Мутәхәссисләр: хитай даирилириниң америкаға қарши “қарар лайиһәси” уларниң иқтисадий вә сиясий мәғлубийитини көрситиду

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2024.09.04
xitay-qarar-lahiyesi Уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитети намида “американиң шинҗаң һәққидики җаза тәдбирлиригә қәтий қарши туруш вә җазаға учриған ширкәт карханиларниң тәрәққиятини қоллаш қарари” елан қилинған йиғиндин көрүнүш. 2024-Йили 2-сентәбир.
ts.cn

Хитайниң шинҗаң гезити, хәлқ тори, тәңритағ тори қатарлиқларниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, 2-сентәбир күни, уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитети намида “американиң шинҗаң һәққидики җаза тәдбирлиригә қәтий қарши туруш вә җазаға учриған ширкәт карханиларниң тәрәққиятини қоллаш қарари” рәсмий елан қилинған. Шу күни йәнә мухбирларға баянат бериш йиғини чақирилип, қарарниң мәзмуни һәққидики соалларға җаваб берилип, бу “қарар”, ниң нуқтилиқ һалда америка һөкүмити 2022-йили 21-июндин башлап иҗра қилишқа башлиған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ға қарши туруш мәқсәт қилинғанлиқи билдүрүлгән.

“хәлқ тори” ниң 2-сентәбирдики хәвиридә ейтилишичә, шу күни “шинҗаң уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң американиң шинҗаң һәққидики җаза тәдбирлиригә қәтий қарши туруш вә җазаға учриған ширкәт карханиларниң тәрәққиятини қоллаш һәққидики қарари” рәсмий елан қилинған.

“қарар” да ейтилишичә, бу нуқтилиқ һалда америка һөкүмити 2022-йили 21-июндин башлап иҗра қилишқа киришкән “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ға қарши туруш мәқситидә мақулланған. Мәзкур “қарар” да, йәнә америкада “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ниң мақуллиниши сәвәбидин уйғур аптоном районидики ширкәт-карханиларниң ишләпчиқириш вә сетиш хизмитиниң еғир зиян-зәхмәткә учриғанлиқи әскәртилгән.

“американиң шинҗаң һәққидики җаза тәдбирлиригә қәтий қарши туруш вә җазаға учриған ширкәт карханиларниң тәрәққиятини қоллаш қарари” да йәнә америкада 2022-йили 6-айдин башлап иҗра қилиниватқан “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш” қанун лайиһәси тәнқидлинип, америка “кишилик һоқуқ байриқини көтүрүвелип иқтисадий җәһәттин зәрбә бериш суйиқәсти ишлитип хитайни искәнҗигә елиш мәқситигә йәтмәкчи болған” дәп әйибләнгән.

“қарар” да йәнә хитай һөкүмитиниң уйғурларни түркүм-түркүмләп хитай ширкәтлиридә мәҗбурий ишлитиш қилмиши ақлинип, хитай һөкүмити “ешинча әмгәк күчлирини йөткәп ишқа орунлаштуруш арқилиқ уйғурларни бай қилмақчи” болуватқанда, америка һөкүмити мақуллиған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш” қануни “бу хил иҗабий йөнилишкә бузғунчилиқ қилиш ролини ойниди” дегәнләр илгири сүрүлгән.

Уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи намида елан қилинған қарарда йәнә, нөвәттә ғәрб демократик дөләтлиридә қаттиқ әйиблиниватқан, уйғурларни түркүм-түркүмләп өзиниң ана юртидин мәҗбурий айрип, хитай ширкәт-завутлиридики мәҗбурий әмгәк күчлиригә айландуруш қилмиши ақланған. Қарарда хитай һөкүмитиниң уйғур районида мәвҗут болған “ешинча әмгәк күчлири” ни ичкири өлкиләргә йөткәш уларға иш пурсити яритишни мәқсәт қилғанлиқи, буниңда һечқандақ “мәҗбурий әмгәк” мәсилисиниң мәвҗут әмәслики тәкитләнгән. Әмма аталмиш “қарар” да хитай өлкилиридин “ярдәм” намида үзлүксиз йөткәп келиниватқан ғайәт зор сандики хитай көчмәнлири вә буниң мәқсити һәққидә һечқандақ сөз қилинмиған.

“қарар” да йәнә “шинҗаңдики ишлар дөлитимизниң ички мәсилилири” дегәнләр алаһидә тәкитлинип, америка һөкүмити “башқа дөләтләрниң ички ишиға арилашти” дәп әйибләнгән.

Хитай хәвиридә йәнә мәзкур “қарар” ниң чиқирилиш сәвәби һәққидә:

“бу қанунлар карханиларниң иқтисадиға, тиҗарәт һоқуқиға, тәрәққият мәнпәәтигә һәмдә шинҗаң хәлқиниң яшаш һоқуқиға еғир зиян кәлтүрүп, қәлбини яра қилди. Бу вәҗидин шинҗаң хәлқи хитай карханилириниң җазалинишиға сәвәб болған ‛уйғурларға алақидар қанунлар‚ ниң әпти-бәширисини ечип ташлап, американиң шинҗаң арқилиқ хитайниң тәрәққиятини тосуштәк рәзил қилмишини паш қилиш, шундақла шинҗаңдики җазаға учриған карханиларниң тиҗарәт һоқуқини, һәр милләт хәлқиниң хизмәт қилиш һоқуқини қоғдаш үчүн бу қарар елинди” дейилгән.

Уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи намида елан қилинған бу қарарниң оттуриға чиқиши һәргизму тасадипийлиқ яки қисқа вақит ичидә чиқирилған йәкүн әмәс болуп, мәзкур қарар американиң иҗра қиливатқан уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш қануниниң һәқиқәтән хитай иқтисадиға тәсир көрсәткәнликиниң нәтиҗиси икән. Америкадики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ниң тәтқиқатчиси зубәйрә шәмсидин ханимниң билдүрүшичә, худди хитайниң хәвиридә дейилгәндәк америкада 2022-йили 6-айниң 21-күнидин буян йолға қоюлуватқан “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” қатарлиқ уйғурларниң һәқ-һоқуқлирини қоғдашқа мунасивәтлик бир йүрүш қанунлар хитайниң уйғур елидә ишләнгән мәһсулатлириниң америка базирида сетилиш йолини тосуп, хитай иқтисадиға еғир зиян елип кәлгәнликиниң нәтиҗиси икән.

Мунасивәтлик хитай хәвиридиму бу нуқта тәкитлинип, американиң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш” қатарлиқ уйғурларға бир йүрүш қанунлириниң, хитайниң пахта тоқумичилиқ мәһсулатлири, кийим-кечәк, күнтахта, пәмидур пишшиқлап ишләш қатарлиқ “илғар” карханилириға еғир зиян салғанлиқи” тәкитләнгән.

Хитай хәвиридә йәнә, “бу саһәләр йезилардики ешинча әмгәк күчлириниң ишқа орунлишип, иқтисадий турмушини яхшилаш җәһәттә наһайити муһим рол ойнап кәлгәнлики, ширкәт завутларға орунлаштурулған ишчиларниң һәқ-һоқуқлири наһайити яхши қоғдилип, һечқандақ дәпсәндичиликкә учримиғанлиқи” тәкитләнгән.

Һалбуки 2018-йилларда хитай һөкүмитиниң уйғур елидә қурулған аталмиш “кәспи тәрбийәләш” намидики йиғивелиш лагерлирида бир мәзгил оқутқучилиқ қилған, нөвәттә голландийәдә яшаватқан лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханимниң билдүрүшичә, аталмиш “қарар” да ақлиниватқан “ешинча әмгәк күчлирини ишқа орунлаштуруш” дегини әмәлийәттә хитайниң завут-ширкәтлирини “қул әмгәклири” билән тәминләшни көрситидиған болуп, әйни чағда у ишлигән “кәспий тәрбийәләш” мәктипидин чиққан уйғурлар түркүм-түркүмләп дәл ашундақ хитай ширкәт-завутлириға мәҗбурий әмгәк күчлири қилип йолланғаникән.

Зубәйрә шәмсидин ханимниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити өз тәшвиқатлирида уйғур мәсилисини хитайниң ички мәсилиси дәп өзини ақлашқа урунуватқан болсиму, әмма әмәлийәттә, уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ вә қул әмгәкчилиригә айландуруш мәсилиси аллиқачан хәлқара мәсилигә айланған болуп, америка башчилиқидики ғәрб демократик дөләтлиридә бу, “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп бекитилгән икән.

Америкадики уйғур паалийәтчилиридин дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси илшат һәсән әпәндиниң билдүрүшичә, дәрвәқә, хитай һөкүмити уйғур ирқий қирғинчилиқини “американиң оюни” дегән тәшвиқатни давамлиқ күчәйтип, өзиниң “инсанийәткә қарши җинайәт өткүзгәнликидәк җинайи мәсулийитидин қутулушниң койиға чүшкән. Лекин, у, “уйғур ирқий қирғинчилиқи” вә “уйғур мәҗбурий әмгәк күчлири” һәққидики полаттәк испатлар алдида өзиниң уйғурлар үстидин йүргүзгән җинайәтлириниң җавабкарлиқидин қутулуши асан әмәс икән.

Уйғурларниң җаза лагерлириға қамилип, ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқи ашкариланған 2017-йилидин буян, уйғурларниң қул ишчи қилиниватқанлиқиға даир испатларму арқа-арқидин ашкарилинишқа башлиғаниди. Бу һәқтә хитайниң “қайта тәрбийәләш” намидики йиғивелиш лагерлиридин қоюп берилгәндин кейин чәт әлгә кәткән бир қисим лагер шаһитлири өз бешидин өткән кәчмишләрни ашкарилиған болса, хәлқарадики нурғун нопузлуқ тәтқиқатчилар вә тәтқиқат органлириму уйғурларниң қул ишчи қилиниватқанлиқи вә уйғурларни қул ишчи қилип ишлитиватқан карханилар һәққидә нурғун тәтқиқат доклатлирини елан қилғаниди.

Американиң алтана технологийә ширкити елан қилған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң екологийәлик муһит системисини йорутуш” намлиқ доклатида, хитайдики 938 миң 991 карханиниң уйғур мәҗбурий әмгики билән бағлинишлиқ икәнлики; бу карханиларниң йәршаридики 600 дин көп кәсип бойичә милйонлиған тармақ сода алақә мунасивити шәкилләндүргәнлики; уйғур мәҗбурий әмгикигә мунасивәтлик карханилар билән йәршари тәминләш зәнҗири арисидики 785 миң 415 карханиниң биринчи дәриҗилик сода мунасивитидә икәнлики; бу сода мунасивитигә даир сан-сепирларниң иккинчи қатлими 6 милйон 871 миң 643 сода алақисигә тутушидиғанлиқи пакитлар билән көрситилгән иди.

Вашингтондики хәлқара коммунизм қурбанлири хатирә фондиниң тәтқиқатчиси адриян зензниң уйғур мәҗбурий әмгикигә даир бир қанчә доклатиму, уйғурларниң қул ишчи қилиниватқанлиқиға даир күчлүк пакитларни ашкарилиған иди.

Илшат һәсән әпәндиниң тәкитлишичә, бу йәрдә техиму муһим болғини, американиң җазасиға учриған хитайниң пахта тоқумичилиқ, күнтахта, пәмидур қатарлиқ саһәлири ғайәт зор әмгәк күчигә еһтияҗлиқ саһәләр болуп, уйғурларму дәл бу саһәләрдә әң көп қул ишчи қилинған. Хитайниң бу йәрдә өзини басалмай қелишиму, бундақ мәһсулатларниң америка базарлиридин қоғланди қилинип, хитайниң иқтисадиға еғир зиян кәлтүргәнлики болуп, хитай һөкүмити “уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи” намида, аталмиш “американиң шинҗаң һәққидики җаза тәдбирлиригә қәтий қарши туруш вә җазаға учриған ширкәт карханиларниң тәрәққиятини қоллаш қарари” ни чиқириш арқилиқ, өзини ақлашқа мәҗбур болмақта икән.

Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.