Үрүмчидә йүз бәргән от апити хитай һөкүмитиниң қамал сияситигә қарши аммивий наразилиқ һәрикитиниң пәрдисини ачқан
2022.11.27
24-Ноябир күни кәчтә үрүмчидә йүз бәргән от кетиш вәқәси үрүмчи вә ичкири хитайдики көплигән шәһәрләрдә ши җинпиң һакимийитиниң “юқумни нөлгә чүшүрүш” сияситигә қарши партлиған намайишлириниң башлинишиға сәвәб болған.
“америка бирләшмә агентлиқи”ниң 26-ноябир күни бәргән хәвиридә бу вәқәниң бәзи тәпсилати берилгән болуп, хитайниң қамал сияситиниң бу паҗиәниң асаслиқ сәвәбчиси икәнлики вә йәрлик аһалиниң буниңға қарши қозғилип, бу сиясәтни әмәлдин қалдурушни тәләп қилғанлиқи көрситилгән.
Хәвәрдә берилгән мәлуматларға қариғанда, 24-ноябир күни кәчтә үрүмчидә йүз бәргән от кетиш вәқәсигә бинаниң 15-қәвитидики ток мәнбәси сәвәб болған. Бу қәвәттин туташқан от 17-қәвәткичә ямрап, ис-түтәклири 21-қәвәткичә киргән, от өчүрүш әтрити бинаниң әтрапидики қатму қат қамал вә тосақларни чувуп, бинаниң йениға келип отни өчүрүп болғичә, от улғийип кәткән вә үч саәткичә бу от қәвәтму-қәвәт өрләп көйивәргән; өйгә солинип қалғанларниң көпинчиси зәһәрлик ис-түтәктин тунҗуқуп өлүп кәткән, һушидин кәткәнлири дохтурханиға апирип қутқузулған. Хитай һөкүмити 25-ноябир күни “бу вәқәдә өлүп кәткәнләр 10, яриланғанлар 9 адәм” дәп елан қилған; әмма иҗтимаий таратқуларда аз дегәндә 44 адәмниң өлүп кәткәнлики һәққидә учурлар тарқалған.
Юқум вәзийити һәққидики хәвәрлиримиздә мәлум болғинидәк, хитайниң үч айдин көп вақиттин бери уйғур районида йолға қоюватқан “юқумни нөлгә чүшүрүш” сиясити давамида, бәзи җайларда ачлиқ вә кесәлликтин өлүп кетиш паҗиәлири көрүлгәниди. Бу қетим вәқә йүз бәргән тәңритағ райони “юқири дәриҗилик хәтәрлик” район дәп бекитилгән вә аһалиләрниң сиртқа чиқиши чәкләнгәниди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиридә билдүрүлүшичә, үрүмчи шәһириниң башлиқи мәмтимин қадир 25-ноябир күни кәчтә өткүзүлгән мухбирларни күтивелиш йиғинида аһалиләрдин кәчүрүм сориған вә бу от апитини тәкшүридиғанлиқини ейтқан. Әмма һөкүмәт даирилири бу йиғинда өзлирини ақлап, от өчүрүш еғизиға тосақ қоюлмиғанлиқини, аһалиләрниң бинадин чүшүп паалийәт қилишиға рухсәт қилинған болсиму, бәзи кишиләрниң өзини қутқузуш иқтидари төвән болғачқа, апәттин өзини вақтида қутулдуралмиғанлиқини баян қилишқан.
Әмма әһвалдин хәвәрда уйғурлар иҗтимаий алақә васитилирида буниң ялғанлиқини ашкарилиған. Хитайниң аталмиш юқумни тизгинләш тәдбири түпәйлидин бу бинадики нурғун аһалиләр өйигә солап қоюлған. Бир хитай қизму буниң тоғрилиқини испатлап видийо тарқатқан. Униң ейтишичә, бу бина “юқири дәриҗилик хәтәрлик район”ға тәвә, шуңа униң дәрвазисидин тартип кириш ишиклиригичә һәммиси тақақ. От өчүрүш әтритиму қатму қат тосақлардин өтүп, бу бинаға йеқинлишип болғичә икки саәт вақит өтүп кәткән”.
Үрүмчидә йүз бәргән от апити хитай пуқралириниң ши җинпиң һакимийитиниң қамал сияситигә болған ғәзәп-нәприти вә қаршилиқ һәрикитиниң от пилтисигә айланған болуп, үрүмчидә намайишқа чиққан хитай пуқралири бина өйгә от кетиш вәқәсидә өлгән нарасидә балиларни мисалға елип туруп, хитай һөкүмитиниң хилму хил кирзис вә паҗиәләргә сәвәб болуватқан қамал сияситини қаттиқ әйиблигән.
Радийомиз хитай бөлүминиң хәвәр қилишичә, бу вәқәдин кейинки бир нәччә күндә хитайда аз дегәндә 10 нәччә чоң шәһәрдә “юқумни тизгинләш сиясити”гә қарши намайиш көтүрүлгән, көплигән хитай пуқралири бу қаршилиқни сиясий һәрикәткә айландурған болуп, бу 1989-йилдин бери кәм көрүлгән иҗтимаий һадисә икән.
Хитай һөкүмитиниң қамал сияситиниң еғир зиянкәшликигә учриған шаңхәй аһалисиму бу вәқәдин кейин намайиш көтүрүп, “дөләтниң барлиқ һоқуқи хәлққә мәнсуп, дөләт кишилик һоқуққа һөрмәт қилиши керәк, биз өз һоқуқимизни қайтурвелишимиз керәк, ши җинпиң тәхттин чүш, ши җинпиң тәхттин чүш!” дәп шоар товлиған. Чеңду шәһәр аһалиси намайиш қилип, “бизгә әркинлик вә демократийә керәк, бизгә пуқралиқ һоқуқи керәк!” дәп шоар товлиған.
Тивиттерда елан қилинған “бир уйғурдин хитай пуқралириға хәт” дегән язмида мундақ дейилгән: “үрүмчидин башлинип пүтүн хитайға кеңәйгән қаршилиқ һәрикитиниң нәтиҗисини пәрәз қилалмаймиз. Әң яман әһвалда, хитай һөкүмити бу һәрикәтни қанлиқ бастуруветиши мумкин. Буниң ақивитидә ‛шинҗаң сиясити‚ хитайниң барлиқ җайлириға тез сүрәттә омумлишиши, хитайниң һәр қайси шәһәрлиридә йиғивелиш лагерлири қурулуши вә нурғун хитай пуқралири униңға солиниши мумкин. Бу әһвалда хитайда әркинлик вә демократийәниң әмәлгә ешиши техиму тәслишип кетиду. Хитай һазир өзиниң дөләт маршида ейтилғандәк, әң хәтәрлик һалда туруватиду”.