Хитай компартийәсиниң 100 йиллиқ қанлиқ тарихи тоғрилиқ көтүрүлгән дунявий чоқанлар

Мухбиримиз ирадә
2021.07.01
Хитай компартийәсиниң 100 йиллиқ қанлиқ тарихи тоғрилиқ көтүрүлгән дунявий чоқанлар Америкадики тонулған хитай ишлири көзәткүчиси гордон чаң әпәнди йиғинда сөздә. 2018-Йили 23-феврал.
wikimedia.org

Хитай коммунистик партийиси 7-айниң 1-күни өзиниң қурулғанлиқиниң 100 йиллиқини зор көләмлик мурасим билән дағдуғилиқ һалда хатирилиди. Айлар аввал башланған тәшвиқат һәрикәтлиридә хитай компартийәси хитай һөкүмитиниң “шанлиқ тарих яритип, милйонлиған хәлқни бәхт-саадәткә йетәклигәнлики” ни күчәп тәшвиқ қилди.

Ши җинпиң һакимийити милйонлиған уйғурни лагерларға қамап, ирқий қирғинчилиқ билән шуғуллиниватқан, хоңкоңдики вәдисини бузуп, униң демократийәсини вәйран қилған, юқири техникалиқ назарәт дөлити системисини хитайдин һалқитип чәт әлләргә кеңәйтиватқан вә шуниңдәк бир қатар сиясәтлири билән дуняниң мәвҗут демократик қиммәт қарашлири асасидики системисиға бузғунчилиқ қиливатқан, америка вә яврупадики ғәрб әллириниң тәнқидигә учраватқан бир мәзгилдә кәлгән бу 100 йиллиқ хатирә күни чәт әлләрдиму күчлүк диққәт қозғиди.

Америкадики тонулған хитай ишлири көзәткүчиси гордон чаң йеқиндин буян хитай компартийәси қозғиған “100 йиллиқ шанлиқ мусапә” намидики тәшвиқат һәрикәтлиригә изчил һалда өзиниң қарши пикрини билдүрүп кәлмәктә. У радийомизға қилған сөзидиму хитайниң бу сәпсәтисини әйиблиди.

У мундақ деди: “хитайдики 100 йиллиқ коммунизм хитайдики хәлқләр вә шундақла дуня хәлқи үчүн бир трагидийә елип кәлди. У инсанийәтниң мәдәнийәт тарихиға зор тәһдит. У америка үчүн вә демократийә-инсан һоқуқи үчүн елип ейтқанда, бир зор тәһдиткә айланди.”

Дәрвәқә, хитай компартийәси қурулғанлиқиниң 100 йиллиқини тәбрикләшкә тәйярлиқ қиливатқан күнләрдә, американиң һәрикки партийәдин болған дөләт мәҗлис әзалири хитай компартийәсиниң 100 йилдин буян өз пуқралириға қаратқан зулумини әйибләш һәққидә бир қарар лайиһәси тонуштурған иди. 25-Июн күни авам палата әзаси майк галлагер башчилиқида тонуштурулған қарарда хитай компартийәсиниң 1930-йиллардин тартип бүгүнгичә болған арилиқта йүргүзгән 30 дин артуқ җинайити шәрһийләнгән болуп, уларниң ичидики гәвдиликлири “чоң сәкрәп илгириләш” вә “мәдәнийәт инқилаби” да милйонларчә адәмниң өлүши вә тутқун қилиниши, тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң қанлиқ бастуруши, уйғур ели, тибәт вә хоңкоңдики бастурушларни өз ичигә алиду.

Авам палата әзаси майк галлагер вә авам палата әзаси майкел маккол қарар лайиһәси һәққидики баянатлирида “вәһимә вә зулум гениға сиңип кәткән хитай компартийәси 100 йиллиқини тәбрикләп, өзиниң зиянлиқ һәрикәтлирини қанунийлаштурмақчи болуватқан мушу күнләрдә, униң әсли маһийитини дуняға ашкарилап бериш вә униң әсиримиздики демократик қиммәт қарашларниң әң зор күшәндиси икәнликини тонутуш һәл қилғуч әһмийәткә игә,” дәп көрсәтти.

Америкадики вәзийәт анализчиси, “кор аналитик тәтқиқат орни” ниң мәсули доктор андрес кор бүгүн елхәт арқилиқ радийомизға билдүргән инкасида, “америка дөләт мәҗлис әзалириниң бу һәрикити дуняни агаһландуруш йолидики тоғра бир қәдәм” дәп баһалиди.

У радийомизға елхәт арқилиқ қайтурған инкасида бу һәқтә мундақ дегән: “мән америка дөләт мәҗлиси әзалириниң хитай компартийәсиниң 100 йиллиқини әйибләйдиған бу қарар лайиһәсини америка хәлқини вә дуняни агаһландуруш йолидики тоғра бир қәдәм дәп қараймән. Ши җинпиң рәһбәрликидики хитай бизгә дост әмәс, у демократийәниң дүшмини.”

У шундақла йәнә хитай компартийәси илгири сүрүватқан тәшвиқатларниңму әмәлийәткә уйғун әмәсликини билдүргән: “хитай компартийәсиниң 100 йиллиқ хатирә күни хитай хәлқи үчүн елип ейтқанда, 100 йиллиқ бастуруш вә намратлиқ тарихидур. Хитай компартийәси өз хәлқигә әмәлийәттә тәңдашлири һесаблинидиған японийә, җәнубий корийә вә тәйвәнчилик тәрәққият вә тенчилиқ елип келәлмиди. У әксичә уруш вә йетәрсиз тәрәққият елип кәлди.”

Америка дөләт мәҗлис әзалири өз баянатида “бу йүз йил тәбрикләйдиған йүз йил әмәс әксичә у партийиниң рәһимсиз һакимийити астида зиянкәшликкә учриған он милйонлиған зиянкәшликкә учриғучини вә бу компартийә садир қилған қәбиһ қилмишларни әсләйдиған пәйт” дегән болуп, тивиттер қатарлиқ иҗтимаий таратқулардиму “тәбриклигүдәк иш йоқ” хәштәги ечилди. Нурғун дөләт мәҗлис әзалири, кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә американиң б д т дә турушлуқ сабиқ әлчиси никкий һейлий қатарлиқ сиясәтчилири мушу хәштәг астида хитай компартийәсиниң 100 йиллиқ тарихиниң зулмәтлик вә қанлиқ тарих икәнликини тәкитләшти. Никкий һейлий ханим болса тивиттир учурида бу күндә хитайда лагирларға қамалған бир милйондин артуқ уйғурни әслиди.

Бүгүн шундақла америкадики һәрқайси нопузлуқ хәлқаралиқ ахбаратларда елан қилинған нурғун мулаһизә мақалилиридиму хитай компартийәсиниң 100 йиллиқ тарихи чоңқур анализ қилинди. Бу анализларда ши җинпиң һакимийити астидики хитай компартийәсиниң йәниму зораван, йәниму мустәбит вә йәниму хәтәрлик һаләткә кәлгәнлики тәкитләнди.

30-Июн күни “вол-ситрит жорнили” гезити “хитай компартийәсиниң 100 йиллиқи-хитай компартийәсиниң ашқун милләтчилик тәшәббуси йәр шариви әркинлик вә демократийә үчүн зор тәһдит” намлиқ бир тәһрират мақалиси елан қилди.

Мақалида мундақ дийилгән: “хитай компартийиси 7-айниң 1-күни салйотлар билән вә милләтчилик қизғинлиқи билән 100 йиллиқини тәбрикләйду, әмма бу хушал болидиған вақит әмәс. Бу партийә һакимийәттики контроллуқини төмүр тапанлар билән сақлап қалди, у һазир йәр шари әркинлики вә демократийәгә асаслиқ тәһдит болуп шәкилләнди”

Мақалида хитай компартийәсиниң әң муһим алаһидиликиниң униң қатиллиқ тарихи икәнлики әскәртилип туруп, мав зедуң дәвридин тартип һазирғичә милйонлиған кишиниң өлүмигә сәвәб болған сиясәтлири тонуштурулған вә мундақ дийилгән: “бу партийәниң контрол қилиш усули қорқунч селиштур. Ши җинпиң дәвридә һөкүмәтниң башқичә пикирләргә бәрдашлиқ бериш иқтидари һәрқандақ вақиттикидин бәк төвәнлиди. У назарәт қилиш қоралидин пайдилинип, партийә сепигә хирис қилидиған һәр қандақ қарши авазларни боғди. . . Униң йеңи ‛иҗтимаий-инавәт‚ системиси орвелчә контрол сестимиисниң бир өрникидур. Униң уйғурларни қайта тәрбийиләш вә мәҗбурий әмгәк лагирлириға қамиши, хоңкоңға бәргән вәдисидин йенивелиши бу партийиниң өз хәлқидин қанчилик қорқидиғанлиқини вә шуниң билән биргә хәлқараниң тәнқидигә ерәңсимәйдиғанлиқини намайән қилип бериду.”

Гордон чаң әпәндиниң қаришичә, мана бу мисаллар америка нәччә он йилдин бери йүргүзгән хитай билән алақә орнитип, уни йәршари сестимисға башлап кириштин ибарәт сиясәтниң пүтүнләй хаталиқини көрситип беридикән. У сөзидә америка буни өзгәртиши керәк, деди.

“мәнчә, бу биз үчүн бизниң һазирғичә хитайға қаратқан сиясәтлиримизни көздин кәчүрүп, хитай билән мунасивәт орнитиш арқилиқ уни йәр шаривий системиға маслаштуримиз, дәйдиған сияситимизниң хаталиқини тонуйдиған яхши пурсәт болуши керәк. Америка әмди хитай компартийәсигә хатимә беридиған сиясәтләрни йүргүзүши керәк.”

“вол-ситрит жорнили” ниң тәһрират мақалисида ейтишичә, хитайниң қанчилик тәһдит болидиғанлиқи, хитай коммунизими вә униң ашқун милләтчиликиниң бирләшмисиниң алдимиздики йилларда өзини қандақ ипадиләйдиғанлиқиға бағлиқ икән. Униңда мундақ дәп йезилған: “хитайниң дуняға тәһдити коммунизм билән милләтчиликниң бирләшмисиниң кәлгүси бир нәччә йилда өзини қандақ ипадиләйдиғанлиқиға бағлиқ. Бирақ аламәтләр яхши әмәс. Мәсилән, униң һиндистан билән болған чегра тоқунуши, җәнубий деңиздики аралларни игиливелиши, намрат дөләтләрни қәрзгә боғуп туридиған ‛бир бәлвағ бир йол‚ қурулуши вә униң америкиниң әқлий мүлүк һоқуқи вә мәхпийәтликлирини оғрилиши дегәндәк. Кишини әң әндишигә салидиғини, компартийә партийә өзиниң бу мутләқ контрол системиисни әркин җәмийәткә експорт қилмақчи болуватиду.”

1-Июл күни хитай компартийәси зор көләмлик бир паалийәт билән өзиниң 100 йиллиқини тәнтәнә қиливатқанда көзәткүчиләр хитай коммунист һакимийитиниң қандақ бир йосунда алға илгириләйдиғанлиқини әндишә ичидә көзитиватқан вә муназирә қиливатқан минутларда болса хитай дөләт рәиси ши җинпиң гугуң хан сарийи алдида қилған 1 бир саәтлик нутуқида төвәндикидәк ибариләрни қолланған: “хитай хәлқи һечқандақ чәт әл күчлириниң бизни бозәк қилишиға, зулум қилишиға вә қул қилишиға һәргиз йол қоймайду. Җүрәт қилғанларниң беши йерилип, қени 1 милярд 400 милйон хитай хәлқиниң гөши вә қени билән ясалған сәддичин сепили алдида ақиду. . .”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.