Хитайниң истанбулдики консулханисиниң чаған байрими мурасимиға бир қисим уйғурларниң қатнишиши ғулғула қозғиди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2023.01.23
xitay-istanbul-konsoli-chaghan-uyghur-2.jpg Арилирида бир қисим уйғурларму барболған, хитайниң истанбул баш консулиниң чағанлиқ паалийитигә қатнашқучилардин бир көрүнүш, 2023-йили 17-январ, истанбул, түркийә.
Social Media

Хитайниң истанбулдики баш консул вәкили намдики тиветтир һесабидин 18-январ күни елан қилинған мәлуматларға қариғанда, 17-январ кәчтә хитайниң истанбулдики баш консул вәкили ву җйән вә консулхана хадимлириниң қатнишиши билән хитайниң чаған байримини тәбрикләш паалийити елип берилған болуп, паалийәткә истанбулдики аталмиш “уйғур санаәтчи вә содигәрләр җәмийити” ниң каттивеши сабир буғда қатарлиқ бир қанчә уйғурниң қатнишиши иҗтимаий таратқуларда қаттиқ ғулғула қозғиди.

Хитайниң истанбулдики баш консул вәкили намдики тиветтир һесабида төт парчә рәсим тарқитилған болуп, рәсимдики кишиләр арисида истанбулдики аталмиш уйғур сода санаәтчиләр җәмийитиниң каттивеши сабир боғда қатарлиқ 6-5 уйғур орун алған. Бу рәсим вә учур иҗтимаий таратқуларда тарқалғандин кейин муһаҗирәттики уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғиди.

Рәсимләрдики, уйғур сәнәтчиләрниң миллийчә кийимләр билән сәһнидә долан усули ойнаватқан көрүнүшләр диққәттин тартти. Уйғур журналист муһәммәд ели атаюрт бу һәқтә пикир баян қилип, мәзкур долан усули ойниған сәнәтчиләрниң уйғур дияридин алаһидә кәлтүрүлгән кәспи сәнәтчиләр икәнликиниң еһтималдин йирақ әмәсликини илгири сүрди.

Хитайниң истанбул баш консулиниң чағанлиқ паалийитидин бир көрүнүш, 2023-йили 17-январ, истанбул, түркийә.

Хитайниң истанбулдики баш консул вәкили намдики тиветтир һесабида, “истанбулда яшаватқан хитай пуқралиримиз билән бирликтә әнәниви чаған байримини тәбриклидуқ” дегәндәк учурлар билән рәсимләр һәмбәһирләнгән.

Мәлум болушичә, мәзкур паалийәт истанбулдики шаңрила меһманханисида өткүзүлгән болуп, хитай даирлири паалийәткә хитайлардин сирт йәнә көп санда түркләр вә аз сандики уйғурлардин болуп миңдин артуқ киши қатнашқанлиқини язған болсиму. Лекин рәсимдики залға қариғанда 100 әтрапида кишиниң қатнашқанлиқини көрүвалғили болиду.

Хитайниң истанбулдики баш консулханисиниң рәсмий тор бетидики мәлуматларда хитай баш консулханиси бу чаған паалийитини уюштуруштин бәш күн бурун, йәни 12-январ хитай баш консул вәкили ву җйәнниң башчилиқидики консулхана хадимлири истанбулдики “уйғур санаәтчиләр вә содигәрләр җәмийити” ни зиярәт қилғанлиқи вә мәхсус аталмиш “шинҗаңлиқ муһаҗирлар” билән “иссиқ баһар” темисида байрамлишиш паалийити уюштурулғанлиқи, паалийәткә 30 дин артуқ уйғур, муавин баш консул ваң фей вә консулханә хизмәтчилириниң қатнашқанлиқи билдүрүлгән.

Хитай баш консули вәкили мәзкур учришишқа қатнашқан 30 дин артуқ уйғурға “чағанлиқ һәдийә буюмлири тарқитип бәргән вә хитай компартийәсиниң 20-нөвәтлик қурултийи вә хитайниң аталмиш “йеңи дәвридики тәрәққият нәтиҗилири” ни тонуштурған. У, өткән 10 йилда “уйғур аптоном райони” да қолға кәлтүрүлгән тәрәққият вә нәтиҗиләрни тонуштуруп, мәзкур уйғурлардин чәт әлликләргә вәтинини әнә шундақ тонуштурушни вә вәтәнпәрвәрликтә чиң турушни, өзлирини техиму тәрәққий қилдуруп, икки хәлқ оттурисидики өз-ара чүшиниш вә достлуқни күчәйтишкә төһпә қошушини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.

Хитайниң истанбул баш консулиниң чағанлиқ паалийитидә долан усули вә башқа номур көрситиватқан артислар, 2023-йили 17-январ, истанбул, түркийә.

Истанбулдики дуня уйғур қурултийи вәхписиниң рәиси абдурешит абдулхәмит хитай баш консулханисиниң мәзкур чағанлиқ паалийити һәққида пикир баян қилип, хитайниң шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиқ елип бериватқан бүгүнки күндә, бәзи уйғурларниң һеч иш болмиғандәк хитайниң чаған байримини тәбрикләшкә қатнишиши өзиниң шәхси мәнпәәти, иқтисадий вә иҗтимаий мәнпәәти үчүн икәнликини билдүрди:

Абдурешит әпәнди йәнә хитайниң хәлқараға өзиниң уйғурларға һичқандақ ирқий қирғинчилиқ қилмиғанлиқини көрситиш үчүн бу хил паалийәтләргә уйғурларни қатнаштуридиғанлиқини көрсәтти. У, йәнә мундақ деди: “бу йәрдә пәқәт хәлқарани вә бир қисим надан хәлқимизни алдаш үчүн, өзлириниң башқа милләтләр билән наһайити инақ-иттипақ ичидә яхши өтүватимиз дегән чүшәнчини тәшвиқ қилиш үчүн ашу уйғурларни козир қилип қоллиниватиду”.

Абдурешит әпәнди сөзидә һазир дуняда хитайниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ сиясити вә коруна вируси сәвәбидин қәбиһләрчә йүргүзгән сиясити сәвәбидин хитайға қарши сәлбий қарашлар оттуриға чиққан бир вәзийәттә, хитай һөкүмитиниң өзини яхши көрситиш, болупму шәрқий түркистандики уйғур вә башқа мусулман хәлқләр билән наһайити яхши инақ-иттипақ өтүватқандәк, уларниң әһвалиниң наһайити яхшидәк бир оқумни тәшвиқ қилиш үчүн һәрикәт қиливатқанлиқини билдүрди.

Уйғур журналист муһәммәд ели атаюрт бу һәқтә пикир баян қилип, уйғурлар мәсилиси хәлқаралашқан бүгүнки күндә хитай өзлирини уйғурлар билән инақ-иттипақ өтүватқандәк, уйғурларниң бай-баяшат яшаватиду дегәндәк чүшәнчә пәйда қилиш үчүн вәтәндин уйғур сәнәтчиләрни истанбулға кәлтүрүп сәһнигә чиқириватқанлиқини, бирақ бу хил алдамчилиқларға дуняниң ишәнмәйдиғанлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.