Әкрәм ачиқәл: “шәрқий түркистанлиқларниң көз йеши темиған хитай мелини сетивалмаңлар!”
2023.01.05

Хитайниң уйғур елидә елип бериватқан қирғинчилиқи сияситини давамлиқ оттуриға қоюши билән тонулған “т г р т” телевизийәси диктори әкрәм ачиқәл әпәнди 2023-йили йәнә бир қетим түрк хәлқини хитайда ишләп чиқирилған малларни сетивалмаслиққа чақирип: “хитай шәрқий түркистанда уйғурларни һәқсиз ишқа селип, ишләп чиқириватқан үстигә көз йеши темиған малларни алмаңлар “деди.
У, телевизийәдә хәвәр оқуштин бурун мунуларни деди: “мән бәк қорққан бир нәрсә бар. У болсиму, хитайда мәҗбурий әмгәккә селинған шәрқий түркистанлиқ уйғур қериндашлиримизниң көз йеши темип ишләп чиқирилған тәнтәрбийә айиғи, кийим-кечәк қатарлиқ нәрсиләрни сетивелип күлүп туруп ишлитишиңлар. Немә дегән ечинишлиқ, чүнки уйғурлар мәҗбурий әмгәккә селиниватиду. Буларниң һәммиси испатланди. Мениң қериндашлирим көз йешини төкүп туруп ишләп чиқарған буюмларни биз күлүп туруп ишлитимиз”.
Диктор әкрәм ачиқәл әпәнди түрк хәлқини шәрқий түркистанлиқларниң ечинишлиқ вәзийитигә инсаний җәһәттин қариши керәкликини баян қилип мундақ деди: “биз шәрқий түркистан мәсилисигә қериндашлиқ җәһәттин әмәс, инсаний әхлақий җәһәттин қараймиз. Лондондики мустәқил ‛уйғур соти‚ көп санда лагер шаһитиниң гуваһлиқини, испатлирини аңлап вә көрүп чиқип, хитайниң ирқий қирғинчилиқ, инсанлиққа қарши җинайәт садир қилғанлиқиға қарар бәрди”.
У, “бәзи кишиләрниң бир гуруппа адәм қурған бу сотниң немә роли бар? хитайни немә қилалайду? дейиши мумкинликини, бирақ, буниң хәлқарада бир испат, бир дәлил болалайдиғанлиқи” ни баян қилип мундақ деди: “сербийәниң боснийәликләргә елип барған қирғинчилиқи һәққидиму мушундақ бир қарар чиққаниди. Бу қарарниң әһмийити бу дуняда бу һәқтә бир испат болалайду. Бу һәқтә дуняни қайил қилидиған бир қарар муһимдур. Бу, бәзиләр ойлиғандәк пайдиси йоқ бир қарар әмәс. Бәзиләр америка билән әнглийә хитайға қарши шәрқий түркистан мәсилисини козир қилип ишлитиватиду дәп ойлиши мумкин. Уни мән ениқ билмәймән. Биз немә үчүн сүкүттә турувалимиз?”
Әкрәм ачиқәл әпәнди сөзини мундақ давамлаштурди: “америка дөләт мәҗлиси хитайниң мәҗбурий әмгәк арқилиқ ишләп чиқарған маллирини америкаға импорт қилишни чәклиди. Йәни хитайниң шәрқий түркистанда мәҗбурий әмгәк билән ишләп чиқарған маллириниң америкаға киришини чәклиди. Мән түрк хәлқини шәрқий түркистанлиқ қериндашлири мәҗбурий әмгәк арқилиқ ишләп чиқарған малларни, йәни уйғур қериндашлиримизниң қан йеши төкүлгән малларни алмаслиққа чақиримән”
“т г р т” ахбарат ширкитиниң радийо, телевизийә вә гезити бар болуп, узун йиллардин буян уйғурлар тоғрисидики хәвәрләргә орун берип кәлмәктә. Шәрқий түркистан вәхписиниң сабиқ рәиси һамутхан гөктүрк әпәнди тонулған диктор әкрәм ачиқәл әпәндиниң 2-3 йилдин буян уйғурларниң еғир вәзийитини изчил һалда һәр хәвәр программисида оттуриға қоюп келиватқан киши икәнликини билдүрди.
Һамутхан гөктүрк әпәнди телевизийә диктори әкрәм ачиқәл әпәндиниң түрк хәлқини уйғурларниң көз йеши билән нәмләнгән малларни алмаслиққа чақиришиниң мәлум дәриҗидә тәсири болидиғанлиқини илгири сүрди.
Тонулған диктор әкрәм ачиқәл әпәнди һазирғичә җаза лагерлири, лагер шаһитлириниң баянлири вә нөл ковидни баһанә қилип уйғурларни ач қоюп өлтүрүшкә охшаш муһим темиларни давамлиқ һалда программа қилип кәлмәктә. Һамутхан гөктүрк әпәнди бу һәқтә тохталди.
Рәсмий статистикиларға қариғанда түркийә дунядики әң көп телевизийә көрлидиған дөләтләрниң қатарида икән. Хәлқара тәшкилатлар бирлики рәиси һидайәтуллаһоғузхан әпәнди әкрәм ачиқәл әпәндиниң һәр даим хәвәр оқуғанда уйғурларниң күн тәртипидики мәсилиләрниму аңлитишиниң әһмийитиниң зор икәнликини баян қилди.