Бермиңхам муһакимиси: “хитайниң хәлқара ахбаратлардики уйғурларға қарши истратегийәлири”

Мухбиримиз әзиз
2022.11.09
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
bermingxam-muhakime-alperman-1 Хитайниң шинхуа агентлиқи вә CGTN тор қаналлириниң 2018-2020-йиллири арилиқида ютубта елан қилған уйғур дияриға мунасивәтлик синлар истатистикиси. Профессор бйорн алперманниң доклатидин көрүнүш, 2022-йили ноябир.
RFA

Өткән он нәччә йил мабәйнидә хәлқара җәмийәтниң әң зор диққитини қозғиған һадисиләрниң бири хитай һөкүмитиниң ғайәт зор малийә күчи вә адәм күчи сәрп қилиш бәдилигә хәлқараға өз тәсирини кеңәйтиш һәркити болғанлиқи мәлум. “форбес” ториниң бу һәқтики доклатида көрситилишичә,  2009-йилидин буян хитай һөкүмити өзлириниң “хәлқара образини яхшилаш” үчүн хәлқара ахбарат саһәсигә йәттә милярд америка доллиридин көпрәк мәбләғ салған. Бу саһәдә хитай һөкүмити ғәрб дунясидики демократик күчләрниң ахбарат арқилиқ сәлбий һадисиләрни вә киризисларни паш қилишиниң әксичә өзлириниң  зулум, бастуруш вә қирғинчилиқ қилмишлирини ахбарат саһәсигә мәбләғ селиш арқилиқ пәрдазлап кәлмәктә. Йеқинда әнглийәдики бермиңхам университетида өткүзүлгән бу һәқтики муһакимә йиғинида хитай һөкүмитиниң мушу хил “мәнивий кеңәймичилик” қилмиши нуқтилиқ музакирә қилинди.

Германийәдики вуртсбург университети (University of Wurzburg) ниң профессори бйорн алперман (Bjorn Alpermann) бу қетимқи муһакиминиң әзиз меһмини сүпитидә хитай һөкүмитиниң бу җәһәттики паалийәт механизимини тәһлил қилип чиқти. Профессор алперманниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң бу хил “хәлқараға тәсир көрситиш” паалийәт механизими ши җинпиң һакимийәтни қолға алғандин кейин башланған. Болупму хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики зулум вә бастурушлири ташқий дуняға көпләп мәлум болушқа башлиған вақитлардила уларниң бу җәһәттики паалийәтлириму җанлинишқа башлиған. Буниңда ши җинпиңниң “хәлқарада бизниң сөз қилиш имтиязимиз болмаслиқтәк вәзийәткә хатимә бериш лазим” дегән йолйоруқи бойичә, 2014-йилидин башлап “хитай һәққидики баянларни қамлаштуруп сөзләш” шамили көтүрүлгән. Буниңда хитайни “җәзмән шәрқ дунясидики җәлпкар һөкүмәткә вә гүлләнгән иқтисадқа игә болған, шуниңдәк узун тарихқа, милләтләр иттипақ вә көп хил мәдәнийәтләр муҗәссәмләшкән мәдәнийәтлик бир мәмликәт сүпитидә тәсвирләш” баш нишан қилинған.

Әнә шу тәриқидә 2016-йилидин башлап хитайниң телевизийә тор системиси бу нишан бойичә иш башлиған. Буниңда улар нуқтилиқ қилип “ғәрб дунясиниң шинҗаң һәққидики төһмәтлиригә қайтурма зәрбә бериш, телевизийәгә телевизийәчә, радийоға радийочә рәддийә бериш” усулини қолланған. Шу қатарда “ютуб” (YouTube)  қанилида уйғур дияриға беғишланған мәхсус енглизчә программиларни “төкмә” қилиш, әнә шундақ оттуриға чиққан. Буниңдики юқури пәллә 2018-йили явардин 2020-йили декабирғичә болған арилиқта яритилған. У бу җәһәттә 570 видийони истатистика қилип чиққан болуп, уларниң омумий узунлуқи 75 саәттин ашқан. Йәнә келип бу қисқа филимләрниң һәммисидә уйғур дияридики һаятниң қанчилик “арамбәхш, бәхтияр вә инақ” икәнлики охшимиған нуқтилардин баян қилинған.

“тәрәққиятлар” ни намайән қилиш, профессор бйорн алперманниң доклатидин көрүнүш, 2022-йили ноябир.
“тәрәққиятлар” ни намайән қилиш, профессор бйорн алперманниң доклатидин көрүнүш, 2022-йили ноябир.
RFA

 Профессор алперман алаһидә диққәт қилған бир нуқта бу видийоларниң мутләқ көп қисми үч минуттин қисқа қилип ишләнгән болуп, буниңда “қанчә қисқа болса шунчә тәсирлик болиду” дегән пиринсип бойичә лайиһиләнгән һәмдә хәлқарадики “меңә ююш”та техиму зор үнүм қазинишни көзлигән. Шундақла охшимиған иҗтимаий таратқу мунбәрлиригә көпләп чапланған. Йәнә келип уйғур дияридики зулумларниң әвҗигә чиқиши билән бу хилдики “меңә ююш”ни нишан қилған видийоларниң хәлқара ахбарат-учур саһәсини қаплиши оң танасипта ешип маңған. Болупму хитай һөкүмитиниң лагерларни инкар қилиш мәвқәси уларниң мәвҗутлуқини етирап қилишқа өзгәргәндин кейин, бу һал техиму шундақ болған. Бу хил “тәсир көрситиш” мәқсидидики “ахбарат уруши”ниң икки қетимлиқ юқури пәллиси америка һөкүмити уйғурлар һәққидә охшаш болмиған икки хил қанун лайиһәсини мақуллиған вә уларни иҗра қилған вақитқа тоғра кәлгән. Униң тәкшүрүшигә асасланған бу видийоларниң 35 пирсәнти уйғур дияридики тәрәққиятқа, 18 пирсәнти ши җинпиң иҗра қиливатқан сиясәтләрниң “иҗабий нәтиҗилири”гә, 15 пирсәнти “дүшмән күчләрниң ахбарат һуҗумлириға рәддийә бериш”кә, 14 пирсәнти “шинҗаң дегән шу қәдәр гүзәл” дегәндәк тәбиәт тәсвирлиригә, йәттә пирсәнти уйғур дияридики “терорлуқ қилмишлири” ға аталған. Болупму һул муәссәсә қурулушиниң қандақ “гүлләп-яшниғанлиқи”, намратлиқниң қайси дәриҗидә түгитилгәнлики, шәхсләрниң “тәрбийәләш арқилиқ көзи ечилип” қандақ “бай болуп кәткәнлики” муһим нуқта қилинған.

Профессор алперманниң тәкшүришигә асасланғанда, хитай һөкүмити йәнә уйғур дияридики мәдәнийәт вә тарих саһәсигә мәнсуп “тәрәққиятлар”ниң оттуриға чиқишини пәрдазлашқиму алаһидә күч чиқарған. Хитай һөкүмити ишләп тарқатқан бу қисқа видийоларда һазирқи заман шәһәр һаятидики “тоқчилиқ”, көп хил мәдәнийәтләрниң ортақ мәвҗут болуши, уйғурларға хас болған “йәрлик кимлик” қаришини инкар қилиш, “нахша-уссул миллити” болған уйғурларниң заманиви нахша-уссуллардин қандақ бәһримән болуватқанлиқи, уларниң мәшрәп вә муқамлириниң қандақ қоғдиливатқанлиқи, уйғур таамлириниң гүзәллики дегәнләрни вастә қилип туруп, “шинҗаңда һазир параванлиқ вә гүллиниш дәвр сүрмәктә” дегән мәркизий учурни көпләп йоллиған. Әмма у алаһидә диққәт қилған бир нуқта, бу видийолар топлимида уйғурлардики ислам диниға даир мәзмунлар задила орун алмиған. Йәнә келип “пәрдә арқисидики қара қоллар”, “тәңритағ һелиму қәд көтүрмәктә”, “шинҗаңдики терорлуққа қарши күрәш” дегәндәк терорлуқ вә ашқунлуққа даир филимләр толиму тәпсилий вә узун ишләнгән һәмдә уйғур диярида “терорлуқ һәркәтлири бәк ямрап кәткәнликтин, бизниң буниңға қарши тәдбир елиштин башқа илаҗимиз қалмиди” дегән идийә тәшвиқ қилинған. Хитайда енглизчә телевизийә муһакимисини көридиған кишиләрниң сани һечқанчә болмисиму, улар алайитән енглиз тиллиқ хитай “мутәхәссисләр”ни тәклип қилип, мәркизий телевизийә истансисида уйғур дияридики терорлуқ, “тәрәққият” вә хитай һөкүмитиниң “ғәмхорлуқи” һәққидә кәң-кушадә муһакимә паалийити тәшкиллигән һәмдә буни чәт әлләрдә көпләп тарқатқан.

Профессор алперманниң тәкшүришичә, 2021-йилидин 2022-йилиғичә болған арилиқта хитай һөкүмитиниң бу саһәдики паалийәтлири нуқтилиқ қилип “қирғинчилиқни инкар қилиш”қа мәркәзләшкән. Шуниңдәк бу саһәгә аҗратқан малийә күчи вә адәм күчиму һәссиләп ашқан. Җүмлидин “терорлуқ” һәққидә йеңидин ишләнгән “сайидики уруш” сәрләвһилик узун филим бу җәһәттики чоң һәҗимлик видийоларниң төтинчиси қатарида оттуриға чиққан. Шу қатарда оттуриға чиққан “уйғур тәнһәркәтчиниң бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиниң мәшилигә от йеқиши” буниңдики бир типик мисал болуп қалған. “лю шинниң шинҗаң сәпири” намидики чатма телевизийә филимидә хитай телевизийә хизмәтчилириниң “көзи” арқилиқ уйғур җәмийити “иҗабий” шәкилдә тәсвирлинишкә башлиған. Чәт әл ахбарат вастилириниң мухбирлири уйғур дияриға беришта қатму-қат чәклимиләргә дуч келиватқанда, наһайити әркин һалда саяһәткә атланған “әҗнәбий тор тура саһиблирини өтнигә елип, уларниң ағзидин шинҗаң һәққидики һекайиларни аңлитиш” долқуниму мушу мәзгилдә барлиққа кәлгән.

“чәтәлликниң ағзидин” сөзләш, профессор бйорн алперманниң доклатидин көрүнүш, 2022-йили ноябир.
“чәтәлликниң ағзидин” сөзләш, профессор бйорн алперманниң доклатидин көрүнүш, 2022-йили ноябир.
RFA

Профессор алперманниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң дуняға хоҗа болуш нийити барғансери ашкара түс елишқа башлиғандин буян, уларниң бу хилдики “ахбарат арқилиқ тәсир көрситиш” һәркити техиму юқури пәллигә чиқишқа башлиған. Әмма униң қаришичә, хитай һөкүмитиниң бу хил “меңә ююш” һәркити америка вә башқа ғәрп әллиридә һечқандақ утуқ қазиналмиған. Әмма тәрәққи қилмиған үчинчи дуня районида бу урунушлар бәлгилик үнүмләрни қолға кәлтүргән. Нөвәттә хитай һөкүмитиниң бу саһәдики түрлүк урунушлири һелиһәм изчил давам қиливатқанлиқи мәлум.        

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.