Хитай д у қ ға киргүзүшкә урунған герман җасуслири қолға елинған
2020.06.29
Хитай герман әр-аял җасусни дуня уйғур қурултийиға соқундуруп киргүзүшкә урунған болсиму, әмма мәқситигә йитәлмигән.
25-Июн күни германийәниң дөләтлик биринчи телевизийә қанили болған ARD да хитайға җасуслуқ қилған бир җүп әр-аялниң һекайисигә аит бир хәвәр тарқитилди. Хәвәрдә баян қилинишичә, 74 яшлиқ бир герман киши вә униң аяли 23-июн сәһәрдә таксиға олтуруп, мюнхен шәһиридин айродромға қарап маңған. Уларниң пилани макавға берип, өзлирини йетәкләватқан хитайниң җасуслуқ оргининиң муһим бир әмәлдари билән көрүшүш болған.
Әмма тосаттин баварийә штатлиқ җинайи ишлар сақчи идарисиниң бирқанчә машинилири уларни қоршавға елип тутқан. Уларниң үсти-башлирини, чамаданлирини тәпсилий тәкшүргән. Андин уларниң өйигә келип, шу күни кәчкичә ахтуруш елип барған. Ахтуруш җәрянида йүзлигән һөҗҗәтләрни, санлиқ мәлуматларни вә юмталларни қолға чүшүргән. Тәкшүрүш бир күн давам қилған.
ARD Қанилиниң берлиндики мәркизиниң ахбарат мутәхәссислири бу әр-аялниң җасуслуқ гумани билән қолға елинғанлиқини германийә дөләт хәвпсизлики даирилири тәрипидин сүрүштүрүп билгән. Бирақ ARD қанили бу икки нәпәр җасусни зиярәт қилиш мәқситигә йитәлмигән. Уларниң қайси түрмигә қамалғанлиқиниму ениқлиялмиған. Германийәниң мәхпий оргини болған “федератсийә ахбарат идариси” бу һәқтә ахбарат саһәсини һечқандақ мәлумат билән тәминлийәлмәйдиғанлиқини билдүргән. Шундақ болушиға қаримай, ARD қанили бу җасус тоғрисида йәнила бәзи мәлуматларни қолға чүшүргән.
Хәвәрдә 74 яшлиқ әр җасусниң исмини дитер в. , униң аялиниң исмини андерия дәп өзгәртип елинған, бу җасусларниң һаят һекайисини қисқичә баян қилған.
Бу һекайидин мәлум болушичә, җасус дитер в. Мюнхендики “һаннс зайдил фонди җәмийити” ниң хизмәтчиси болуп, 50 йилдин буян “федератсийә ахбарат идариси” ға өзлүкидин хизмәт қилип кәлгән. Саяһәт пурситидин пайдилинип, “федератсийә ахбарат идариси” ни русийә, хитай, шәрқий-җәнубий асия дөләтлиригә аит учурлар билән тәминләп, бәлгилик тапан һәққигә еришип яшиған. Һәтта бу хизмәтлири сәвәблик у “федератсийә ахбарат идариси” ға кирип-чиқалайдиған һалға кәлгән.
У пенсийигә чиққандин кейин, аяли билән бирликтә бу хизмәтлирини давамлаштурған. Ойлимиған йәрдин хитай җасуслуқ органлири пенсийигә чиққан бу адәмгә қизиқип, уни хитайдики саяһити мәзгилидә қолға кәлтүргән. Униңдин германийә “федератсийә ахбарат идариси” ға аит мәлуматларни тәләп қилған. Бу әр-аял шуниңдин кейин давамлиқ хитайға саяһәткә берип турған. Шаңхәйдики тоңҗи университетини хитай җасуслуқ органлириға ахбарат йәткүзүш базиси қилған.
Бирақ уларниң хитайни зади қандақ мәлуматлар билән тәминлигәнлики, хитайниң бу иккийләнниң әслидә қош җасуслуқ салаһийитигә игә икәнликини, “федератсийә ахбарат идариси” ға узун йиллар хизмәт қилғанлиқини билидиған-билмәйдиғанлиқи, җасусларниң қанчилик иқтисадий һәққә еришкәнлики қатарлиқ нурғун соалларниң җаваби һазирчә мәлум әмәскән.
Бу җасусниң һекайисидики бизниң диққитимизни тартқан муһим мәсилә, хитайниң бу әр-аялни дуня уйғур қурултийиға соқундуруп киргүзүш пиланидур. Хәвәрдә алаһидә тилға елинишичә, д у қ ға суқунуп кириш бу әр-аялға тапшурулған әң муһим вә ахирқи вәзипә болған. Һалбуки, бу җасуслар хитай тәрәпниң мәзкур тәләпини рәт қилған.
Хәвәрдә мундақ дейилиду: “хитайлар ахири дитер в. Вә униң аялиға ләптоп компютер билән сифирлаштурулған юмтални бәргән. Бу арқилиқ германийә ‛федератсийә ахбарат идариси‚ ға улинип, у йәрдин учур игилимәкчи болған. Һалбуки, улар ‛федератсийә ахбарат идариси‚ ниң буни сезип қалидиғанлиқини ойлапму бақмиған. Хитайниң ахирқи нишани дитер в. Вә униң аялини дуня уйғур қурултийиға соқундуруп киргүзүш болған. Уйғурлар хитайдики етник аз санлиқ милләт болуп, улар еғир җазаларға учримақта. Уйғурларниң чәтәлдики вәкиллик оргини болған д у қ ниң мәркизи мюнхен шәһиригә җайлашқан. Бирақ дитер в. Вә униң аяли хитайниң д у қ ға суқунуп кириш тәлипини қобул қилмиғандин кейин, улар башқа темида бирликкә кәлгән”.
Хитай немә үчүн чәтәл җасуслирини д у қ ға киргүзүп ахбарат игиләшкә уруниду? д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди бу һәқтә тохталғанда хитайниң д у қ ға җасус соқундуруп киргүзүш қилмишиниң йеңилиқ болмисиму, әмма чәтәлликләрни киргүзүшкә урунушиниң диққәт қилишқа тегишлик бир нуқта икәнликини, бу вәқәниң өзлирини қайтидин сәгиткәнликини тилға алди.
Д у қ ниң рәис вәкили, “шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң муавин рәиси турғунҗан алавудун әпәнди бу хусуста пикир баян қилғанда хитайниң илгири германийәдики уйғурларни җасуслуқ қилишқа мәҗбурлап мәқситигә йетәлмигәнликини әскәртти. У сөзидә йәнә хитайниң дуня уйғур қурултийиға җасус соқуш һәрикитиниң илгири бирқанчә қетим йүз бәргәнликини, әмма хитайниң һәр қетимда мәғлуп болғанлиқини баян қилди.