Хитай мустәбитликиниң кеңийиши - дөләт һалқиған сақчи понкитлири

Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2022.10.21
Хитай мустәбитликиниң кеңийиши - дөләт һалқиған сақчи понкитлири Хәлқара кишилик һоқуқни қоғдиғучилар тәшкилати(Safeguard Defenders)ниң мәҗбури қайтуруш доклатиниң муқависи.
safeguarddefenders.com

Хитай һөкүмити дөләт сиртида, чәтәлдики “җинайәт гумандарлири” ни юртиға қайтип сотлинишқа “қайил қилидиған” сақчи системиси тори қуруп чиққан болуп, хәлқара кишилик һоқуқни қоғдиғучилар тәшкилати(Safeguard Defenders) бу сақчи систесимиға аит 30 дөләттики 54 понкитни ениқлап чиққан.

Хитай һөкүмәт таратқулиридин “хитай гезити” (“China Daily”) ниң хәвәр қилишичә, өткән 12 ай ичидә дөләт ичи вә сиртида җинайәт садир қилған дәп гуман қилинған 230 миң киши хитайға қайтиш үчүн “қайил қилинған”.

Мәзкур сақчи понкитлириниң асаслиқ базиси чәтәлдики хитай аммиви тәшкилатлири болуп, хитайниң чәтәлдики бу қанунсиз сақчи системисиға һәтта бәзи хитайчә тор гезитлири вә хитайлар тәрипидин ечилған асия ашханилириму четилип қалған.

Хәлқара кишилик һоқуқни қоғдиғучилар тәшкилатиниң тәшвиқат ишлири мәсули лавра һариф ханимниң ейтишичә, консулхана мулазимәтлири билән тәминләш намида қурулған мәзкур мулазимәт понкитлириниң әсли мәқсити “гумандарлар” ни байқаш, қорқутуш вә уларни қайтуруп әкетиш үчүн һәр хил қанунсиз һәрикәтләрни пиланлаш икән.

Хәлқара кишилик һоқуқни қоғдиғучилар тәшкилати(Safeguard Defenders) тәрипидин иҗтимаий таратқуларда елан қилинған хитайниң чәтәлдики сақчи понкитлириниң хәритиси.
Хәлқара кишилик һоқуқни қоғдиғучилар тәшкилати(Safeguard Defenders) тәрипидин иҗтимаий таратқуларда елан қилинған хитайниң чәтәлдики сақчи понкитлириниң хәритиси.
safeguarddefenders.com

Хәлқара кишилик һоқуқни қоғдиғучилар тәшкилати тәрипидин һазирланған “мәҗбурий қайтуруш” намлиқ доклатта ейтилишичә, хитай бу арқилиқ чәтәлдики сиясий паалийәтчиләр вә өктичиләрни асаслиқ нишан қилған болуп, хитай аманлиқ органлири буниң үчүн өзиниң җинайи ишлар һоқуқ даирисидин һалқип һәрикәт қилған.

Хәлқара кишилик һоқуқни қоғдиғучилар тәшкилатиниң тәшвиқат ишлири мәсули лавра ханим зияритимизни елхәт арқилиқ қобул қилди. У хитайниң чәтәлдики сақчи понкитлириниң уйғур, тибәт, тәйвән яки хоңкоң паалийәтчилирини нишанлиғанлиқиға аит конкрет испатқа игә әмәсликини, бирақ хитайдики әң чоң тәһдит астидики гуруппиларниң бу сақчи пункитлириниң асаслиқ нишани икәнликини ейтти. У, елхетидә мундақ деди: “биз барлиқ демократик органларни хәвпкә учраш еһтималлиқи юқири кишиләр бу хил әһвалларни доклат қилғанда, өзини бихәтәр һес қилиши үчүн йетәрлик доклат қилиш вә қоғдаш механизми орнитишқа чақириқ қилимиз”.

109 Уйғурни тайландтин хитайға елип маңған көрүнүш. 2015-Йили 9-июл.
109 Уйғурни тайландтин хитайға елип маңған көрүнүш. 2015-Йили 9-июл.
CCTV

Йиллардин буян уйғур муһаҗирларниң һәқ һоқуқини қоғдаш үчүн хәлқарада мунасивәтлик паалийәтләрни елип барған, дуня уйғур қурултийи муһаҗирлар комитетиниң рәиси полат сайим әпәнди зияритимизни қобул қилди. У хитайниң чәтәлдики уйғурларни қайтуруп әкетишкә урунушиниң сәвәби вә буниң арқисиға йошурунған сиясий мәқсәт тоғрисида тохталди.

Испанийә ахбарат васитиси “почта гезити” (EL correo) ниң хәвәр қилишичә, хитай испанийәгә тоққуз қанунсиз сақчи понкити қуруп чиққан болуп, доклатта йәр алған дөләтләрниң ичидә әң көп хитай сақчи понкити қурулған дөләт һесаблинидикән. Нөвәттә испанийә ички ишлар министирлиқи бу әһвални тәкшүрүшкә башлиған.

Иреландийә вақти гезитиниң (The Irish Times) хәвәр қилишичә, дублин шәһиридики хитайниң қанунсиз сақчи понкити иреландийә һөкүмитиниң диққитини тартқан. Һөкүмәт министирлири парламентта бу һәқтә түрлүк соалларға дуч кәлгән. Ташқи ишлар министири симон ковеней(Simon Coveney) бу һәқтә хитай әлчиханиси билән болған “сөһбитиниң давамлишиватқанлиқини” ейтқан.

109 Уйғурни тайландтин хитайға елип маңған көрүнүш. 2015-Йили 9-июл.
109 Уйғурни тайландтин хитайға елип маңған көрүнүш. 2015-Йили 9-июл.
CCTV

Әдлийә министири һәлин мәкәнти Helen) McEntee) ипадә билдүрүп: “дөләт ичидә чәтәл сақчиханилириниң аманлиқ паалийәтлирини йүргүзүшиниң мумкин әмәсликини” ейтқан.

“мәҗбурий қайтуруш” намлиқ доклатта ейтилишичә, хитай һөкүмитигә тәвә бәзи мәнбәләр бу сақчи системисиниң он йил бурун қурулушқа башлиғанлиқини етирап қилған. Испанийә ахбарат васитиси “почта гезити” (EL correo) ниң зияритини қобул қилған хәлқара кишилик һоқуқни қоғдиғучилар тәшкилатиниң директори петер даһлинниң ейтишичә, сақчи понкитлириниң һәқиқий сани ениқланған рәқәмниң бәш һәссисидин көп болуши мумкин икән.

Хәлқара кишилик һоқуқни қоғдиғучилар тәшкилатиниң “мәҗбурий қайтуруш” намлиқ доклатида ейтилишичә, коммунистик партийә вә бихәтәрлик органлири бу хил усуллар арқилиқ икки тәрәплик сақчи вә әдлийә һәмкарлиқ механизмидин айлинип өтүп, қанун билән идарә қилиш пиринсипиға вә башқа дөләтләрниң земин пүтүнлүкигә еғир дәриҗидә бузғунчилиқ қилған.

Лавра ханимниң ейтишичә, хитай дөләт һалқиған бастуруш вә аманлиқ тактикилириниң мәвҗутлуқини вә елип бериватқан чәтәлдики сақчи паалийәтлирини етирап қилған болсиму, әпсус бу әһвал һазирғичә нурғун демократик дөләтләрниң йетәрлик диққитини қозғимиған. Лавра ханим зияритимиз давамида бу һәқтә тохтилип мундақ деди:

“биз хитай вә хоңкоң билән болған икки тәрәплик өткүзүп бериш келишиминиң дәрһал тохтитилишини, башқа әдлийә вә сақчи һәмкарлиқ механизмлириниң җиддий тәкшүрүлүшини вә бу һәрикәткә қатнашқан хитай хәлқ җумһурийити органлири вә шәхсләргә қарита җазани йүргүзүлүшини тәләп қилимиз.”

Хәлқара кишилик һоқуқни қоғдиғучилар тәшкилати бу доклат арқилиқ хитай һөкүмитиниң тәһдит селиш, уруқ-туғқанлириға бесим ишлитиш қатарлиқ усуллар арқилиқ чәтәлдики “җинайәт гумандарлири” ға биваситә бесим ишлитидиғанлиқини испатлап чиққан. Игилинишичә, уйғур елидики хәлқләрниң әһвали техиму еғир болуп, хитай һөкүмити 2017-йилиниң бешидин етибарән чәтәлдики уйғурларниң аилилирини түрмиләргә вә йиғивелиш лагерлириға кәң көләмдә қамиған, чәтәлдики уйғурларниң юртидики уруқ-туғқанлири билән болған алақисини пүтүнләй үзүп ташливәткән вә бу уйғурларға тәһдит салған.

Дуня уйғур қурултийи муһаҗирлар комитетиниң муавин рәиси мәһмәт җәләпчи зияритимизни қобул қилип, хитайниң чәтәлдики уйғурларға салған тәһдитлири вә қайтишқа зорлаш усуллири тоғрисида тәпсилий тохталди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.