Линда сун америка сиясәтчилириниң уйғурлар һәққидики мәйданини ипадилишигиму тосқунлуқ қилған

Вашингтондин мухбиримиз нуриман тәйярлиди
2024.09.06
Linda-Sun-xitay-jasus-graphic Ню-йорк иштатиниң нөвәттики иштат башлиқи кәтий хокул (Kathy Hochul) ниң қол астида муавин ишхана башлиқи болуп ишлигән линда сун (Linda Sun) вә униң ери крис ху (Chris Hu).
Photo: RFA

Ню-йорк иштатиниң нөвәттики иштат башлиқи кәтий хокул (Kathy Hochul) ниң қол астида муавин ишхана башлиқи болуп ишлигән линда сун (Linda Sun) 9-айниң 3-күни хитай һөкүмитигә җасуслуқ қилиш җинайити билән әйиблинип қолға елинди.

“вашингтон почтиси” ниң линда сун һәққидә язған шу күнки хәвиригә асасланғанда, 41 яшлиқ линда сун 2018-йилдин 2020-йилғичә ню-йорк иштатиниң сабиқ башлиқи андири кумо (Andrew Cuomo) ниң қол астида ишлигән. 2021-Йилдин 2022-йилғичә ню-йорк иштатиниң нөвәттики иштат башлиқи кәтий хокул (Kathy Hochul) ниң қол астида муавин ишхана башлиқи болуп ишлигән. Униң йолдиши 40 яшлиқ крис ху (Chris Hu) деңиз мәһсулатлири тиҗарити вә пул-муамилә мәслиһәтчилик хизмити билән шуғуллинидиған киши икән. Америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI)ниң мувәққәт ярдәмчи директори кристи куртис (Christie Curtis)ниң “вашингтон почтиси” ға ейтқанлириға қариғанда, сунниң йолдиши ху аталмиш “тиҗарәт” арқилиқ линда сунниң хитай һөкүмитидин алған пуллирини юйған. Кирис хуму аяли линда сун билән бирликтә қолға елинған.

Ню-йорк иштатиниң нөвәттики иштат башлиқи кәтий хокул (Kathy Hochul) ниң қол астида муавин ишхана башлиқи болуп ишлигән линда сун (Linda Sun) ню-йорк бруклиндики федератсийә сотидин айрилған вақти. 2024-Йили 3-сентәбир.
Ню-йорк иштатиниң нөвәттики иштат башлиқи кәтий хокул (Kathy Hochul) ниң қол астида муавин ишхана башлиқи болуп ишлигән линда сун (Linda Sun) ню-йорк бруклиндики федератсийә сотидин айрилған вақти. 2024-Йили 3-сентәбир.
AP Photo/Corey Sipkin

3-Сентәбир чүштин бурун ню-йорк бруклиндики федератсийә сотида, линда сун “хизмитидики қолайлиқидин пайдилинип чәт әл һөкүмитиниң вәкиллири билән һәмкарлишиш, виза алдамчилиқи қилиш, әткәсчилик вә пул ююш” қатарлиқ җинайәтләр билән әйибләнгән.

Әйибләш һәққидә техиму тәпсилий мәлуматқа еришиш үчүн, әйибләшкә қатнашқан ню-йорк шәрқий районлуқ сот мәһкимисиниң адвокати җон марзулли (John Marzulli) билән алақиләштуқ. У бизгә линда сун вә йолдиши кирис ху һәққидә чиқирилған 65 бәтлик әйибнамини йоллап бәрди.

Әйибнамидә линда сунниң хитай һөкүмитиниң америка сиясәтчилириниң уйғурлар мәсилисидики мәйданиға тәсир көрситиш пурситини қандақ яритип бәргәнлики һәққидики мәзмунлар тәпсилий йезилған. Униңда мундақ дейилгән: “2021-йилиниң бешида яки шу әтрапта, җавабкар линда сун хитай хәлқ җумһурийити консулханисини ‛сиясийон-2‚ (қайси сиясәтчи икәнлики йезилмиған)ниң сөзиниң мәзмунини шәкилләндүрүш имканийити билән тәминлигән, йәни хитай консулханисиниң әмәлдариға ‛сиясийон-2‚ ниң нутқиниң мәзмунни алдин көрсәткән. Хитай консулханиси әмәлдариниң инкасиға асасән, линда сун ‛сиясийон-2‚ниң нутқидики шинҗаңда қурулған лагерларда хитай һөкүмити тәрипидин тутуп турулуватқан уйғурлар һәққидики мәзмунни чиқиривәткән.”

Ню-йорк иштатиниң нөвәттики иштат башлиқи кәтий хокул (Kathy Hochul) ниң қол астида муавин ишхана башлиқи болуп ишлигән линда сун (Linda Sun) вә униң ери крис ху (Chris Hu) ню-йорк бруклиндики федератсийә сотидин айрилған вақти. 2024-Йили 3-сентәбир.
Ню-йорк иштатиниң нөвәттики иштат башлиқи кәтий хокул (Kathy Hochul) ниң қол астида муавин ишхана башлиқи болуп ишлигән линда сун (Linda Sun) вә униң ери крис ху (Chris Hu) ню-йорк бруклиндики федератсийә сотидин айрилған вақти. 2024-Йили 3-сентәбир.
AP Photo/Corey Sipkin

Әйибнамидә дейилишичә, линда сун 2021-йилила хитайниң ню-йорктики консулханиси билән алақилишип йүргән. 2021-Йили 1-айниң 12-күни яки у күнниң алди-кәйнидә, хитай консулханиси әмәлдари сун дин ‛сиясийон-1‚ яки ‛сиясийон-2‚ниң йеңи йилини тәбрикләп қисқа бир филим ишләш еһтималиниң бар-йоқлуқини сориған. Сун хитай әмәлдариниң тәлипи бойичә ‛сиясийон-2‚ниң йеңи йилиға беғишланған “йеңи йилиңизни тәбрикләймиз, вирусқа қарши бирликтә күрәш қилимиз” дегән мәзмундики қисқа филимни ишләткүзгән. У йәнә тәйвән һөкүмити вәкилиниң ню-йорк иштатиниң башлиқи билән учришишиға тосқунлуқ қилған. Ню-йорк иштатлиқ һөкүмәтниң хитайға алақидар бәзи һөҗҗәтлирини ялғандин ясап чиққан.

Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитай бөлүминиң сабиқ директори софий ричардсон бу һәқтә радийомизға сөз қилип мундақ деди: “мушундақ җасуслуқ һәрикәтлириниң тохтиталмастин йүз беришини әмди қобул қилғили болмайду. Бу хил әһвал америка-хитай арисидики сиясий муһит вә тилға елиниватқан нуқтилиқ мәсилиләрниң өзгириши һәққидә бизни қайта ойландуриду. Мундақчә ейтқанда, бәзи сиясийонлар өз хаһиши билән хитай һөкүмитини қоллайду, әлвәттә, улар әркин пикир баян қилиш һоқуқиға игә, әмма хитай һөкүмитиниң һәр хил васитиләр билән мәқсәтлик һалда америка сиясийонлириниң сиясий мәйданини өзгәртишкә урунушини қобул қилғили болмайду. Хитай һөкүмити демократик дөләтләрниң әркинлик системисидин яхши пайдилинип кетиватиду. Һазир муһим болғини һөкүмәтләрниң бу хил әһвалға болған тонушини өстүрүши вә уларниң билип-билмәй бейҗиңниң оюнчуқиға айлинип қалмаслиқиға капаләтлик қилиш.”

Хәвәрдә ейтилишичә, линда сун ню-йорк иштатлиқ һөкүмәттә 15 йил ишлигән, 2023-йил хизмитидин истепа бәргән. Һалбуки, иштат башлиқи хокул ишханиси баянатчисиниң сөзигә қариғанда, һөкүмәт униң хизмитидики намувапиқ қилмишларни байқиғанлиқи үчүн уни иштин бошатқан.

Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси илшат һәсән әпәнди бу һәқтә пикир баян қилип, линда сунниң қолға елиниши американиң хитай һөкүмитиниң америкадики һәрикәтлиригә қаттиқ диққәт қиливатқанлиқини көрситидиғанлиқини тәкитлиди.

Софий ричардсон илшат һәсәнниң сөзигә қошумчә қилип мундақ деди: “хитай компартийәсиниң нишани вә ши җинпиңниң арзуси һәққидә чүшәнчә йәнила йетәрлик әмәс. Бүгүнки күндә һәр дәриҗилик сиясийонларниң һәр түрлүк паалийәтләргә қатнишишини тоғра чүшинишкә болиду, лекин хитай әлчиханиси қоллиған паалийәтләргә қатнашқанда диққәт қилиш керәк.”

Илшат һәсән ахирида муһаҗирәттики уйғурларниңму әтрапидики җасуслардин еһтият қилиши керәкликини тәкитлиди.

Линда сун вә йолдиши кирис ху сотта өзлириниң “гунаһсиз” икәнликидә чиң турған. Америкадики хитай әлчиханисиниң баянатчиси лю пеңю бу һәқтә елан қилған баянатида, өзиниң бу делониң конкрет тәпсилатлиридин хәвири йоқлуқини ейтқан.

Линда сун 1 милйон 500 миң доллар, йолдиши крис ху 500 миң доллар билән кепилликкә қоюп берилгән. Улар 9-айниң 25-күни қайта сотлинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.