Америка дипломати: “биз хитай билән җакарланмиған учур җеңи ичидә туруватимиз”

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2023.09.29
Jamie-Rubin Ташқи ишлар министирлиқиниң алаһидә әлчиси вә америка ташқи ишлар министирлиқиниң хәлқара алақә бөлүми директори җәйми рубин (Jamie Rubin) доклатниң елан қилиниш мунасивити билән ахбарат елан қилиш йиғинида сөзләватиду, 2023-йили 28-сентәбир, вашингтон
state.gov

Америка ташқи ишлар министирлиқи мәхсус доклат елан қилип, хитайниң һәр йили милярдларчә доллар пул сәрп қилип, дуня миқясидики учур вә пикир йөнилишини контрол қиливатқанлиқини билдүрди.

28-Сентәбир күни америка ташқи ишлар министирлиқи “хитай йәр шари учур муһитини қандақ шәкилләндүрүватиду” мавзулуқ доклат елан қилип, йәр шаридики учур еқиминиң яман характерлик бурулушиға диққәт тартқан. Доклатта дейилишичә, хитай һөкүмити тәсир көрситиш, тәшвиқат, сахта учур тарқитиш, һәқиқий учурларни қамал қилиштәк васитиләр арқилиқ, хәлқарада хитай халиғандәк пикир еқими пәйда қилишқа урунмақтикән.

Доклатта мундақ дейилгән: “хитай рәиси ши җинпиң хитайниң йәр шари учур муһитини шәкилләндүрүш урунушини көрүнәрлик кеңәйтти. У хитай таратқулириниң тәшвиқат салмиқини қаттиқ күчәйтип, чәт әлләргә тәсир көрсәтмәктә. ”

Бу доклатни америка ташқи ишлар министирлиқиниң хәлқара алақә бөлүми (Global Engagement Center) тәйярлиған болуп, ташқи ишлар министирлиқиниң алаһидә әлчиси вә мәзкур бөлүм директори җәйми рубин (Jamie Rubin) доклатниң елан қилиниш мунасивити билән ахбарат елан қилиш йиғини өткүзгән. У сөзидә “хитай һөкүмитиниң тәшвиқат вә сензор контроллуқидин пайдилинип, рәқәмлик мустәбитликни илгири сүрүватқанлиқини, болупму уйғур вә тәйвән мәсилисидә өзигә пайдилиқ учурни йейиш үчүн бесим ишлитиватқанлиқини билдүргән”.

У мундақ дегән: “хитай һөкүмити өзи сәзгүр дәп қариған мәсилиләрдә тор ичи вә сиртида тәһдит ишлитиш арқилиқ, пәрқлиқ пикирләрни җимиқтуруп, өз-өзини синзорлашни илгири сүргән. У йәнә шинҗаң вә тәйвәнгә мунасивәтлик темиларда өзлири тәшвиқ қиливатқан һекайиләргә қарши турғанларға тәдбир қолланған. ”

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң дейишичә, хитайниң дөләт игиликидики ширкәтлири дуняниң һәрқайси җайлиридики таратқуларниң пайлирини сетивелиш васитиси арқилиқ, бир яқтин бу ахбаратларниң хитай һәққидә иҗабий һекайиләрни елан қилишини қолға кәлтүрсә, йәнә бир яқтин америка вә башқа ғәрб демократик дөләтләрдики мәсилиләрни қочуп, көпләп тәшвиқ қилишқа капаләтлик қилған. Бейҗиң йәнә нурғун һөкүмәтләргә интернетни сензорлаш техникисини експорт қилип, тор мустәбитликини кеңәйткән. Хитай һөкүмити болупму африқа, асия вә латин америкаси дөләтлиригә алаһидә муамилә қилип, бу дөләт әмәлдарлириниң бейҗиң яқтурмайдиған учурларни тосуп қелишини қолға кәлтүргән.

Җәйми рубин ахбарат елан қилиш йиғинидики сөзидә мундақ дегән:

 “улар рәқәмлик мустәбитлик баш көтүргән бир дуня бәрпа қилмақчи болуватиду. Улар өзлириниң тор дунясидики мустәбитликини башқа дөләтләргә експорт қилди. Улар болупму йеңидин тәрәққий қиливатқан дөләтләргә учурни контрол қилиш техникисини өгитишкә алаһидә әһмийәт бериватиду. ”

Америка ташқи ишлар министирлиқи юқириқи мисаллар вә башқа нурғун мисалларни нәзәрдә тутқанда, хитайниң “йәр шаридики учур муһитини қайта қуруштин ибарәт йошурун күчи” барлиқини агаһландурған. Улар, “хитай һәрбий җәһәттинла американиң асаслиқ риқабәтчиси болуп қалмастин, бәлки дуня миқясидики идийә вә сахта учур җеңидиму асаслиқ рәқибимиз болуши мумкин” дегән.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң доклатида, әгәр бу вәзийәт өзгәртилмигән тәқдирдә хитайниң йәр шари учур еқимини қайтидин шәкилләндүрүп, бир тәрәплимә қарашқа вә кәмтүклүккә йол ачидиғанлиқи, буниң һәтта бәзи дөләтләрниң өз иқтисадий вә бихәтәрлик мәнпәәтини бейҗиңға бойсундуридиған қарарларни чиқиришиға йетәклиши мумкинликини агаһландурған.

Җәймис рубинму ахбарат йиғинидики сөзидә буниң аддийла бир һекайә баян қилиш мәсилиси әмәс, бәлки американиң дөләт хәвпсизликигә четилидиған мәсилә икәнликини тәкитлигән.

У мундақ дегән: “бизниң қиммәт қаришимиз вә мәнпәәтимиз хәтәр ичидә турмақта. Әгәр мушундақ маңса, хитайниң учур контроллуқи дуняниң нурғун җайлирида бейҗиңни тәнқид қилидиған пикирләрниң әркин баян қилинишини аяғлаштуруши мумкин” .

Җәйми рубин ахбарат йиғинидики сөзидә кишиләрни һәрқандақ учурни көргәндә бу учурниң мәнбәси үстидә издинишкә чақирған. У хитайға охшаш хитай һөкүмитиниң тәшвиқат васитилиридин башқа һечқандақ обйектип хәвәр мәнбәси болмиған бир дөләт билән америкадәк әркин ахбаратчилиқ мәвҗут дөләтләрдә тарқалған учур оттурисида ғайәт зор пәрқ барлиқини тәкитләп, кишиләрни бу иккисини арилаштуруп қоймаслиққа дәвәт қилған.

У, йәнә мундақ дегән: “мән 20 нәччә йил илгири бу йәрдә турған вақтимда учур дәврини демократийә вә пикир әркинликиниң баш көтүрүшигә пайдилиқ, дәп ойлиған вақитлар иди. Биз иҗтимаий таратқулар, 24 саәтлик хәвәрләр, учур дәври вә йәр шарилишиш арқилиқ техиму гүзәл кәлгүси болиду, дәп пәрәз қилған идуқ. Бирақ көргинимиз шу болдики, йәр шарилишишниң қараңғу тәрипи бар икән. Әгәр биз бу учурни қамал қилишни тохтатмисақ, у һалда биз ишинип кәлгән демократик қиммәт қариши, бихәтәр дуня қаидилири вә һоқуқлар аста-аста бузғунчилиққа учрап маңиду” .

Җәйми рубин сөзидә йәнә хитайниң дуня миқясидики учурни қамал қилиш, сахта тәшвиқат тарқитиш, сензор вә тәқибләшни илгири сүрүш һәрикитигә тақабил турушниң американиң дөләт хәвпсизлики үчүн интайин муһимлиқини әскәрткән.

У мундақ дегән: “әгәр биз тәрәққият йөнилишини өзгәртмисәк, җәмийитимизниң нормал функсийәлири үчүн интайин муһим болған учур бошлуқини зәһәрләп маңидиған аста характерлик вә муқим өзгиришләр йүз бериду. Биз орвел тәсвирләнгәндәк, пакит билән тоқулмилар арилашқан дуняни көрүшни халимаймиз, бу америка вә дуняниң нурғун җайлири тайинип кәлгән бихәтәр қаидә вә һоқуқ дунясини вәйран қилиду. ”

Бу доклат америка ташқи ишлар министирлиқи мәхсус хитайниң сахта учур арқилиқ тәсир көрситиш һәрикити һәққидә елан қилған тунҗи доклати. Мәзкур доклат һәрқайси хәлқаралиқ ахбаратларниң күчлүк диққитигә еришкән. Улар бу доклатни дуня үчүн муһим бир ойғиниш сигнали, дәп баһалимақта.  

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.