Бир ай ичидә икки нәпәр хитай җасусниң әйиблиниши вә хитайниң җасуслуққа мәҗбурлаш тактикилири

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2024.08.29
tangyuanjun-xitay-jasus-1024 8-Айниң 22-күни ню-йоркта турушлуқ таң йүәнҗүн исимлик бир хитай “демократийәчи”, 2018-йилдин 2023-йилғичә хитай дөләт хәвпсизлик министирлиқиниң алаһидә җасуси болуп ишлигәнлик җинайити билән америка әдлийә министирлиқи тәрипидин әйибләнди.
Photo: RFA

8-Айниң 22-күни ню-йоркта турушлуқ таң йүәнҗүн исимлик бир хитай “демократийәчи”, 2018-йилдин 2023-йилғичә хитай дөләт хәвпсизлик министирлиқиниң алаһидә җасуси болуп ишлигәнлик җинайити билән америка әдлийә министирлиқи тәрипидин әйибләнди. 67 яшлиқ таң йүәнҗүн 2024-йил 8-ай ичидә америкада хитайға җасуслуқ қилиш җинайити билән әйибләнгән 2-хитай демократийәчиси болуп, 6-авғуст күни ню-йоркниң броклин сотида америкадики хитай демократийә тәшкилатлиридин бири “ху явбаң вә җав зияң фонди җәмийити” ниң баш катипи ваң шуҗүн хитайға җасуслуқ қилиш билән әйибләнгәниди.

8-Айниң ичидила америкадики хитай демократийәчилири арисида икки кишиниң арқа-арқидин хитай һөкүмити үчүн җасуслуқ қилиш билән әйиблиниши, америка вә башқа дөләтләрдики хитай һөкүмитигә қарши өктичи тәшкилатлар вә паалийәтчиләрни қаттиқ чөчүткән. Болупму таң йүәнҗүнниң 21-авғуст америка федератсийә тәкшүрүш идариси хадимлири тәрипидин туюқсиз тутқун қилинип, 22-авғуст күни җасуслуқ қилиш билән әйиблиниши, униң америка һөкүмитиниң хитай ишлири иҗраийә комитетида ишләйдиған бурунқи аяли җен сален вә илгири униң билән йеқин достлуқи болған бир қисим хитай демократлирини әнсирәткән вә чөчүткән.

Таң йүәнҗүнниң бурунқи аяли җен сален, 27-авғуст радийомиз хитай бөлүминиң зияритини қобул қилғинида, техи бу йил 6-айда аҗрашқан сабиқ ери таң йүәнҗүн тутқун қилинғандин кейин, федератсийә тәкшүрүш идариси хадимлириниң уни издәп кәлгәнликини, гәрчә таң йүәнҗүнни әйибләш һөҗҗитидә өзиниң исми тилға елинмиған болсиму, әмма у ишләватқан хитай ишлири комитетидин униң маашлиқ һалда өйдә дәм елиши тәләп қилинғанлиқини, у ишләткән компютер қатарлиқ хизмәт әслиһәлириниң тәкшүрүш үчүн елип қелинғанлиқини билдүргән,

Таң йүәнҗүнни йеқиндин билидиған хитай паалийәтчилиридин канададики шең шө ханимниң билдүрүшичә, таң йүәнҗүнгә охшаш илгири хитай һөкүмитиниң сиясий зиянкәшликигә учриған бир паалийәтчиниң хитайниң җасусиға айлиниши гәрчә нурғун кишиләрни һәйран қалдурған болсиму, әмма буниңдин хитай һөкүмитиниң хитайға қарши өктичиләрдин җасус таллашта һәр хил пурсәтләрдин пайдилинидиғанлиқини көрүшкә болидикән.

 Шең шө мундақ деди: “таң йүәнҗүнниң мәсилисигә кәлсәк, у, 1989-йилдики тйәнәнмен оқуғучилириниң демократийәни тәләп қилиш намайишиниң актип йетәкчилиридин иди. Әйни чағда у хитай һөкүмити тәрипидин 20 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған. 8 Йиллиқ түрмә һаятидин кейин, у пүткүл хитайни айлинип чиқипму хизмәт тапалмиған. Кейин у тәйвән боғузидин өтүп, тәйвән арқилиқ америкаға келип сиясий панаһлиқ тилигән. Әлвәттә у 30 нәччә йилдин буян аилисидикиләр билән көрүшәлмигән, билишимчә, икки йил илгири униң иниси өлүп кәткән, анисиму ағриқ икән. Хитай компартийәси һөкүмити мана мушу пурсәттин пайдилинип, униң юртиға қайтишиға рухсәт қилиш бәдилигә уни хитай һөкүмити үчүн ишләп беришкә көндүргән. Бу қилмиш әлвәттә кишини интайин әпсусландуриду вә ғәзәпләндүриду.”

Шең шө сөзини давам қилип, хитай һөкүмитиниң чәт әлләрдики хитайға қарши өктичиләрдин җасус таллашта барлиқ пурсәт вә васитиләрдин пайдилинидиғанлиқини билдүрди.

У мундақ деди: “әмәлийәттә мән демократик һәрикәтләр сепидә ишләватқинимға 35 йил болди. Һәқиқәтән хитай һөкүмитиниң чәт әлләрдики демократик тәшкилатларға қарита елип барған нурғунлиған бузғунчилиқлирини көрдүм. Йәни ариға зиддийәт селиш, бөлгүнчилик қилиш, парчиливетиш, сетивелиш, сеситиш, қорқутуш, тәһдит селиш қилмишлириға шаһит болдум. Улар һәр хил васитиләрдин пайдиланди. Әлвәттә адәттики кишиләр буниңға тақабил туралмайду. Чүнки бизниң паалийәтлиримиз пүтүнләй пидаийларчә елип берилидиған, тапавити йоқ хизмәт. Хитайниң юртта қалған, туғқанлиримизға қилған биваситә тәһдитлириму күчлүк. Бу сәвәбләрдин нурғун кишиләр аримиздин айрилди, әмма хитай һөкүмити вәдә қилған мәнпәәт вә пурсәтләр түпәйлидин хитай һөкүмитиниң тәлипини қобул қилған. Өз тәшкилатиға хиянәт қилип җасуслуқ қилишқа мәҗбур қалған паалийәтчиләрму бар. Мән бу хил кишиләрни виҗданини йоқатқан, бизниң нәзиримиздә өлгән кишиләр дәп қараймән.”

Американиң чикаго университетниң тәклиплик пирофессори, кишилик һоқуқ адвокати тең бяв әпәндиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң чәт әлләрдики хитайға қарши өктичиләрни өзи үчүн ишләшкә мәҗбурлаш васитилири гәрчә көп хил болсиму, әмма мәлум мәнпәәт вәдә қилиш яки вәтәндә қалған туғқанлири арқилиқ тәһдит селиш хитай һөкүмити әң көп қоллинип келиватқан усуллар һесаблинидикән.

Тең бяв мундақ деди: “адәттә икки усул асаслиқ орунда туриду. Буниң бири мәнпәәт бериш йоли арқилиқ кишиләрни җасуслуққа селиш, йәнә бири йәни техиму көп ишлиниватқан васитә болса тәһдит селиш усулидур. Буниңда өктичи паалийәтчиләрниң юртида қалған аилә тавабиатлири вә уруқ-туғқанлирини гөрүгә еливелип, тәһдит селиш. Буниңда әгәр бу кишиләр чәт әлләрдә хитайға қарши тәнқид вә әйибләшләрдә болғинида, хитай компартийәси һәр хил усуллардин пайдилинип, уларниң юртида қалған аилә әзалириға зиянкәшлик қилиду, яки тәһдит салиду. Һазир бу әһваллар интайин омумлашқан. Шуниң билән бир вақитта улар йәнә мушуни васитә қилип туруп чәт әлләрдики өктичиләргә түрлүк шәртләрни қоюп, уларни өзи үчүн учур топлашқа вә җасуслуқ қилишқа мәҗбур қилмақта.”

Тең бяв әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити ирқий қирғинчилиқ сиясити йүргүзүватқан уйғурлар үчүн ейтқанда хитай һөкүмитиниң чәт әлләрдики уйғурларниң паалийәтлиригә қаратқан чәклимилири вә бузғунчилиқи техиму еғир икән.

Тең бяв әпәндиниң тәкитлишичә, нөвәттә хитай һөкүмитиниң тәшвиқатлириға ишинип, бир қисим уйғурларниң юртлириға қайтиш ишлири җиддий диққәт қозғаватқан болуп, юртиға қайтқан уйғурларниң әлвәттә хитай һөкүмитиниң һәр хил соал-сорақлири вә хитай һөкүмитигә учур йәткүзүшкә мәҗбурлиниш еһтималлиқи чоң икән.

Америкадики уйғур паалийәтчилиридин дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин мудири илшат һәсәнму зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмитиниң пәқәт хитай демократлири арисидила әмәс, бәлки чәт әлләрдики уйғур, тибәт вә моңғул тәшкилатлири арисиғиму, хитай җасуслирини киргүзүш қилмишлири байқалғанлиқини билдүрди.

Шең шө ханим болса, нөвәттә чәт әлләрдики хитайға қарши тәшкилатларниң көпинчисиниң паалийәтлири ашкара паалийәтләр болғини үчүн, көпинчә тәшкилатларда хитай һөкүмитигә учур йәткүзгән гумандарларға етибарсиз қараш әһвали еғир икән.

Шең шөниң тәкитлишичә, әмма чәт әлләрдә туруп хитай һөкүмити үчүн җасуслуқ қилғучиларниң зийини пәқәт тәшкилатлар биләнла чәкләнмәйдикән, ақивәт шу дөләт һөкүмәтлири вә ширкәтләргиму еғир зиян елип келидиғанлиқи үчүн, бундақ әһвалларни дәрһал шу дөләтләрдики қанун органлириға мәлум қилиш зөрүр икән.

Кишилик һоқуқ адвокати тең бявниң тәкитлишичә, хитайға қарши өктичи тәшкилатлар ичидә хитайға җасуслуқ қиливатқанлиқи гуман қилинған кишиләр байқалған әһвалда, уларни шу дөләтләрдики қанун органлириға мәлум қилиш һазирчә қолланғили болидиған бирдин бир қануний йол икән.

Тең бявниң тәкитлишичә, хитай җасус гумандарлирини байқиған һаман шу дөләтләрдики қанун органлириға хәвәр қилғанда, буниң келип чиқидиған зиянни әң төвән һаләткә чүшүрүштә бәлгилик үнүми болидикән.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.