән үчтин биригә тәң келидикән. 2008-Йилдин 2021-йилғичә хитай дуняниң иқтисадий ешишиниң 40 пирсәнттин көпрәкини игилигән. Хитай дунядики нурғун дөләтләрниң сода шерикигә айланған. Венезуелаға охшаш, нурғун дөләтләр хитай иқтисадиниң тавар експорти үчүн пул тапидиған йеңи базар икәнликини байқиған, әмма улар буниңғила тайинип қелип, өз иқтисадиниң касатлишишиға йол ачқан.
Хитай башқа дөләтләргә бир тириллийон америка доллиридин көпрәк қәрз бәргән, булар асаслиқи хитай ширкәтлириниң “бир бәлбағ бир йол” қурулуши ул әслиһә түрлиригә салған мәблиғидин ибарәт болған .Әмма хитай иқтисадиниң начарлишишиға әгишип, хитайниң чәт әлгә салидиған мәблиғи азлиған, 2016-йил салған мәблиғи 87 милярд доллар болған болса, 2020-йилдин кейин салған мәблиғи 4 милярд долларға чүшкән.
Аптор мундақ дәп язиду: “билгинимиздәк, хитайниң гүллиниши сиҗил болмиди. Хитай көп йиллардин буян ички еһтияҗни ашурушни көзлигән үнүмсиз сиясәтләр қолланди, ақивәттә өзини қәрзгә боғуп қойди. Хитай рәиси ши җинпиң игилик тикләшни тосуп, ислаһатқа қарши турди, американиң өз мәнпәәтини қоғдишиға түрткә болди. Ши тәхткә чиққан он йилдин буян, хитай иқтисадиниң ешиши зор дәриҗидә астилиди, бәзи мутәхәссисләр болса униң тохтап қалғиниға ишиниду”.
Хитай иқтисадиниң чөкүши хитайға әгишип тәрәққий қилиш чүши көрүватқан дөләтләргә зәрбә беридикән. Доктор раймонд ко мундақ дәйду: “һазир биз хитай иқтисадиниң тохтап қалғанлиқини көрүватимиз, тәрәққий қилған дөләтләр буниң тәсиригә диққәт қиливатиду, бәлким мал баһаси өсүп кетиду. Тәрәққий қиливатқан дөләтләргә кәлсәк, уларниң иқтисади хитай иқтисадиниң ешиши билән зич мунасивәтлик. Иқтисади астилап қалған хитай пүтүн күчини йәнила ясимичилиққа мәркәзләштүриду, тәрәққий қиливатқан дөләтләр үчүн бу бир мәсилә, чүнки уларму көпләп мал ишләпчиқирип, сиртқа експорт қилишни ойлайду. Әгәр хитай бу ишниң бешида турувалса, улар өз иқтисадини гүлләндүрүшкә чарә тапалмайду. Шуңа тәрәққий қиливатқан дөләтләр үчүн бу үсти-үстиләп келиватқан қийинчилиқтур”.
Тәтқиқатларда байқилишичә, хитайдикиGDP ниң һәр бир пирсәнт төвәнлиши униң сода шериклириниң иқтисадиниму рошән астилитип қойидикән. Бир түркүм дөләтләр хитайға қилған експортиниң төвәнләп кәткәнликини көргән. Шуниң билән бир вақитта, хитай һөкүмити иқтисадни җанландуруш вә дуня базирини монопол қилиш үчүн өз ширкәтлиригә ғайәт зор миқдарда қәрз, толуқлима ярдәм пули бериватқан һәмдә әрзан маллирини дуняға төкмә қилип сетиватқан болуп, башқа дөләтләрниң ширкәтлири билән адил болмиған риқабәткә киргән. Мәсилән, хитайниң әрзан баһалиқ ток аптомобиллири явропа вә америка базириға кирмәкчи болған. Һалбуки, қарши тәрәпму бош кәлмәй, хитайға еғир баҗ қоймақчи болған. Омумән ейтқанда, хитайға до тиккән дөләтләр ичидә кәлгүсидә венезуеладәк ақивәткә қалидиған дөләтләрниң чиқиши мумкин икән. Америка билән явропаниң хитайни сода җәһәттә қисмаққа елиши кәлгүсидә болидиған иқтисадий җәң, җүмлидин пул-муамилә җеңиниң дәсләпки басқучи болуп, нурғун дөләтләр буниң тәсиригә учрайдикән.
Доктор қәйсәр миҗитниң билдүрүшичә, хитай иқтисадиниң чекиниши билән дуня иқтисадиму астилап қалиду дейишниң мәлум асаси болсиму, униңда йәнә килимат өзгириши, ковид юқуми, русийә-украина уруши, бәзи дөләтләрдики сиясий давалғуш дегәндәк амилларниңму тәсири болидикән. У хитайниң иқтисади начар вақитлардиму дуня иқтисадиниң гүллинип меңивәргәнликини, шуңа дуня иқтисадиниң ешишиниң хитай билән муқәррәр бағлиниши йоқ икәнликини билдүрди.